Вашингтонда уйғурлар кеңиши ечилишниң һарписида

2011-Йили 4-айниң 18-күни уйғурниң оғли әкбәрҗанниң қәшқәрдә көчмән хитайларға пичақ селип яриландуруш вәқәси садир болди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.05.05
4-Айниң 20-күни әнқәрәдә “шәрқи түркистан җумһурийитиниң ишғали вә хәлқара қанун” темисида йиғин чақирилип, түрк қануншунаслири җүмлидин түркийә һоқуқ институти әнқәрә шөбисиниң мудири адвокат һақан ишқ әпәнди “мустәқил шәрқи түркистан җумһурийитини хитайларниң 1949-йили ишғал қиливалғанлиқини вә хәлқара қанунда уйғурларниң бу җумһурийәтни әслигә кәлтүрүш һәққигә игә икәнликини, шуниң үчүн дуня дөләтлириниң уйғурларға ярдәм қилиш мәҗбурийити барлиқи” ни аңлатти. 4-Айниң 22-күни хитайниң рәиси ху җин тав билән, өзбекистанниң президенти ислам кәримоф бейҗиңда көрүшкәндә, хитай рәиси ху җин тав бу қетим кәримифқа йәнә “оттура асиядики вә шинҗаңдики шәрқи түркистанчиларниң һәммисини бастуруш керәклики” ни көрсәтти. Гәрчә өбекистанда уйғурларниң сани башқа ситанларға қариғанда көп болсиму, лекин ху җинтавниң сөзигә җавабән өзбекистанлиқ ислам кәримоф, ху җинтавға “йиллардин буян хитайниң уйғурларни чәклиши интайин мувәппәқийәтлик болди, һазир өзбекистандиму уйғурларниң күчи, қазақистанларға қариғанда интайин аҗиз "дәп чүшәндүрди. 4-Айниң 23-күни хоңкоң сумурғ телевизийә истансиси 4-айниң 23-күнидин 26-күнигичә бейҗиңда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң һәрбий штаб башлиқлири йиғини ечилғанлиқини хәвәр қилди.

“азадлиқ” тор бети 4-айниң 27-күни хәвәр тарқитип, хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқиниң министири миң җәнҗуниң қәшқәргә келип хизмәтләрни көздин көчүргәнликини хәвәр қилди. Миң җәнҗу қәшқәргә кәлгәндә әкбәрҗанниң көчмән хитайға пичақ селишиға мунасивәтлик йетип кәлдиму яки йәнә башқа сәвәбму барму? охшашла вақитта хоңкоң сумурғ телевизийисиниң аңлитишиға асасланғанда, бейҗиңда җуңгода ислам диниға ишинидиған милләтләрниң дини тәблиғ паалийити өткүзүлди. Сәһнигә қарап бақсам бу йиғинға дегүдәк туңганлар қатнашқандәк көрүнди. я қазақ йоқ, я уйғур йоқ. Лекин бу йиғин йәнә шундақ сәзгүр вақитқа тоғра кәлди.

4-Айниң 27-күнидин 28-күнигичә бейҗиңда америка қошма штатлири һөкүмити билән хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ сөһбити өткүзүлди. Башқа мәсилиләр қатарида, хитайниң миллий һөкүмранлиқиға мунасивәтлик уйғурларниң кишилик һоқуқ хатирисиниң бу қетимлиқ кишилик һоқуқ сөһбитидә оттуриға қоюлуши бәрһәқ иди.

Миң җәнҗу мустәмликә уйғуристанға қаратқан хизмәт тәкшүрүш зияритини ахирлаштуруп, 4-айниң 28-күни қазақистанниң пайтәхти астаниға йетип келип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң җамаәт хәвпсизлики министирлириниң йиғинға қатнашмақчи болди. Башта ейтқандәк, ху җинтав, өзбекистан президенти кәримофқа сөзләп бәргәндәк, “оттура асиядики вә шинҗаңдики шәрқи түркистанчиларниң һәммисини бастуруш керәк”  дегән йолйоруқини иҗра қилиш үчүн, миң җәнҗу астаниға йетип кәлгәнму, немә?

Дәл шундақ сәзгүр пәйтләрдә вашингтонда уйғурларниң тәқдиригә мунасивәтлик, уйғурлар кеңиши йиғининиң ечилиши хитайни сәрасимға селип қойди. Вәзийәтниң алди-кәйнидин көзитип турған миң җәнҗу шуңа алдирап тенәп қәшқәргә вә астаниға йетип кәлди.

Вашингтонда ечилған уйғурлар кеңиши, өз ара пикир алмаштурушни, охшашмиған көз қарашқа игә кишиләрниң көз қарашлирини бирликкә кәлтүрүш йоллирида издинип мәқсәтләр бирликидә иттипақлиқни ишқа ашуруп, уйғурларниң кәлгүсигә мунасивәтлик сиясий йол хәритиси бәлгиләшни муһакимә қилди.

Түрк қануншунаслири көрсәткәндәк, уйғурлар ниң тарихта қурулған болупму ахирқи қетим уйғурстаниниң ғулҗа шәһиридә қурулған җумһурийәтни әслигә кәлтүрүш һоқуқлири, хәлқара қанунларға уйғун вә уйғурларниң әхлақ вә ғайилиригә уйғун муқәддәс һоқуқтур.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.