“бөрә растинила йитип кәлди” му?

Шинхвашениң башқурушидики йәршари гезити 2011-йили 5-айниң 9-күни, бейҗиң аләм авиатсийә университети истратегийилик мәсилиләр тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси җаң винмуниң “америка, явропа иттипақидин ибарәт бир топ бөриләр һәқиқәтән йитип кәлди” мавзулуқ мақалисини елан қилди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.05.13

Мақалидә, америка явропаға ярдәм қилип, сабиқ советләрни вә югославийини парчилап, явропа қуруқлуқини балқан йерим арилида бирликкә кәлтүрди.

Буниңға җавабән ливийә мәсилисидин кейинки, явропа иттипақи йирақ шәрқтә, болупму җуңго мәсилиси бойичә пүтүн күчи билән америкиға ярдәм бериду дәп көрситилди.

Қариғанда, бөрә растинила йитип кәлди. Йитип кәлгини бирла бөрә әмәс, буниң кәйнидә йәнә бир топ бөрә бар. Һеқиқи хирис һазир келиватиду, дейилди мақалидә.

3-Айниң 27-күни нато ливийигә һәрбий һәрикәт қоллиниш һоқуқини америкиниң қолидин өткүзүп алди. Бу һәрикәт, америка билән явропа иттипақи оттурисида күч селиштурмисида өзгириш болғанлиқини, буниңдин кейин явропа иттипақиниң хәлқара сиясәттә дәсләпки қәдәмдә мунасип орунға көтүрүлгәнликини көрситип бәрди.

Һазир қариғанда явропаниң бирликкә келиши, иккинчи дуня урушидин кейинки, ялта рамкиси ичидә әмәс, бәлки ялта вәзийити билән өз-ара чәткә қеқишидиған тарихниң мусаписи, өзиниң нишани-яврупалиқлар йеңи бир вәзийәттә явропа йетәкчиликидики, дуняви бир системини әслигә кәлтүрүш йәни явропа бөлүнмигән, мустәмликә системиси болмиған “версал системиси” ни, америка вә русийә пиланлиған, явропани шәрқий явропа вә ғәрбий явропаға парчилайдиған ялта системисиниң орниға дәссәтмәкчи болди, дейилди мақалидә.

Явропалиқлар 1946-йилидин башлап йерим әсирдин артуқ вақит ичидә интиқам елишқа тәйярлинип, ялта системисини парчилап, биринчи дуня уруши дәвридики версал системисини әслигә кәлтүрүштин ибарәт истратегийилик нишанға йеқинлап кәлди.

2010-Йили америка асияға қайтип кәлгәнликини җакарлиди шундақла америка армийисини ирақтин чекиндүрүп чиқидиғанлиқини җакарлиғанда, явропа иттипақи наһайити зор истратегийилик маканға еришкәнликини һес қилди.

Явропаниң һәқиқий бирликни тамамлашта, шималий африқиниң қалаймиқан вәзийитигә тайинишқила болмайду, милтиқму маслишип келиши керәк.

Бундақ болғанда, мәнтиқигә уйғун һалда явропа иттипақиниң оттура шәрққә йүрүш қилишида ливийә бөсүш еғизи болуп қалиду, дейилди мақалидә.

Өтүп кәткән 20 йилға нәзәр салсақ,‏-дәп башлайду аптор,‏ америка билән сабиқ советлар дуняни ортақ башқуридиған ялта системисидин ваз кечип, америка билән явропа иттипақи ортақ башқуридиған дуняви системини униң орниға дәсситиш, президент реган дәвридин, президент бош дәвригичә болған арилиқта америка дипломатийисидә аңлиқ иҗра қилидиған дипломатик хаһиш болуп қалди.

Америка явропа балқан йерим арилида бирликкә келип, косоваға еришкәндин кейин, 2010-йили асияға қайтип кәлгәнликини җакарлиди.

Интайин илмий, интайин пакитлиқ йезилған бу мақалиниң роһиға асасланғанда, явропа вә америка ялта системисидин ваз кәчкән болиду.

Ялта системиси явропада йимирилгән икән, демәк, ялта системисиниң явропа истратегийиси йимирилгән болиду. Ундақта ялта системисиниң йирақ шәрқ истратегийиси қачан йимирилиду?

“америкиниң асияға қайтип келиши” ялта системиси йирақ шәрқ иситратегийисиниң йимирилишигә мунасивәтликмиду? сабиқ президент бошниң 2005-йили 5-айниң 6-күни латвийиниң рига шәһиридә “ялта йиғини интайин зор тарихи хаталиқ болған иди” дәп сөзлигән нутқи, асияда ялта системисиниң йимирилишигә берилгән бир сигналмиду? йирақ шәрқ истратегийиси японийиниң шималидики төт арал мәсилисини, ташқи моңғулийә мәсилисини, уйғуристан мәсилисини, манҗурийә мәсилисини өз ичигә алатти.

Хитай даирилири уйғуристан мәсилисиниң ялта йиғинида оттуриға қоюлғанлиқини етирап қилип елан қилған “җуңго шинҗаңниң тарихи вә һазирқи әһвали” мавзулуқ китабиниң 314-бетидә “ялта йиғинида тилға елинған шинҗаң мәсилиси” мавзулуқ мақалә астида уйғуристан мәсилисиниң ялта йиғинида оттуриға қоюлғанлиқини толуқ шәрһләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.