Будсатва җаң чүншәнниң көчмән сиясити

Йеқиндин бери будсатва җаң чүншән дәп атилип қалған секретар җаң чүншән, 2011-йили 5-айниң 19-күнидин 22-күнигичә хизмәт вәкиллиригә вакалитән байинғолин областиға берип, аталмиш шинҗаңға ярдәм бәргүчи аталмиш кадирлардин-әмәлийәттики өзиниң хитай көчмәнлиридин һал сориди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.05.24

Будсатва җаң чүншән байинғолин области бүгүр наһийиси, чарқилиқ, чәрчән наһийилиригә берип хитай көчмәнлиридин һал сориди. Ваң лечуән билән будсатва җаң чүншәнни селиштурғанда, хитай көчмәнлири тоғрисида ваң лечвән чеграға ярдәм бәргүчи яшларму демигән, әмгәк күчлириму демигән, пәқәт ваң лечуән хитай көчмәнлирини базар иқтисадиға өткәндин кейин берип келиватқан содигәрләр дегән иди. Әмдиликтә секретар будсатва җаң чүншән хитай көчмәнлирини шинҗаңға ярдәм беридиған кадирлар дәп аташқа башлиди.

Хитайниң мәркизи комитети мустәмликә уйғуристанға йәни хитайчә атилиши шинҗаңға хитай көчмәнлири аһалисини көчүрүштин, болупму бир чирайлиқ сим қоймай туруп аһалә көчүрүштин аз-тола әймәнсә керәк. 20-Әсирниң 50-йиллирида хитай һакимийити: чегра районға ярдәм бәргүчиләр дәп аһалә көчүрәтти. Арилиқта ваң лечвән содигәрләр дәп аһалә көчүрди. Әмдиликтә җаң чүншән шинҗаңға ярдәм беридиған кадирлар дәп, хитай көчмәнлирини көчүрүшкә башлиди.

Бир нәпәр көчмән хитай секретар җаң чүншәнгә мундақ деди: буниңдин 30 йил бурун йәр тәврәш апитигә учриған таңшән хәлқи пүтүн мәмликәт хәлқиниң ғәрәзсиз ярдимигә еришкән, һазир биз шәпқәт яғдурғучи меһрибан қәлбимизни елип, ечиветилгән кокси-қарнимиз билән бу земинға йитип кәлдуқ.

Мана көрүң, чарвичилиқ билән шуғулланғучи, шинҗаңға ярдәм беришкә кәлгән аталмиш кадир сәй шу әпәнди чарқилиқ наһийисигә кәлгәндин кейин, уйғур чарвичилар билән биллә туруп, биллә тамақ йәп чарвичиларға чарва маллар кесәлликиниң алдини елиш тоғрисида дәрс өткән имиш. Ундақта хитай көчмәнлирини уйғур чарвичи аилиләргә орунлаштурдиму, хитай көчмәнлири уйғурлар билән аш-тамақтиму биллә боламду? ундақ болмиса сәй ниң дегәнлири зади немә дегәнлик?!

Пакитлар кәйнидин пакитлар дөвилинип турупту. Хитай көчмәнлири шәкли өзгәргән таҗавузчилардур. Қаримаққа қоралсиз таҗавузчилар болуп көрүнсиму яки һәрбий тәртип билән тәрбийә көрмигән, лекин һәрбий тәртип, һәрбий буйруқ бойичә мустәмликә уйғуристанға көчүп кириватқан таҗавузчи көчмәнләрдур.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамисиниң кириш сөзидә, кишилик һоқуқни вә негизлик әркинликни һөрмәт қилиш дегәнлик,
Әмәлийәттә таҗавузчилиқни чәкләш вә таҗавузчилиқ урушини чәкләш билән бир йәрдә, бир мәнидә келәтти. Бу низамнамидә негизлик кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш хәлқара тинчлиқни қоғдаш билән бир мәнидә келәтти.

1Милйон 960миң квадрат километир (оттура мәктәптә шундақ оқуған) бу земин, бу макан худа тәрипидин, тәбиәт тәрипидин уйғурларға бәхшәндә қилип берилгән әмәсмиди? немишқа хитайниң таҗавузиға учриди вә учрайду? 1949-йили хитайниң генерали ваң җин сталинниң ярдимигә тайинип әскәрлирини сталин әвәткән һәрбий аптомобилларға олтурғузуп, өзи сталин әвәткән айропиланға олтуруп таҗавуз қилип уйғуристанни мустәмликисигә айландурған күндин башлап, уйғуристан хитай көчмәнлириниңму таҗавузиға учриған иди.

2009-Йили хитай мустәмликичилириниң “шинҗаң” ға йәрләшкән хитай көчмәнлири һакимийити тинч йол билән намайиш қилған уйғурларни қанлиқ қирғин қилғандин кейин, уни 19 хитай өлкисиниң талан-тараҗ қилишиға вә ичкири хитайдин көчмән хитай көчүрүшигә мувапиқ, хитай көчмәнлири райониға айландурмақчи болди вә бүгүнгичә бу хизмәтни техиму җиддийләштүрди.

Җаң чүншән әпәнди, хитай көчмәнлиридин һал сориғанда, хитай көчмәнлириниң дәпсәндә қилишиға учраватқан уйғурлардинму һал сорап бақтиңизму? селиниватқан туралғу өй қурулуши хитай көчмәнлириниң уйғуристанға көчүп киришигә оң танасип болуватамду яки яки уйғурларниң өйлирини тартип елип хитай көчмәнлиригә тәқсим қилип берәмсиләр?!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.