Хитай армийә баш штаб башлиқиниң америка зияритиниң һәқиқий қияпити

Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң баш штаб башлиқи америкиға зиярәткә йитип кәлди. Шу мунасивәт билән хитайда нәшр қилинидиған “пайдилиниш хәвәрлири” ниң “азадлиқ армийә баш штаб башлиқиниң америкини зиярәт қилишиниң һәқиқий қияпити: америкилиқ юқири дәриҗилик әмәлдар мундақ деди” сәрләвһилик мақалиси хитайға майил вәнвий тор бетигә чапланди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.05.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Баш штаб башлиқи чин бинде америкиға йитип кәлди, америка бу кишини қизил гиләм селип юқири дәриҗилик муамилә билән күтүвалди. Чин биндениң зиярити қаримаққа наһайити сүрлүк зиярәттәк көрүнсиму, лекин америка билән хитай оттурисидики наһайити зор истратегийилик ихтилапни йошуруп қалалмайтти.

Әмма, америкилиқ юқири дәриҗилик бир нәпәр әмәлдарниң бир нәччә җүмлә сөзи, америкиниң баш қатуруп бу зиярәтни немә үчүн орунлаштурғанлиқиниң теги-тәктини ашкарилап қойди. юқири дәриҗилик әмәлдар мундақ деди: биз икки дөләт өз-ара турғузушни үмид қилған мунасивәт мәлум дәриҗидә тинчлиққа игә вә өз-ара ишиниш асасидики мунасивәттур. Әгәр берәр вәқә йүз беридиған болса, биздә өз-ара асаслиналайдиған мунасивәт болуши керәк.

Хитайлар бу бир җүмлә сөзни мундақ тәһлил қилишти: дуняда қудрәтлик һәрбий күчкә игә америка, немишқа һәрбий ишлар җәһәттә изчил һалда хитай билән йүзму-йүз алий дәриҗиликләр сөһбити өткүзүшкә издиниду? америкилиқ юқири дәриҗилик әмәлдар сөзлигән бир нәччә җүмлә сөзниң мәнисидин, америкиниң мәлум туюқсиз вәқәләр үчүн тәйярлиқ қиливатқанлиқини көрүвелиш тәс әмәс.

Хитайниң ички қисмида, дәп башлайду тәһлилчиләр: хитайниң һәр хил-һәр шәкиллик санаәт тармақлири америка тәрипидин игиләнгән әһвал астида пәқәт һәрбий тәрәпла сақ қалған иди. Бир нәччә 10 йиллиқ америка, хитай мунасивитидин ейтқанда, америка хитайниң барлиқ саһәлирини вә һалқилиқ саһәләрни қолиға елип болди. Пәқәт армийә тәрәптин һәл қилғуч ғәлибигә еришәлмигән иди.

“мәлум туюқсиз вәқәләргә тәйярлиқ қиливатқанлиқи” дегән җүмлиниң мәнисигә мас келидиған хитайниң ички қисмидики әһвалға нәзәр ташлисақ, хитайниң ташқи җәһәттә ярдәмгә моһтаҗ болуп қалғанлиқини көрүвалалаймиз.

Б б с 5-айниң 15-күни “хитайда иҗтимаий бесим күчәйгәнликтин, даириләр муқимлиқни қоғдашта җиддийлишип кәтти” сәрләвһилик мақалә елан қилип, “хитайда интайин көп сәзгүр мәсилиләр оттуриға чиқти. Мәсилән, сәзгүр ишлар, сәзгүр персонажлар, сәзгүр мавзулар, сәзгүр мәзгил, һәтта дөләтниң пилани, пуқраларниң турмуши мәсилиси қатарлиқ мәсилиләрниң һәммиси сәзгүр мәсилә болуп қалди” дәп көрсәтти. юқириқи мақалиниң мәзмунидин қариғанда, шуңа хитай сәзгүр пәйткә, туюқсиз вәқәләр йүз беридиған пәйткә келип қалғанлиқтин америка билән һәмкарлашмиса болмайдиғанлиқини тонуп йәтти дейишкә болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.