Далай ламаниң сиясий тәшәббуси өзгәрдиму?

2010-Йили 12-айниң 20-күни довий тор бетидә "вилекс" тор бетидә тарқитилған хәвәрләр көчүрүп тарқитилди. Паш қилинған бир парчә хәвәргә асасланғанда, 2009-йили 8-айниң 10- күни йеңи деһлидин әвәтилгән америка дипломатлириниң телеграммисида, америкиниң йеңи деһлида турушлуқ баш әлчиси таймуди роммеирниң 2009-йили 8-айниң 8- күни далай лама билән өткүзгән сөһбитиниң мәзмуни елан қилинди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.12.21

Бу хәвәрни әнглийиниң қоғдаш гезити тор бити телевизийиси, америка симлиқ телевизийиси тор бити телевизийиси охшашла көчүрүп аңлатти.

Далай лама баш әлчи роммеир әпәндигә:"мән җуңго вә җуңго хәлқиниң улуғлуқини етирап қилимән. Лекин, җуңгониң мустәбитизмлиқ сиясий түзүми узаққа баралмайду, җуңголуқларниң идийиви қарашлири интайин тар, улар тибәт хәлқиниң өзиниң мәдәнийити вә тилини сақлап қелиш арзулириға һәссиләп тәһдит селиватиду, дәп көрсәтти.

Далай лама, явропа иттипақи, әнглийә федератсийиси дөләт шәкиллирини тибәтләр райониниң тинчлиқ, гүллиниш ишлирида нишан қилишқа болиду, өткән ишлар тарихқа айлинип болди. Һазир тибәт хәлқи билән җуңго хәлқи "ортақ тонуш вә ортақ мәнпәәт "асасида йеңи бир реаллиқни тәсәввур қилиши лазим. явропа иттипақи билән әнглийә федератсийиси дәл мушундақ сәвәбләр асасида бирлишип, "дөләт болуп", әза дөләтләр охшашла өз дөлитиниң алаһидиликини давамлаштуруп, миллий кимликини тән елип кәлмәктә, дәп көрсәтти.

Далай лама :"әгәр җуңго дуняви зомигәрлик орниға оңушлуқ чиқидиғанла болса, сабиқ советләрни өлгә қилип, гуманлиқ вәқәләрни яритип, вәһимә арқилиқ һөкүмранлиқ қилиду. Америка рәһбәрлири җуңго рәһбәрлири билән учрашқанда, җуңгониң қиммәт қарашлирини ойлишип, җуңгони демократик дөләтләр қатариға елип кириш үчүн тиришчанлиқ көрситишлири лазим " дәп көрсәтти.

Телеграммида : далай лама җуңго тәрәптин актип сигнал чиқишини тәләп қилди һәм өзиниң әмәлий сөһбәткә тәйярлинип қойғанлиқини қәйт қилди. Чүнки, нөвәттә тибәтликләр җуңгониң зораванлиқ билән бастурушқа йүзләнгәнликини көрүп йәтти, дәп көрситилди.
Далай лама баш әлчи роммеир әпәндигә мундақ деди:хәлқара җәмийәт тибәтниң килимат өзгиришигә етибар билән қарап, тибәтниң сиясий мәсилисини 5йил, 10йил кечиктүрүп турсиму болиду.

Баш әлчи роммеир бу учурларни вашингтонға йәткүзгәндә, далай лама тарқатқан учурлардин наһайити кәң истратегийилик өзгиришни "тибәт мәсилиси" дегән мәсилидин " тибәтниң "екологийиси" дегән мәсилини ясап чиққанлиқини көрүвалғили болиду, дәп йәткүзди.

Далай лама йәнә : җуңго һөкүмити тибәт хәлқиниң әнәниви чарвичилиқ турмуш шәклини бузувәткәнлики үчүн тибәт хәлқигә төләм төлиши керәк дәп, көрсәтти. Һазир дуняда 3хил ериш йүз бәрмәктә. Шималий қутуп, җәнубий қутуп музлуқлири еримәктә, җумулаңма музлуқлириму еримәктә...

Тибәт мәсилисини нөвәттә тибәтниң екологийилик мәсилисигә өзгәрткәнликини далай ламаниң сиясий тәшәббусини өзгәрткәнлики дейишкә болмайду. Тибәтниң сиясий мәсилисиму, тибәтниң екологийиси мәсилисиму охшашла әмәлийәттә бир нәрсиниң икки тәрипидур. Йәни бу милләтниң һоқуқи мәсилисидур. Милләтниң һоқуқи қолиға келидиғанла болса, екологийә мәсилисиму тибәтниң сиясий мәсилисиму бирақла һәл болиду. Далай лама бу йәрдә пәқәт тәртипни алмаштуруватиду халас.

Далай лама, баш әлчи роммеирға сөһбәт баян қилғанда, сөһбәтниң бизни қизиқтурған мәзмуни шу болдики, тибәттә гүллинишни, тинчлиқни қолға кәлтүрүшниң бирдин- бир нишани әнглийә федератсийиси шәклидә, явропа иттипақи шәклидә дөләт қуруп, иттипақ вә федератсийигә әза болған һәр қайси дөләт вә һәр қайси милләтләрниң алаһидиликини сақлап, миллий кимликини тән елиш -җуңгони әнглийә федератсийиси бойичә федератсийәләштүрүш, җуңгони явропа иттипақи бойичә иттипақдаш дөләтләргә айландуруш тәшәббуси ‏- мана бу һәқиқий мәнидики сиясий тәшәббустур. Бу сиясий тәшәббусни баш әлчиниң телеграмма арқилиқ вашингтонға йоллиши кишини техиму қизиқтуридиған бир мәсилидур.

Узун заманлардин бери, кишиләр далай лама а птономийә тәләп қилди, далай ламани дорашқа болмайду дейишкән иди. Қамчиниң дәстиси билән дүмбисини қашлайдиған бу кишиләргә сиясәт бар йәрдә немә иш бар идикин, таң!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.