“әгәр һәрбий һәрикәт бигунаһ пуқраларға қаритилса....”

2011-Йили 3-айниң 30-күни мәлум тор бити мундақ хәвәр тарқатти: һәрбий һәрикәт бигунаһ пуқраларға қаритилса бу қарап туруп “инсаний әхлақ” ни дәпсәндә қилғанлиқ...
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.04.01

2011-Йили 3-айниң 30-күни мәлум тор бити мундақ хәвәр тарқатти: хитайниң дөләт рәиси ху җинтав бейҗиң хәлқ сарийида хәлқара пул-муамилә ислаһати муһакимә йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгән франсийә президенти саркози билән көрүшүп ливийә мәсилисидә тохталғанда:...Хитай тәрәп ливийиниң һазирқи һалитидин өкүниду. Биз хәвпсизлик кеңишиниң ливийә мәсилисини қарар арқилиқ тинч йол билән һәл қилип, бомбардиман қилишни тосуп авамни қоғдишини үмид қилимиз. Әгәр һәрбий һәрикәт бигунаһ пуқраларға қаритилса бу қарап туруп инсаний әхлақни дәпсәндә қилғанлиқ... Мурәккәп зиддийәтләрниң сөһбәт арқилиқ тинч йол билән һәл қилинишини үмид қилимиз...Дәп көрсәтти.

Һазир дуняда ливийә мәсилиси дәйдиған бир мәсилә оттуриға чиқти. Ушбу дуняниң йеқинқи заман тарихида босинийә мәсилиси, косово мәсилиси, шәрқи темур мәсилиси дәйдиған мәсилиләр оттуриға чиққанда, бу мәсилиләргә хәлқара җәмийәт йеқиндин диққәт қилип, һәтта әскәр чиқирип қорал ишләткәндә мәсилиләр тизла оңушлуқ билән һәл болди. Бозәк-бозәк болувәрмиди, ночи-ночи болувәрмиди. Хәлқара җәмийәт шу чағда дуняви адаләтниң бу дәриҗидә әмәлийлишишини инсанпәрвәрлик, интернатсионализмлиқ бурчни ада қилғанлиқ, дәп алқишлиди.

Худди шуниңдәк, косово мәсилисигә охшаш бир мәсилә 2008-йили 3-айниң 14-күни тибәтниң лихаса шәһиридә оттуриға чиққанда, хәлқара мухбирларниң көңүл бөлүшидин башқа, хәлқара җәмийәт бу вәқәгә артуқчә көңүл бөлмиди. Худди шуниңдәк, шәрқи темур мәсилисигә охшаш бир мәсилә 2009-йили 7-айниң 5-күни мустәмликә уйғуристанниң үрүмчи шәһиридә оттуриға чиққанда, 10 миңдин артуқ уйғур қирғин қилинди, қолға елинди, из ‏-дерәксиз ғайиб болди. Бу вәқәгиму хәлқара мухбирларниң көңүл бөлүшидин башқа, хәлқара җәмийәт артуқчә көңүл бөлмиди.

29-Күни лондонда ливийә мәсилиси тоғрисида йиғин ечилди, әмма уйғуристан вәқәлири вә тибәт вәқәлири тоғрисида әйни чағда һечқандақ бир йәрдә хәлқара йиғин ечилмиған иди. Ливийә тоғрисида бихәтәрлик комитети әскәр чиқирип арилишишни қарар қилди, әнглийә, франсийә қатарлиқ дөләтләр ливийигә һәрбий һәрикәт қолланди. Әмма, уйғуристан вәқәлири, тибәт вәқәлири әйни чағда һечқачан бихәтәрлик комитетиниң йиғиниға қоюлмиған иди. Кишилик һоқуқ игилик һоқуқтин әла дегән сөзниң мәниси немә иди-я!

Тәңлик, баравәрлик үчүн товлаватқан дуняниң, һәр қандақ мумкинлик ичидә тибәт билән уйғур мәсилисигә бу дәриҗидә тәңсиз муамилә қилиши немини чүшәндүрүп бериду?! уйғур билән тибәт йәр шариниң адәмлири әмәсмикинә? дуняниң шәрқи темурға вә ливийигә қолланған позитсийиси уйғур билән тибәткә мақул болмамдикинә?!

Ху җинтав ливийә мәсилисини қорал ишләтмәй тинч йол билән һәл қилишни тәшәббус қилди. Ундақта ху җинтав, худди хитай армийисиниң тибәт билән уйғурниң мәсилисини бастуруш йоли билән һәл қилғинидәк, ливийә мәсилисини казафийниң армийиси билән һәл қилишни тәшәббус қиливатамду? йәни ху җинтав казафийниң ливийә хәлқини бастурушиға хәлқара җәмийәтниң йол қоюшини тәшәббус қиливатамду?

Ху җинтав, әгәр һәрбий һәрикәт бигунаһ пуқраларға қаритилса, бу қарап туруп инсани әхлақни дәпсәндә қилғанлиқ дәп көрсәтти. Ху җинтав, хитайниң һәрбий тәрәп қоманданлири гуруһи билән тил бириктүрүп, 2008-йили лхасаға, 2009-йили үрүмчигә ичкири хитайдин әскәр йөткәп келип үрүмчидә уйғурларни, лхасада тибәтләрни қирғин қилип, җиддий пәйттә чегра районларға һәрбий йөткәшни мәшиқ қилди десәк, шу чағда ху җинтавниң инсани әхлақи нәгә кәткән дәп соал қоюшқа боламду-йоқ?

Казафий ливийидә қирғинчилиқ қиливатиду. Бундақ әһвалда хәлқара җәмийәтниң ливийидә һөкүмәткә қарши күчләргә инсанпәрвәрлик ярдими қилғанлиқини дуня әһли қизғин қарши алди вә алқишлиди.

2008-Йили хитай мустәмликичилири лхасада қирғин қилған хәлқ тибәт хәлқи иди, 2009-йили хитай мустәмликичилири үрүмчидә қирғин қилған хәлқ уйғур хәлқи иди. У хәлқләр хитай әмәс иди. Хитай өзиниң мустәмликилиридә қирғинчилиқ қилди. Әмма ливийиниң ички урушиға селиштурғанда, уйғур билән тибәтниң иши интайин еғир иш иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.