Һәр күни шу гәп, йәнә һәр күни шу иш

Ислаһат йолға қоюлғандин кейин, җуңгода иқтисад саһәсидә йүз бәргән өзгириш интайин зор болди. Америка “нормал содида әбәди етибар бериш” сияситини тәқдим қилди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.04.15

Тәқдим қилиш һәр йили дөләт мәҗлисиниң тәстиқидин өтүши керәк иди.

Дөләт мәҗлиси “нормал содида әбәди етибар бериш”ни муһакимә қилғанда, хитайниң кишилик һоқуқни яхшилишини шәрт қилатти. Хитай дөлити дуня сода тәшкилатиға әза болуп киргәндин кейин “содида етибар бериш” тоғрисида дөләт мәҗлиси һәр йили муһакимә қилишини әмәлдин қалдурди. Шуниңдин кейин хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини паш қилиш вә хитайға бесим ишлитишлиригә писәнт қилмайдиған болди.

Хитай һөкүмити йеникләп қалди, бар күч билән иқтисадни тәрәққий қилдурушқа киришип кәтти.

Җуңго иқтисадиниң характери немә? еғир санаәтни асас, йеник санаәтни қошумчә қиламду яки мулазимәт кәспини асас яки өй-имарәт тиҗаритини қошумчә қиламду. Қариғанда, җуңго иқтисади башқа саһәләрни ташливетип өй ‏-имарәт тиҗаритини асас қилип тәрәққий қиливатиду. Бирақ тор бәтлиридә һәр күни өй-имарәт тиҗарити тоғрисида гәп, мал баһаси тоғрисидила гәп вә пул пахаллиқи тоғрисидила гәп болуп туруватиду.

Йеқиндин бери хитай рәһбәрлири һә десила һәрқандақ сорунда пул пахаллиқи тоғрисида ипадә билдүрүп, иқтисад вәзийитиниң еғирлиқини ашкарилап кәлмәктә. Вен җябав йилниң бешидила бу йиллиқ вәзипимиз мал баһасини муқимлаштуруш дәп көрсәткән.

Иқтисадшунас лю җеңшән америка авази радиосиға сөзләп: җуңго һөкүмитиниң җүмлидин өй-имарәт баһасини өз ичигә алған мал баһасиға диққәт қилиши мисли көрүлмигән дәриҗигә йәтти, дәп көрсәтти. Немә, хитай һөкүмити әнсирәватамду?

Өй-имарәт баһаси болсун, мал баһаси болсун, мәмури васитиләр арқилиқ тақабил туруш хитайда нөвәттә бирдин-бир васитә болуп қалди.

Ройтирис агентлиқи: җуңго һөкүмити һәр тәрәптин тарқитиватқан учурлардин биливелиш тәс әмәски, ички, ташқи муқимсизлиқ амиллири көпийип, макролуқ тәңшәш вә тизгинләшкә бесим пәйда қилди дәп көрсәтти.

Бейҗиң пән-техника университетиниң профессори җав шав әпәнди: җуңгода өй-имарәт баһаси мәсилиси мал баһасиниң еғир дәриҗидә өрләп кетишидинму еғир, техиму мурәккәп болғини, мәмликәт бойичә 70 шәһәрдә 100.13% Өрләп кәтти. Зор көләмдә өрләп кетиш бейҗиң шәһиридә 40%tin ешип кәтти, дәп көрсәтти.

Өй-имарәт тиҗаритигә бағлинипла қалған хитайниң иқтисади нөвәттә өй-имарәт тиҗаритиниң баһасини тизгинлийәлмиди. Пәқәт мәмури буйруқтин ибарәт бирла васитигә тайинип қалди.

Әхлақ вә қанунниң капалитигә еришәлмигән риқабәт, һоқуқниң базарға кириши вә һоқуқниң капиталға айлиниши, еһтияҗ билән тәминләш оттурисидики зиддийәтни бир тәрәп қилалмаслиқ, йәр сетивелиш, өй-имарәт селиш вә тәминләш оттурисики зиддийәтләрниң мурәккәплики, хитайда өй-имарәтниң баһасини турақсиз һаләткә кәлтүрүп қойди. Баһаға буйруқ чүшүрүп адәтләнгән хитай һөкүмити һәр күни шу гәпнила қилидиған болуп қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.