Хитай көчмәнлири һакимийитиниң йәнә бир рәңвазлиқи

Тәңритағ тори 2011‏-йили 9‏-айниң 9‏-күни хәвәр елан қилип, кәлпин наһийиси гәзлик йеза қалма кәнти йеңи йеза сияситидин, терилғу йәрләр оборотидин әмәлий нәпкә еришти дәп, тәшвиқ қилишқа башлиди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.09.19

Кәлпин наһийиси тағлиқ, тетир йәрләр аз, сүйи кәмчил, терилғу йәрләр кәмчил, намрат бир наһийә иди.

Қалма кәнтидә деһқан халиқ тохти икки мо чиланлиқ беғини чилан содигәрлиригә һөддә берип, һөддә пулидин сирт 5-6 миң йүән керим қилған имиш. Чилан көчити қоюп чиландин һосул алидиған халиқ тохти немишқа өзи чилан содигәрчиликини қилмай чиланни һөддигәрләргә һөддә беридиған болуп қалди? һөддигә бериш дегән қандақ немә у? хитайниң йеңи йеза сияситиниң маһийити терилғу йәрләрни, мевилик һосуллуқ бағларни уйғур деһқанлириниң қолидин һөддә бериш вә һөддә елиш шәклидә тартип елип, хитай көчмәнлириниң қолиға өткүзүп бериш-һөддигә бериш вә һөддигә елиш дәп атилиду.

Хитай көчмәнлири һакимийити мустәмликә уйғуристанда “терилғу йәр оборот” дәйдиған бир сиясәтни оттуриға чиқирипту. Бу, йәрни қолдин-қолға өткүзүп бериш арқилиқ терилғу йәрни оборот қилидиған ишму яки йәрдин чиқидиған һосулни оборот қилидиған ишму таза билгили болмиди. Лекин, бу сиясәт бойичә, терилғу йәрни уйғур деһқанлириниң қолидин тартип елип һөддә бериш шәклидә хитай көчмәнлириниң қолиға өткүзүп бериш “ терилғу йәр обороти” сияситиниң мәзмуни болса керәк.

Мустәмликә уйғуристанға йөткилип келиватқан хитай көчмәнлири келипла пайдилинишқа болидиған яки аввал кәлгән хитайлар тәйярлап қойған пайдилинишқа болидиған терилғу йәр йоқ. Хитай көчмәнлирини қандақ орунлаштуруш керәк? пәқәт бир йол-уйғурларниң қолидики терилғу йәрләрни тартип елиш, хитай көчмәнлиригә һөддә бериш, мана бу хитай рәңвазлиқиниң сиясәт саһәсидики, болупму аталмиш йеңи йеза сиясити саһәсидики ипадисидур.

Һөддигә бәргәндә вә һөддигә алғанда, хитай көчмәнлири терилғу йәрләрниң ишлитиш һоқуқини һөддигә алған болиду. Терилғу йәрләрни ишлитиш һоқуқи хитай көчмәнлириниң қолиға өткәндә уйғур деһқанлири немә иш қилиду?! қошумчә кәсип билән шуғуллинамду? нәдә ундақ оңай иш бар икән? уйғур деһқанлириниң қолидики йәрләрни хитай көчмәнлиригә елип бәргәнлик, терилғу йәрләрни хитай көчмәнлириниң қолиға мәркәзләштүрүп феодаллиқ қоруқ (җуаңюән) пәйда қилип уйғур деһқанлирини хитай көчмәнлиригә қул қилип бериш дегәнликтур.

Уйғур деһқанлири хитай көчмәнлириниң қоруқлирида ишләйдиған қулларға айланғандин кейин, аввал йәргә хоҗайинлиқ қилиш еңини йоқатқандин башқа, адәм болушниң дәсләпки шәрт-шараитлиридинму айрилған болиду, өзигә өзи ишинишни шәрт қилидиған адимийлик характериниң йетилишидинму айрилип қалиду. Хитай көчмәнлири һакимийити бир кәмбәғәл наһийә кәлпиндә мушундақ сиясәтни йолға қойған болса, ғулҗа вилайитигә охшаш бай уйғур өлкилиридә йәнә қандақ сиясәтләрни йолға қойғанду?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.