Америка “башқа дөләтләрниң ички ишиға арилашти” му?
2011.04.12
Кишилик һоқуқ доклатиниң бир қисмида хитайниң кишилик һоқуқ хатириси тоғрисида тохталғанда ишләткән сөз-ибариләр кәскинрәк болди, тохталған саһәләр кәң даирилик болди. Мәсилән, түзүк сот қилмай өлүм җазаси бериш-уйғурларға өлүм җазаси бериш, сиясий җинайәткиму, иҗтимаий җинайәткиму җаза бәргәндә охшашла еғир салмақни игилиди. Халиғанчә қолға елиш-уйғурларғила қоллинидиған бир чарә дейишкә болиду. Туюқсиз ғайиб болуш-йеңидин оттуриға чиққан қолға елиш шәкли. Җаза қораллирини ишлитип қийин-қистаққа елиш. Хәлқара етирап қилған җаза қораллирини ишлитиш хәлқара қанунға уйғун болиду. Хитай өзи ясивалған җаза қораллири билән җинайәтчиләрни қийниғанда адәм удуня, бу дуня болуп кетиду. Мәҗбурлап иқрар қилдурушниң хитайчә усуллирини һазирқи күндә санап түгәткили болмайду. Адаләтсиз әдлийә-сот органлириниң чириклишип кәткәнликини тор бәтлири күндә тәнқид қиливатиду. Аз санлиқ милләтләр вә балиларға, мейипларға айримичилиқ қилиш-аз санлиқ милләтләргә қаратқан сиясәт милләтчилик, мейипларға қаритилған сиясәт хитайчә рәһимсизликтур. Мушу хил мәзмунлар үстидә тохталған америка дөләт мәһкимисиниң доклати хәлқара низамнамә вә қаидә-йосунларниң роһиға уйғун доклат иди.
Бирақ, 2011-йили 4-айниң 9-күни б б с, бейҗиңниң баянатчиси хуң лениң баянатидин нәқил кәлтүрүп: “америка диққитини мәркәзләштүрүп өзиниң кишилик һоқуқини яхшиливалсун, башқа дөләтләрниң кишилик һоқуқиға арилишишни тохтатсун” деди дәп көрсәтти.
Һөрмәтлик баянатчи әпәндим, бир дөләтниң ички иши дегән зади немә гәп? әгәр хитайму башқа дөләтләргә охшаш хәлқара низамнамиләргә асаслинип мәсилән, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ хитабнамисигә асаслинип, дөләтләр ара дипломатик мунасивәтләрни йолға қойидиған болса, бу йәрдә ички ишларға арилашти, дәйдиған гәпму болмайду. Мубада хитай өзи қол қойған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң икки түрлүк қанунини иҗра қилидиған, тибәтләргә, уйғурларға тәтбиқ қилидиғанла болса америка, хитайниң ички ишиға арилашти, дегән гәпму оттуриға чиқмайду. Қени хитай һөкүмити шу ишларни қилаламду?
Ички ишларға арилишиш мәсилиси мундақ болиду: хитай һөкүмити вйетнамниң ички ишлириға арилашмиғанму, бәлки сабиқ советләрни арқа терәк қилип арилашмиғанму? һазир хитайниң коммунистлар һөкүмити шималий корийиниң ички ишлириға арилашмайватамду?!
Мана бундақ арилишишни ички ишларға арилишиш дәп атаймиз. Америка хитайниң ички ишлириға арилашмисун дегәндә, йүзи қизармайдиған, бәлки тарихни унтуп қалған бир баянатчи икән-бу!
1946 -Йили баһар күнлиридә мав зедуңниң армийиси манҗурийидә үзүл-кесил тармар болушниң гирвикигә йитип кәлгәндә, президент турумәнниң пәвқуладдә әлчиси гиорги маршал, җяң җешиға һәл қилғуч бесим ишлитип, җяң җешини манҗурийидә мав зедуңниң армийисини қоғлап йоқитиш һәрбий һәрикитини тохтитишқа мәҗбурлиған. Һәтта уруш тохтитишни 4 айлиқ вақтқа сүрүп, шималий манҗурийини хитай коммунистлириға өтүнүп бериш тоғрисида җяң җешиға бесим ишләткән. (Мав зедуң тоғрисида билинмигән һекайиләр)
Америка шу чағда хитайниң ички ишиға немишқа арилашти? хитайда ички уруш қозғалмисун, бир милләт икки партийигә бөлүнүп, бир-бирини қирғин қилмисун дәп арилашқан иди.
Америкиниң өзлиригә қилған яхшилиқлирини унтуп қелип баянатчи бүгүн, америка хитайниң ички ишлириға арилашти, деди. Бүгүнки күндә, америка кишилик һоқуқ дәйдиған хәлқара қаидиләр бойичә хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисидә қилмишлирини доклатқа айландуруп хәлқара җәмийәткә паш қилғанда, америка зади немә хатаға йол қоюпту. Шундақ қилғанда америка хитайниң ички ишлириға арилашқан болуп қаламдикән?