Иқтисади боран-чапқун явропада гретсийидин өтүп, асияға-хитайға кәлдиму?
2011.11.01
У болсиму пул қәрз муамилә кризиси вәһимисидур. Бирақ коммунизм вәһимиси явропаға артуқчә апәт елип кәлдики, бәхт елип келәлмиди. Ат айлинип оқурини тапқандәк, аз-тола аваричиликләрдин кейин явропа йәнила кона явропаға қайтип кәлди. Коммунизм явропаниң шәрқидики русийигә келип бир заман йәрлишип, ахири асиядики хитайға йәрләшкәндәк, бүгүн явропани арилап йүргән пул-муамилә кризисиму, асиядики хитайға келип йәрлишидиғандәк қилиду.
Хитайда, пайчәк базирини назарәт қилиш комитети, иситрахиванийини назарәт қилиш комитети, банка назарәт комитети қатарлиқ саһәләрдә юқири дәриҗилик башлиқлар бир кечидә алмаштурулди. Бу арқилиқ хитай пул-муамилә саһәсини қоғдаш җеңигә тәйярлиқ қилмақчиму? кона башлиқ билән йеңи башлиқниң пәрқи нәдә? охшашла һәммиси сиясәтни иҗра қилидиғу, яман пәйт йитип кәлгәндә, башлиқниң кониси пул-муамилә саһәсидә ақмайдиған сиясәтни иҗра қилишқа қаршилиқ көрситиши мумкинму? шуңа башлиқлар алмаштурулдиму?
Қисқиғина вақит ичидә хитай һөкүмити 3 хил сиясәт бәлгилиди. 1-Пул-муамилә саһәсидә юқири дәриҗилик башлиқларни алмаштурди. 2-Йәрлик һөкүмәтләрниңму зайом тарқитишиға рухсәт қилди. 3-Террор уқумиға өзичә тәбир бәрди. Хитайниң нөвәттики пул-муамилә саһәсигә мунасивәтлик, йәрликниң қәрз қайтуралмаслиқиға мунасивәтлик, ялғуз уйғур вәтинидила әмәс, буниңдин кейин хитайниң һәр қандақ җайида зораванлиқниң йүз беришигә мунасивәтлик 3 мәсилә, бүгүнки хитай җәмийитиниң вәзийәтлик ипадиси болуп қалди.
Вәнвий оқурмәнләр тор бити 2011-йили 10-айниң 30-күни елан қилған “гретсийини унтуп кетиңлар, җуңго йәр шари иқтисадида техи партлимиған бомбиға айлинип қалди”мавзулуқ хәвиридә, “йил киргәндин башлап җуңго йәр шари иқтисадиниң сәркиси болуп кәлгән, җуңго маһийәттә бир ғәйрий төрәлмә болуп, мәсилә җуңгода йеқинда оттуриға чиқиду” дейилди.
Хитайниң өй-имарәт мағзап тиҗарити ахири йимирилди. Әмдиликтә өй-имарәтниң баһаси төвәнләшкә башлиди. Мәмликәт бойичә 70 чоң шәһәрниң 46 сидә өй-имарәтниң баһаси чүшүшкә башлиди. Аввал қиммәт баһада өй-имарәт сетивалған кишиләр маҗира чиқирип баһадики пәрқини қайтуруп беришни тәләп қилишқа башлиди.
Хитайда пул аманәт саһәсидиму мағзап оттуриға чиқти. Қәрз бериш 7 тирилйон, 8йүз милярд йүәнгә йитип, явропа иттипақиға селиштурғанда, явропаниң омумий көләмлик қәрзидин, 1һәссә баравиридә ешип кәтти, дәп көрситилди хәвәрдә.
Бир парчә доклатниң мәзмуниға асасланғанда, бүгүнки хитайда пул аманәткә мунасивәтлик тәҗрибә йоқ дейилди. Хитай банкилири интайин хәтәрлик бир саһәдә паалийәт қиливатиду, ялған һесабат қилинипла қалмастин, һәтта пулниң қәйәргә кәткиниму ениқ әмәс.
Юқирида берилгән аманәт қәрзниң йерими дегүдәк дәптәргә йезилмиған. Нәгә кәтти бу пул? буниңға җаваб йоқ.
Хәвәрниң ахирида: “җуңгода вәзийәт 3 ай билән 6 ай ичидә партлиши мумкин.... Җуңгода йүз бәргән иқтисади тәрәққият 5 йил ичидә пүтүн дуня иқтисадини йетиләп кәлгән иди... Бу қетим җуңгода иқтисадниң тәрәққият сүрити астилайдиғанла болса, немә иш йүз бериши мумкин? бу соални сориғучи болмаңлар ! чүнки ақивәт интайин қорқунчлуқтур” дәп көрситилди.