Иқтисадшунас лаң шәнфиң: җуңго санаити түгәшти

Бошүн тор бити 2011-йили 11‏-айниң 5‏-күни “профессор лаң шәнфиң җуңго санаити түгәшти, һәммимиз бирликтә йиғлайли деди” мавзулуқ хәвәр елан қилди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.11.08

Коллектипниң башқурушидики санаәтниң атиси дәп аталған иқтисадшунас профессор лаң шәнфиң йеқинда шиняңда җуңго санаити кризиси тоғрисида нутуқ сөзлигәндә мундақ көрсәтти: пакитлиқ сан билән көрситилип келиватқан җуңгониң иқтисади 9% өсүватқини йоқ, әксичә җуңгониң иқтисади 10% төвәнләп кәтти. Нөвәттә җуңгониң иқтисади омумйүзлүк хараплишишқа йүзләнди.

Лаң шәнфиң мундақ көрсәтти: биз америкиниң иқтисади әһвалини, явропа иттипақиниң иқтисади вәзийитини мәсхирә қилип күлүп турғанда, җуңго һөкүмитиниң қәрзи 36 тирлюнға йәткән иди. (Лаң шәнфиң бу қәрзниң ички қәрз яки ташқи қәрз икәнлики тоғрисида бир немә демиди) лаң шәнфиң йәнә мундақ көрсәтти: әгәр гретсийә һөкүмитиниң қәрзи билән селиштурсақ, җуңгониң барлиқ йәрлик һөкүмәтлири қәрзи билән аллиқачан гумран болған болиду.

Лаң шәнфең җуңгода санаәтниң түгәшкәнлики тоғрисида пакит кәлтүрүп мундақ мисалларни көрсәтти: бир данә янфонни 350 америка доллириға ишләпчиқиримиз, сатқанда 6 йүән яки 54 йүән пайдисиға сатимиз. Бир данә машина ишләпчиқирип 132йүән пайдисиға сатимиз. Бир данә топа иттириш трактори ишләпчиқирип, 50 йүән пайдисиға сатимиз. 100Милйон падичилар иштини ишләпчиқирип, бир данә бойин айропиланиға тегишимиз...... Лаң шәнфиң шундақ көрсәтти. Һәйран қалидиған ишқу‏-бу, һәй, адәмләр! бу дөләт қандақ мәвҗут болуп туруватиду, әмди йәнә дуняға немисигә асаслинип тәһдит селиватиду, мустәмликә һөкүмранлиқини қандақ давамлаштуруватиду? бундақ ақивәткә инсанниң ишәнгүси кәлмәйдиғу?

...Пүткүл санаәт тармақлиримиз пәқәт 3% пайдиға ишләватиду. Қан темип турған бундақ баһа алдида, биз йиғлимай ким йиғлайду, немә илаҗимиз бар? дәйду, лаң шәнфиң.

Әгәр, хитай шундақ һаләткә чүшкән болса, бизму қаттиқ қайғуруп “йиғлишип” берәйлуқмикин дәймина!

1 Тирлюн 100 милярдлиқ зайом сетивалған җуңго; аләм кемиси қоюп бәргән җуңго; иккинчи дәриҗилик иқтисад дөлитигә айландуқ дәватқан җуңго; 2020 ‏-йили тәрәққият җәһәттә америкидин өтүп кетимиз дегән җуңго, бу башқа хитаймиду, лаң шәнфиңни йиғлатқан җуңго, әмди бу қайси җуңгоду?

Җуңгода санаәтниң түгәшкәнликини сиясий иқтисад кәлтүрүп чиқармиди, негизидин ейтқанда бу мәсилә йәнила сиясий мәсилә. Лаң шәнфиң шундақ дегәндә, һөкүмәт дөләт игиликидики санаәткә етибар берип, хусуси игиликкә, омуми хәлқ мүлүкчиликидики игиликкә етибар бәрмиди, демәкчиму?

Тәрәққий қиливатқан 3‏-дуня әллириниң иқтисади тәрәққият тәҗрибилиригә асасланғанда, йеза-базар карханилирини раваҗландуруш, дөләт иқтисади тәрәққиятиниң пишаңини чиң тутуш дегәнлик болатти. Әмма, хитайниң буниң әксичә иқтисад сияситини йолға қоюп мәғлуп болғанлиқи юқириқи пакитлардин ашкара болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.