Җамаәт пикрини тизгинләшниң йеңи қәдими
2011.05.20
Тәңритағ хәвири: “йеқиндин бери шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партийә комитети тәшкилат бөлүмлири тарқатқан хәвәрләргә қариғанда амминиң пикир-инкас қилишини давамлаштуруш, тәдриҗий кеңәйтиш үчүн 2010-йили уйғур аптоном районлуқ партком тәшкилат бөлүми 12380-номурлуқ паш қилиш тор бетини ечиветиш асасида пүтүн шинҗаңда 14 вилайәт, област, шәһәрдә тәшкилат бөлүмлиридә 12380-номурлуқ паш қилиш тор бекити йолға қоюлди. Бу шинҗаңда тәшкилат бөлүмлириниң һәр дәриҗилик органлар ара әрз-шикайәт, телефон, тор бети үч тәрәп бир гәвдиләшкән паш қилиш хизмәт ториниң омумлашқанлиқини көрситип бериду.” хәвәр шундақ йезилди. Ундақта, паш қилиш тор бетидин тәшкилат бөлүмила пайдилинамду яки хитайниң бихәтәрлик идарилириму пайдилинамду, бу тоғрида хәвәрдә бир немә дейәлмиди.
Кишилик һоқуқ үчүн күрәш қилиш саһәлиридә тәкитлиниватқан, сөз, мәтбуат әркинлики айрим әһвалларда мәзмун җәһәттин чәклимигә учрайдиғанлиқи бәрһәқтур. Мәлум шараит астида пуқралар өзиниң пикирлирини халиғанчә оттуриға қоялмайду. Мәсилән, омумниң мәнпәити үчүн оттуриға қоюлған чәклимиләргә капаләт қилиш. Әслидә сөз, мәтбуат әркинлики кишиләрниң роһи җәһәттә, билиш җәһәттә җари қилдурушни толуқ пурсәт билән тәминләш, демократик сиясәтниң толуп-ташқан һаяти күчи иди. Хитайдин буни күтүш мумкинму?
Әгәр пуқраларниң сөз-ибарилири җинайәткә қутратқулуқ қилиш, әхлақни булғап җәмийәт тәртипигә бузғунчилиқ қилишқа берип йәткәндә, сөз, мәтбуат әркинлики баш принсипи билән зиддийәтлишип қалидиған әһвалларму йүз бериду. Шуниң үчүн дөләт муәййән даиридә сөз, мәтбуат әркинликини чәкләйду.
Буниң ичидә җинайәткә қутратқулуқ қилиш дегәнни қандақ чүшиниш керәк? җуңгониң қанунида җинайәтниң түрлири хилму-хил болсиму, лекин хитай көчмәнлири һакимийитиниң нәзиридә сиясий җинайәт барлиқ җинайәтләрниң ичидики әң еғир җинайәттур.
Мәсилән, уйғур аптоном районида хитай көчмәнлири һакимийитиниң қануни қатилға кәңчилик қилса қилидуки, лекин җинайәт дәп қариған сиясий һәрикәтләргә һәргиз кәңчилик қилмайду.
Әмди қарисақ, пуқраларға паш қилиш тор бети ечип берипту. Хитай көчмәнлири һакимийити пүтүн уйғурларни өз-ара назарәт қилиш һалитигә чүшүрүп қоймақчиму? зораван һакимийәтниң сиясий зораванлиқи буниңдинму артуқ боламдикинә? бу уйғурлар қайси һаләттә яшайду әмди. Сөз, мәтбуат әркинлики бу башқа бир гәп, әл ичидики җамаәт пикри бу башқа бир гәп идиғу? әмди буниму өз-ара паш қилидиған болса, адәмләр еғзини тувақлап яшиши керәкму әмди. Әл ичидики җамаәт пикриму җинайәтниң бир түри болуп қалдиму, җуңгода!?