Җәнубий судан мустәқил болуш йолини талливалди
2011.02.08
Җәнуби судан омумий хәлқ биләт ташлаш җәрянини башқуруш гурупписи1-айниң 9-күнидин 15-күнигичә суданниң җәнубида өткүзүлгән, омумий хәлқ биләт ташлаш җәряниниң хуласисини елан қилди. 98.83% Җәнубий судан хәлқи җәнубий суданниң мустәқиллиқини қоллап биләт ташлиди.
Хартум һөкүмити қоллайдиғанлиқини билдүрүп: пүтүн дуня алдида җакарлаймизки, омумий хәлқ биләт ташлашниң нәтиҗисини қобул қилимиз; җәнубий судан хәлқниң таллишини һөрмәт қилимиз; омумий хәлқ биләт ташлашниң нәтиҗиси һәммигә аян болдики, җәнубий судан, шималий судандин айрилип мустәқил болушниң йолини таллап алди... Биз әң ахирқи нәтиҗә вә хуласигә садиқ болимиз..."Дәп көрсәтти.
Түнүгүн рәсмий хуласә елан қилиништин бурунла суданниң президенти әл бәшир әпәнди ипадә билдүрүп: мустәқиллиқ үчүн биләт ташлашниң ахирқи нәтиҗисини қобул қилимән " дәп көрсәткән.
Җәнубий судан, шималий судандин айрилиш үчүн омумий хәлқ биләт ташлиғанда нәтиҗә шу болдики-мустәқиллиқ!
Бәк йеқимлиқ аңлинидиған бу исим -мустәқиллиқ, җәнубий судан хәлқи үчүн оңайға тохтимиди. Шималий судан билән җәнубий судан топ-тоғра 20йил ички уруш қилди. Һесабсиз қан төкүлди. Ахирида бир варақ қәғәз мәсилини һәл қилди.
Уйғурлар 1944-йили қолиға қорал елип йерим йилға йәтмигән вақит ичидә қораллиқ уруш арқилиқ мустәқил дөләт қурған иди. Уйғурниң дөлити чоң дөләтләр оттурисидики сиясий содиниң қурбаниға айлинип, тарих сәһнисидин ғайиб болди. Әмма, хитайға қарши аввалқи вә кейинки чағларда мустәқиллиқ тәләп қилған ташқи моңғулийиниң сабиқ советләрдәк игиси болғачқа, ташқи моңғулийиниң һазирқи һалитини сақлайдиған вә ташқи моңғулийиниң мустәқиллиқини қоллайдиған мәйданда туруп, 1945-йили ташқи моңғулийиниң мустәқиллиқ җакарлишиниң шәртлирини һазирлайдиған омуми хәлқ биләт ташлаш паалийитини уюштурған иди. Худди бүгүнки җәнубий судан биләт ташлап мустәқил болушниң йолини таллап алғандәк, әйни чағда ташқи моңғулийиму омумий хәлқ биләт ташлап мустәқил болушниң йолини таллап алған иди. Бу күнләр шу вақитларда уйғурларға несип болмиған. Уйғурларниң пешанисигә шундақ пүтүлгән болғиймиди яки башқилар ойниған сиясий оюнлар шундақ тәшкилләнгәнмиди. Иш қилип уйғурларға шундақ күнләр несип болмиған иди.
Әсли қаидә бойичә ейтқанда, бир таҗавузчи милләтниң, иккинчи бир милләтниң вәтинигә таҗавуз қилип кирип, шу хәлқниң мустәқил болуши, болмаслиқи тоғрисида омумий хәлқ биләт ташлаш елип баримиз дегәнлики йәрлик милләтниң ғурури вә әхлақиға қилинған һақарәттур. Күнләрниң биридә бундақ һақарәт уйғур хәлқиниң бешиға келидиған болса, ишинимәнки, уйғур хәлқи бундақ һақарәтни рәт қилиду. Бирақ, омумий хәлқ биләт ташлаш мустәмликә милләтләрниң мустәқил болуш яки болмаслиқ бойичә ирадисини өлчәйдиған өлчәм болуп қалидиған болса, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң миллий мәсилиләрни һәл қилишиниң бир хил чариси болуп қалидиған болса, омумий хәлқ биләт ташлаш мустәмликә уйғуристанда уйғур хәлқиниң һоқуқи даирисидики бир иш болуп қалиду. Пәқәт хәлқ күрәш арқилиқла шундақ һоқуқни қолға кәлтүриду. Мустәмликиләрдә көчмәнләрниң биләт ташлаш һоқуқи болмайду.
Бу тупрақ уйғурларға аввал алла һәдийә қилған, андин тәбиәт ата қилған тупрақлардур.