“...Җуңго пат арида гумран болиду”

“....Җуңго һөкүмити бомбиниң пилтигә от яқти....Инавәтлик қәрз бериш астилап қалди....Җуңго иқтисади җәһәттә гумран болупла қалмай, бу дөләт сияси җәһәттиму гумран болиду.....Қариғанда мәсилә гумран боламду, болмамду дегән йәрдә әмәс. Мәсилә гумран болуш қачан йүз бериду, дегән йәрдә” дәп башлайду мақалисини язғучи фалкун ситак.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.11.25

Җуңгоға нәзәр тор бити 2011 - йили 11 - айниң 22 - күни “җуңго пат арида гумран болиду” мавзулуқ тәрҗимә мақалини тор битигә чаплиди.

......Хитайниң базарға чиқарған пули бесип тарқатқан пулму әмәс, қәзр алған пулму әс, бәлки банка қәрз бериш шәклидә базарға чиқарған пулдур. 2011 - Йили хитайниң базарға чиқарған пули 17 тирилйондин, 18 тирилйонғичә.... Бу пул омуми миллий дарамәттин 1.3 Пирсән һалқип кәткән.” бу дегәнлик йотқанға қарап пут узартмиған, киримдин чиқим һалқип кәтти дегәнликтур. Мәсилән, хитай һөкүмити базарға салған пул 2009 - 2010 - йиллири миллий дарамәттин 40% һалқип кәткән.

Банкидин пул қоюп беришниң бу дәриҗидә кеңийишидин башқа, иситатистикиға асасланғанда, һәр күни 2 доллар хәҗлийәлмәйдиған хитайниң сани 480милйон дәп көрсәтти язғучи фалкун ситак.

язғучи бир күндә 2 доллар хәҗлийәлмәйдиған хитайни еғизға апту. Бир айда, һәтта бир йилдиму 2 доллар хәҗлийәлмәйдиған уйғурларниң сани қанчиликтур?!

Фалкун мундақ көрсәтти : җуңгода мисниң баһаси чүшүп кәтти. Мисни закаләт қоюп банкидин пул елишқа пайдиланғандиму, униң сиртида капаләт бәргәндиму сан - санақсиз ширкәтләрниң қәрзини қаплиялмайду. Йәнә шу мисниң баһаси давамлиқ төвәнләвиридиған болса, җуңго иқтисадиниң пүткүл бир қисми гу мран болиду. Иқтисад гумран болған һаман пүткүл җуңго қалаймиқанчилиқ ичигә кирип қалиду. )Қариғанда, қанчилиған йүән шикәй вә мав зедуңлар оттуриға чиқамду - немә?

Йәр шариниң сиясәтчилири вә мухбирлири мушундақ күндә җуңго пуқралириниң наразилиқини көрмәскә селивелиши мумкин. Җуңгода ахбаратчилар җуңго иқтисадиниң аталмиш шиддәтлик тәрәққиятини һәдәп көккә көтүрүп, шиддәтлик тәрәққиятниң астидики тәврәшни, әндикишни, давалғуш пәйтидә турған вәзийәтни тилға алмайватиду.

Фалкун ситак мақалиниң ахирида мундақ көрсәтти :қариғудәк болсақ, җуңго мушу бир нәччә йил ичидә йәр шаридики әң чоң дөләт болалмай қалиду.... Биз көздә тутуватқан җуңго да... Бейҗиң һакимийити һалак болғандин кейин, бир қанчилиған кичик дөләтләр оттуриға чиқиду. Әгәр бундақ әһвал һәқиқәтән рояпқа чиқидиған болса, америка, яврупа дөләтлиригә көрситидиған тәсирини ойлисам....Мени титирәк басиду... Дәйду, фалкун ситак. Вай,ғоҗам қарисила, силини һәр гиз титирәк басмисун, уйғурдәк милләтләрни хитайға қошуп бирип 60 йил доллар хәҗләп йетишла, әмди һәқасиллириничу, һәргиз титирәк басмисун! җуңго һалак боливәрсун!

Келидиған нәрсә чоқум келиду. Фалкун ситак әпәнди. Келидиған нәрсә қандақ вақитта келиду? кишиләр ишәнчини йоқатқанда, кишиләр ишәнчини йоқитип, һәммидин, һәммидин бизар болуп үмидсизләнгәндә, дәл шундақ пәйттә келидиған нәрсә чоқум йитип келиду, фалкун ситак әпәнди!!!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.