Казафиниң өлүми вә хитайларниң көз қарашлири

Казафи уруш җәрянида өлди, бирақ кишини һәйран қалдуридиған бир тәрәп шуки, хитайда тор бәткә чиққучилар бу хәвәрни аңлиғандин кейин бәк тәсирләнди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.10.28

Хитай пуқралири һәр қайси тор бәтлиридә казафиниң өлүми тоғрисидики көз қарашлирини елан қилишқа башлиди. Шуларниң ичидә бири мундақ деди:“казафиниң түгәшкинигә әҗәблинишниң һаҗити йоқ. Чүнки мустәбит, зораван һакимийәтләрниң һәммисиниң тәқдири вә кәлгүси охшаш болиду, дөләт ичидә пуқраларни бастуриду, дөләт сиртиға хушамәт қилиду. Вәзийәтни тонумайду, өлгүчә өзгәрмәйду, өзини қудрәтлик чағлайду, ахирида узел- кесил гумран болиду.”

Казафиниң һалак булиши ливийиниң кәлгүсигә қандақ тәсир көрситиду, һазирчә бир немә дегили болмайду.

Ливийидә казафиға қарши инқилабчилар ғәлибә қилди. Хәлқара җәмийәтниң ливийә мәсилисигә вақтида арилашқанлиқи мәрипәтлик инсанийәтниң әқли күчиниң қанчилик қудрәтлик икәнликини испатлап бәрди. Пуқраларни бастурушқа қаритилған зораванлиқ һазирқи дәврдә һәргизму бир дөләтниң ички иши болмай қалди. Казафиниң дөләт ичидики зораванлиқи ахирқи һесабта казафини зораванлиқ билән ағдурушқа елип кәлди. Казафи мавзедуңпәрәс адәм иди. Казафи һакимийитиниң вә ливийидә мавзедуңчә сотсиялизм қурмақчи болған казафиниң ағдурулуши, хитайниң чәтәлдики бир печкисиниң йоқалғанлиқидин дерәк бәрди. Бүгүн казафиниң ағдурулушидин тәсирләнгән җуңголуқлар, җуңгода мустәбит түзүмниң қандақ түзүм икәнликини тонуп йәткән җуңголуқлар болуп қалди.

“қорсақ тойсиму кишилик һоқуқни яхшилиғанлиқ болиду” дәп, кишилик һоқуққа тәбир беридиған җуңго җәмийитидә тәрбийә көргән җуңголуқниң әмди “нанниң өзила озуқ әмәс” дәйдиған көз қарашқа келип ойғиниватқанлиқи кишиләрни ойға салмамду?

“бир һөкүмран өз хәлқиниң алдида өзини қандақ тутуши керәк?” дәп қоюлған соалларға “шу һөкүмран, һөкүмран пәқәт хәлқиниң бәхти үчүнла дөләт башқурған вақитта, бундақ һөкүмран барлиқ пуқралар арисида һөрмәткә сазавәр болған, пуқраларниң ишәнчигә еришкән һөкүмран һесаблиниду” дәп җаваб бериши керәк. Әксичә һөкүмранниң иҗтимаий орнидин бәлгиләнгән мәҗбурийәтни ада қилиштин ваз кечип, мәҗбурийәтни ада қилишни бир тәрәпкә қайрип қоюп, өзиниң мәҗбурийитини өзи кәмситишкә башлиғанда,“улуғ әрбабниң” “улуғ” лиқи,“тоғра, дана партийә” ниң “тоғрилиқи”,“ даналиқи” күчидин қалиду. Пуқраларниң ишәнчидин айрилип қалиду.

Бундақ чағда бирлишип, иттипақлишип оттуриға чиққан хәлқниң күчи һөкүмәтниң күчидин үстүн келиду. Мубада һөкүмран һәр қандақ вақитта хәлқни ойлайдиғанла болса, хәлқ бундақ һөкүмранни һәргиз ташливәтмәйду. Өзиниң һакимийитини қоғдаш үчүн давамлиқ бастурушни өзгәрмәйдиған васитигә айландурувалидиған болса бундақ һөкүмран чоқум ағдурулиду. Шуниң бири казафи һакимийити ағдурулди. Нөвәт хитайға қачан келиду?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.