Лай бутниң дәрядин өтәлиши мумкинму?

Явропа иттипақиниң игилик һоқуқлуқ қәрзи вә хитайниң қәрз берип явропа иттипақини қутулдуруши нөвәттә тор бәтлиридә талаш-тартиш қилиниватқан җиддий мәсилә болуп қалди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.11.04

Явропа иттипақиниң гретсийиниң қәрз мәсилиси тоғрисидики қарарини гретсийә тоғридин-тоғра қобул қилмай, келәр йил ‏1‏-айда омуми хәлқ биләт ташлаш арқилиқ җаваб бәрмәкчи болди. Йәнә икки күн ичидә гретсийиниң вәзири биләт ташлаштин йенивалған болди. Ундақта гретсийә қәрз алған пулдин тениваламду, һазирчә бу тоғрида гәп қилиш балдурлуқ қилиду. Хитай явропани қәрздин қутулдуруп, өзини дуняниң “ниҗат юлтузи”ға айландурмақчи болғанмиду, лекин бу тоғрида ениқ бир гәп йоқ. Бирақ, хитайниң нөвәттики иқтисади әһвалиға қарап бақайли:
Хитайниң шәндуң өлкиси вә башқа өлкиләрдә йеза игилик мәһсулатлириниң баһаси зор дәриҗидә чүшүшкә башлиди. Бирла шәндуң өлкисини мисалға алсақ бир җиң йәссивиләкниң сетивелиш баһаси 7-8 фуңға чүшүп қалғандиму алидиған адәм чиқмиди. Йәнә шу сәндуңда пахта баһасиниң чүшүп кетиши деһқанларниң йүрикини зедә қилди, бир мо йәрниң пахтиси 1500 йвәнгә яримиди. Оғутичу, суйичу, әмгәк һәққичу. Демәк,шундақ яримиди. Техи түнүгүнла мустәмликә уйғуристанда, иш һәққини өстүргән һаләттиму, кевәз теришқа адәм чиқмиди.

Дуняви 20 дөләт йиғини франсийидә ечилди. Әгәр бәзиләрниң ейтқинидәк, явропани қәрздин қутулдурушниң йоли, хитайдин қәрз елиш болидиған болса, хитай қандақ шәртләрни оттуриға қоюши мумкин? ушбу радиониң хитай бөлүминиң хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити әгәр явропани қутулдурушқа ярдәм қилидиған болса, явропаға, кишилик һоқуқни еғизға алмаслиқ; һәрбий қорал-ярақ ембаргосини бикар қилиш; базар иқтисадиға өткән дөләтлик орни бериш қатарлиқ шәртләрни қоюши мумкин. Әгәр шундақ шәртләр хитай тәрипидин оттуриға қоюлидиғанла болса, явропа иттипақи үчүн еғир һақарәтқу,-бу.

Әркин асия радиоси хитай бөлүми хитайниң иқтисади әһвали тоғрисида мундақ тохталди:
1‏. Бейҗиңда йеңи айродром ясимақчи иди, бу түргә 100милярд йүән чиқим қилалмиди. 2. 900 Милйон йүән пулни аҗриталмай, чиңхәй-тибәт төмүр йолида иш тохтап қалди. 3. 770 Милйон йүән пул хәҗләп пиландики чуңчиң-ләнҗу төмүр йолини ясашқа петиналмиди. 4. Төмүр йол министирлиқи бу йил 8‏-айда 2 терлюн, 0.9 Милйон йүән қәрзгә боғулуп қалғанлиқини җаркарлиди.

Хитай дөләт мәһкимисиниң һәр қайси министирлиқлири зайом тарқитип малийә җиддийчиликидин қутулмақчи болуватиду. Статистика идарисиниң 6‏-айдики статистикисиға асасланғанда дәйду, радиониң хитай бөлүми, йәрлик хақанларниң мәркәзгә төләйдиған қәрзи, 11 терлюнға йеқинлашти (йәнә башқа мәнбәләрдә 12 терлюн дейилди).Мушундақ әһвалда хитай явропани қәрздин қутулдуруп қалимән дәп оттуриға чиқса, лай бутниң дәрядин өтәлиши мумкин боларму?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.