Миллий мәнпәити тәһдиткә учриған уйғурлар өзини қоғдашқа һоқуқлуқтур!

Мәлум җәмийәттә яшаватқан адәмләрдә икки хил һоқуқ болиду. Бу һоқуқниң бири-тәбиәт ата қилған тәбиий һоқуқ, тәбиий һоқуқ дегинимиз җәмийәттә мәлум орунда туруш һоқуқи, өйлүк-очақлиқ болуш һоқуқи, тәбиий көпийиш вә нәсил қалдуруш һоқуқи, ахшими йетип ухлап, әтигини сәһәр туруш һоқуқи. Бу әслидә тәбиәт инсанларға тәбиий ата қилған тәбиий һоқуқлардур.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.04.29
Бу һоқуқниң иккинчиси сиясий һоқуқ болуп, америкиниң мустәқиллиқ хитабнамисини язған җиффирсун, инсанниң тәбиий һоқуқлирини кишилик һоқуқниң нәзәрийиви асаси қилип, тунҗи болуп инсанниң тәбиий һоқуқлирини қанунлаштурған. Америкиниң мустәқиллиқ хитабнамисидә һаятлиқ һоқуқи, әркинлик һоқуқи вә бәхт қоғлишиш һоқуқлирини қәйт қилған иди. Буниң ичидә инсанниң һаятлиқ һоқуқи тәбиий һоқуқтур, әркинлик инсан болушниң маһийитидур. Бәхт қоғлишиш -бу, инсан немишқа кәлди дуняға, инсан дуняда бәхтлик яшиши керәк дегәнликтур.

Бу һоқуқларниң ичидә бихәтәрлик һоқуқиму тәбиәт ата қилған һоқуқларниң бир қисмидур. Бүгүнки күндә бихәтәрлик һоқуқи, кишилик һоқуқ муәммалириниң муһим тәркиби қисмидур. Чүнки, бихәтәрлик инсанийәт мәвҗутлуқиниң асасидур.

60 Йилдин берики зулум-ситәмни аз көргәндәк,хитай мустәмликичилири йеқинқи йилларда өзи түзгән аталмиш қанунларниму бир тәрәпкә қайрип қоюп, әтигәндә бәлгилигән сияситини кәчтә өзгәртип, уйғурларға зорлуқ-зомбулуқ қилишқа башлиди. Пүтүн қәшқәр шәһирини чеқип ташлап, қурулуш селип, ичкири хитайдин көчмән хитайларни көчүрүп чиқмақчи болди. Тоққузақ наһийисидә бағчә бәрпа қилмақчи, бу бағчиға хитай көчмәнлирини көчүрүп чиқмақчи болди.

Уйғурниң һаятлиқ һоқуқлири хитай көчмәнлириниң тәһдитигә дуч кәлди, уйғурниң өз юртлирида олтурақлишиш һоқуқлири хитай көчмәнлириниң тәһдитигә дуч кәлди. Уйғурниң баяшат турмуш көчүрүш һоқуқлириға хитай көчмәнлири һөкүмити тәһдит салди.

Уйғурниң мал-мүлкигә тәһдит салди. Уйғур миллитиниң миллий ғурурини дәпсәндә қилди, аяғ асти қилди. Һәрбир уйғур шәхсниң ғурурини һақарәт қилди. Һәтта уйғурниң һаятлиқ һоқуқи хитай көчмәнлири һакимийитиниң һәр тәрәплимә тәһдитигә дуч кәлди.

Қандақ қилиш керәк ? уйғурлар һәрқандақ усулларни ишлитип өзини қоғдашқа мәҗбур болса, қоғдиниш һоқуқи хәлқара қанунларғиму вә инсанға тәбиәт ата қилған тәбиий һоқуқларғиму уйғундур.

Уйғурлар юқириқидәк тәһдитләргә дучар болғанда, уйғурларни қоғдайдиған сақчи йоқ. Һоқуқлирини капаләткә игә қилидиған уйғурниң қануни йоқ. Сақчиму, қанунму көчмән хитайниң мәнпәәтлирини капаләткә игә қилиду.

Йеқинда қәшқәрдә икки қетим пичақ селип адәм яриландуруш вәқәси йүз бәрди. Һөкүмәт бу делони қандақ бир тәрәп қилди? гунаһни пичақ салған әкбәрҗанға арттиму яки гунаһни пичақ йегән хитайларға арттиму? әкбәрҗанларниң мәһәллиси чеқилди, бу йәрдә яшап кәлгән уйғурлар юртидин қоғлинишқа мәҗбур болди. Хитай көчмәнлирини әкбәрҗанларниң мәһәллисигә орунлаштурмақчи болди.

Уйғурлар қолини қоштуруп қарап туруши керәкму? қоғдиниш һоқуқи синиң һоқуқуң уйғур, олтурақлишиш һоқуқи синиң һоқуқуң уйғур, бу йәр синиң, бу вәтән синиң уйғур.

Марксизмни попузиға айландуруп кишиләрни қорқутушқа адәтләнгән хитай мустәмликичилири, маркисиниң “хаһиш қоғлишидиған қанун, пуқраларниң қанун алдидики баравәрликини бикар қилидиған қанундур” дегәнликини есидин чиқармиған болса керәк. Һазир ғәрбни ечиш вә мустәмликә уйғуристанға хитай көчмәнлирини көчүрүп чиқиш хитай мустәмликичилириниң хаһишиға вә хитай милләтчиликиму хитай мустәмликичилириниң хаһишиға айланди. Шуңа хитай билән уйғур оттурисида тәңлик, баравәрликтин сөз ечиш мумкинму?

Уйғурларниң миллий мәнпәити көчмән хитайларниң тәһдитигә учриған икән, уйғурлар һәр қандақ әһвалда өзини қоғдашқа һоқуқлуқтур!
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.