Мисир инқилаби хитайни йетиләп кетиши мумкинму?
2011.02.04
2-Әрәб әллиридә кишиләр омумйүзлүк динға ишиниду...Динға етиқад қилиш, мушундақ чағда һәқ-наһәқни өлчәйдиған өлчәм болуп қалиду... Мухбир зиярәт қилған бир нәпәр мисирлиқ :" мән мәйданға кәлдим, қайтип кетидиған нийитим йоқ. Һаят-маматлиққа вә етиқадқа мунасивәтлик бу ишқа ахирғичә қатнишимән" деди. Хитайда мундақ дейәләйдиған ким бар дәйду, - сөзлигүчи.
Муназиридә сөзлигүчи демәкчи болдики, әрәбләрниң диний етиқади бар, һәқ-наһәқни өлчийәләйду. Хитайниң диний етиқади йоқ. Һәқ-наһәққә дуч кәлгәндә немә өлчәм билән баһалайду?
Бу сөз һәқиқәтән дәл җайида сөзләнгән сөз болди. Демисиму, адәмләрдә ташқи дуняға өзиму шуниң ичидә баһа беридиған, пайда-зиян мәнпәәт мәсилилирини пәрқләндүрәләйдиған, бир өлчәм болуши бу өлчәм муәййән диний етиқадни асас қилиши лазим болиду.
Адәмләр өзидин ташқири дуняға баһа бәргәндә, маңа пайдилиқму, маңа зиянлиқму дәп өлчәйдиған фирагматизимлиқ-суйиистемалчилиқ билән баһа беришкә адәтләнгәндин башқа, җаһан ишлириға маддий дунядики маддий мунасивәтләрниң алаһидә инкаси, алаһидә шәкли һесабланған сиясәткә әхлақи вә гүзәллик, яхшилиқ, изгүлүк өлчәмлири бойичә муамилә қилишқа адәтләнгән. Мушу хил өлчәмләрниң асаси диний етиқадни вә сиясий әхлақи етиқадни асас қилип кәлгән. Мушула болғачқа мисир хәлқи орнидин қозғалди.
Хитай пуқралириға кәлсәк, я диний етиқади болмиса, буддизимлиқ диний етиқадиниму 61 йилдин бери хитай һөкүмити чәклигән турса яки хитай пуқралириниң сиясий ишларға баһа берәләйдиған өлчәмләшкән идеологийиси болмиса, бүгүн хитай пуқралири немә өлчәмгә асаслинип җәмийәттики һәқсизлиқларға баһа берәләйду? әйни чағдики тйәнәнмин вәқәсини тилға алсақ, у демократийә үчүн көтүрүлгән инқилаб әмәс. Һөкүмәткә қарши көтүрүлгән инқилабму әмәс, пәқәт парихор әмәлдарларға қарши туридиған, хитайниң инқилаб әнәнисини тәкрарлиған инқилаб иди халас.
Хитайда пуқралар икки қутупқа айрилип болдиму дәйлуқ. Бу қутупта ач қалған кишиләр билән у қутупта тоқлуққа шохлуқ қилип йүргәнләрниң немә чатиқи бар? аңлишимизчә, хитайда 3 йүз милйон киши милйонерға, 2 йүз нәпәрдин артуқ киши милярдерға айлинип боптимиш. Сумурғ телевизийисиниң муназиричилири 2-күни чаған байримида бир кишиниң 380миң йүән хәҗләп меһман чақирғанлиқини муназирә қилишип тоғра дәп хуласә чиқиришти. Мустәмликә уйғуристанда күнидә икки доллар хәҗлийәлмәйдиған кишиләрниң һалу-дәрдини тоғра яки хата дәп баһалиялайдиған уйғур бар. Чүнки уйғурниң диний етиқади бар. Мисирда инқилабқа қатнашқан кишиләрниң көпчилики күнидә икки доллар хәҗлийәлмәйдиған кишиләр иди.
Буниң хата яки тоғра икәнликини өлчәп беридиған диний етиқади бар иди... Бу қетим дуняда иккила дөләт сәуди әрәбистани билән хитай һөкүмити тор бәтлирини тақивалди... Мисир тоғрисидики учурларни чәклиди.
Хитайда мәсилә чиқип қалса, хитай пуқралириниң һәқиқәтни тонуғанлиқидин, җуңнәнхәйдә бәгләрниң ақиланә болуп қалғанлиқидин көргили болмайду. Әгәр, хитайниң иқтисади қурулма системисини ғәрбликләр берип башқуруп бәрмәйдиғанла болса, хитайда мәсилә чиқса башқуралмайватқан иқтисад саһәсидә чиқиши мумкин. Бу чаққа йәткәндә, һадисә һөкүмәтниң контроллуқидин, пуқраларниң күткән йеридин һалқип кәткән болиду. Бир дөләттә йүз бәргән инқилабниң иккинчи дөләткә тәсир қилишини чәткә қаққили болмайду. Лекин, инқилаб өзи яшаватқан җәмийәтни чүшинидиған хәлқниң қолидин келидиған һадисидур.