Хитайниң аптономийә чүшәнчиси вә миллий тоқунушларни һәл қилиш мәнтиқиси

4 - Айниң 29 - күнидин 30 - күнигичә белгийиниң пайтәхти брюсселда чақирилған уйғур мәсилиси бойичә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида, явропа парламенти әзалири, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири, уйғур мәсилисини тәтқиқ қиливатқан чәтәллик мутәхәссисләр вә рабийә ханим башчилиқидики уйғур вәкиллири тәрипидин әң көп тәкитләнгән һәм талаш - тартиш қилинған мәсилиләрниң бири болса, коммунист хитай һакимийитиниң "аптономийә" дегән бу уқумға болған йүзәки вә әхмиқанә қариши, шундақла хитайниң шәрқий түркистан вә тибәтниму өз ичигә алған аптономийилик җайларда иҗра қиливатқан аталмиш "аптономийә" сияситиниң маһийитидин ибарәт иди.
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2010.05.05

Явропа парламенти әзалири билән чәтәллик мутәхәссисләр бирдәк һалда, ғәрб демократик әллири билән хитай һакимийити оттурисида, "аптономийә " дегән уқумға болған чүшәнчә һәққидә интайин зор пәрқ вә зитлиқниң мәвҗут икәнлики, " аптономийә" дегән бу уқумниң түп мәнисиниң, уйғурларға охшиған аптономийилик салаһийәткә игә милләтләрниң ички җәһәттә тамамән мустәқил һалда өзини өзи идарә қилиш, мәсилән, сиясий, иқтисадий, қануний, мәмурий вә мәдәний - маарип қатарлиқ җәһәтләрдә өз миллитиниң түп мәнпәәтлиригә мас келидиған сиясәтләрни бекитиш һәм иҗра қилиш һоқуқиға игә болуши лазимлиқини оттуриға қойди.

Улар йәнә, хитай һакимийитиниң һечқачан уйғурларниң аптономийилик һәқ - һоқуқлириға һөрмәт қилмиғанлиқи, мәркизи һөкүмәт тәрипидин бекитилгән мустәмликичилик сияситиниң уйғурларға зорлап теңилғанлиқи, хитай һакимийитиниң бу хил бесим сияситиниң, шәрқий түркистанда миллий ихтилап вә тоқунушларниң күчийип кетишигә сәвәб болуватқанлиқи, шуңа хитай һакимийитиниң " аптономийә " дегән мәзкур уқумға болған илгирики хата һәм йүзәки чүшәнчисини өзгәртип, уйғурларниң аптономийилик һәқ - һоқуқлириға һәқиқи йосунда һөрмәт қилиши лазимлиқини алаһидә тәкитләп өтүшти.

Бу қетимқи йиғинниң йәнә бир муһим күн тәртиплириниң бири шуки, мәйли явропа парламент әзалири, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә яки чәтәллик мутәхәссисләр болсун, уларниң һәммиси бирдәк һалда хитай һакимийитини уйғурларниң миллий һәқ - һоқуқлириға һәм миллий тәләплиригә һөрмәт қилған асаста, уйғурларниң һәқиқи вәкиллири билән сөһбәт өткүзүшкә вә шәрқий түркистандики миллий тоқунуш һәм наразилиқ һәрикәтлирини қаттиқ бастуруш сиясити арқилиқ әмәс, бәлки диалог һәм мурәссә арқилиқ һәл қилишқа далаләт қилди.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим явропа парламентида сөзлигән нутқида вә парламент залида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида қилған сөзидә, өзиниң рәһбәрликидики уйғур миллий һәрикитиниң,чәтәлләрдики пүткүл паалийәтлиридә б д т инсан һәқлири омумий баяннамиси вә б д т ниң сиясий, иҗтимаий-иқтисадий, дини вә мәдәнийәт һәқлирини өз ичигә алған пүтүн әһдинамилириниң роһиға толуқ һөрмәт қилип, демократик принсипларға таянған һалда шәрқий түркистан хәлқиниң инсан һоқуқлирини қоғдаш, уларниң әркинлики вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини қолға кәлтүрүш йолида җидди хизмәт қилип кәлгәнликини һәм бу нишандин әсла ваз кәчмәйдиғанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.

У йәнә, шәрқий түркистан районида миллий тоқунушларниң үзлүксиз күчийип бериватқанлиқи өзини вә униң рәһбәрликидики уйғур миллий һәрикитини җиддий әндишигә селиватқанлиқини, чәтәлгә чиққан 5 йилдин буян өзиниң вә өзи рәһбәрликидики уйғур миллий һәрикитиниң шәрқий түркистан мәсилисини диалог(сөһбәт) вә тинчлиқ шәкли билән һәл қилишни изчил түрдә тәкитләп кәлгәнлики һәм бу йолда зор пидакарлиқ көрсәткәнликини әскәртип өтти.

Һәқиқәтәнму, рабийә ханим вә униң риясәтчиликидики уйғур миллий һәрикити, һеч бир заман шәрқий түркистандики миллий ихтилап вә тоқунушлардин мәдәт күткән яки униңдин сиясий мәнпәәткә еришиш үмидидә болған әмәс, чүнки миллий тоқунушлар тарихтин буян мәйли уйғурларни асас қилған шәрқий түркистан хәлқи үчүн болсун яки хитай дөлити вә яки хитай миллити үчүн болсун, балайи - қаза һәм апәттин башқа нәрсә елип кәлгән әмәс.

Шәрқий түркистан районида уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқ билән хитай көчмәнлири оттурисидики миллий зиддийәт, ихтилап вә тоқунушларниң үзлүксиз күчийип бериши, шундақла уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқниң хитай һакимийитигә болған наразилиқ вә қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириниң йилдин - йилға ешиши, пәқәт хитай дөлити билән шәрқий түркистан райониниң аманлиқи, муқимлиқи һәм бихәтәрлики үчүнла әмәс, һәтта пүтүн оттура асияниң, шундақла дуняниң бихәтәрлики вә аманлиқиға җиддий хәвп вә тәһдит шәкилләндүрмәктә.

Һазирға қәдәр хитай һакимийити шәрқий түркистан райониниң муқимлиқи вә тинчлиқини сақлаш үчүн ғайәт зор бәдәл төлигән вә йәрлик хәлққә қаратқан қаттиқ бастуруш һәм қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини үзлүксиз күчәйтип кәлгән болсиму, әмма хитай һакимийитиниң бу хил қаттиқ қол сиясити әкис тәсир берип, мәзкур районда миллий һәрикәтләрниң шиддәт билән ешип беришиға сәвәб болмақта.

Шәрқий түркистанниң йеқинқи заман тарихиға нәзәр салғинимизда, хитайниң уйғурларға қаритилған юқириқидәк қаттиқ бастуруш вә кәң көләмдә тутқун қилиш һәрикәтлири һечқачан үнүм бәргини йоқ, әксичә хитай һакимийитиниң бу хил сиясити шәрқий түркистанниң сияси вәзийитини йәниму җиддийләштүрүш, миллий ихтилап вә тоқунушларни йәниму күчәйтиш һәм уйғурларниң һакимийәткә болған наразилиқ вә қаршилиқ һәрикәтлириниң техиму улғуюши қатарлиқларға сәвәб болмақта. Хитайниң һәр қетимлиқ "қаттиқ зәрбә бериш" һәрикитидин кейин, уйғурлар ичидиму қаттиқ тиркишиш вә қаршилиқ көрситиш долқуни қозғилип кәлди вә бу долқун үзлүксиз җуш урди.

Әмма, хитай һакимийити өзлиригә ички - ташқи җәһәттә мәғлубийәттин башқа нәрсә елип кәлмигән бу хил ғәйри инсаний сияситидин ваз кәчкини яки униңдин савақ алғини йоқ !

Демәк, тарихий реаллиққа қариғинимизда, әгәр шәрқий түркистан районида һәқиқи тинчлиқни әмәлгә ашуримән дәйдикән, хитай һакимийитиниң алдида бирла йол бар, у болсиму, уйғурларға қаритип кәлгән бесим вә зулум сияситидин тәл - төкүс қолини үзүп, уйғур хәлқиниң миллий тәләплиригә һөрмәт қилған асаста, күндин - күнгә күчийиватқан миллий тоқунуш вә наразилиқ һәрикәтлирини диалог һәм тинчлиқ арқилиқ һәл қилиштин ибарәт !

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.