Уйғур мәсилиси пәқәтла иқтисади мәсилиму?
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2010.06.03
2010.06.03
Бүгүн уйғур райони худди партлаш алдида турған бир бомбиға айлинип қалди, 2009 - йили йүз бәргән 5 - июл үчүмчи вәқәсигә охшаш зор трагедийилик һадисиләрниң шәрқий түркистанниң башқа районлиридиму, болупму уйғурлар зич олтурақлашқан җәнобий районларда һәр заман йүз бериш еһтимали бар.
Шу бир әмәлийәтки, нөвәттә уйғур районида һакимийәт билән уйғурлар оттурисидики, хитай көчмәнлири билән уйғурлар оттурисидики өчмәнлик вә нәпрәт туйғулири тарихта һеч көрүлүп бақмиған дәриҗидә юқири пәллигә көтүрүлди, болупму хитай көчмәнлири билән уйғурлар оттурисида мисли көрүлмигән дәриҗидә икки қутуп шәкилләнди, икки тәрәп оттурисида орнини толдуруш мумкин болмиған интайин еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиған вә дуня тинчлиқиға җиддий хәвп шәкилләндүридиған қанлиқ тоқунушларниң һәр заман йүз бериш еһтимали интайин күчлүк.
Әпсуски, һазирға қәдәр хитай һакимийити районида һәқиқий тинчлиқ вә муқимлиқни әмәлгә ашуруш үчүн һечбир иҗабий вә сәмимий қәдәм бесип баққини йоқ, пәқәтла уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқниң наразилиқ һәрикәтлиригә қарита қанлиқ шәкилдә қаттиқ бастуруш сияситини йүргүзүп кәлди, хитай һакимийитиниң уйғурларға қаритип кәлгән бу хил қаттиқ қол сиясити һечбир үнүм бәргини йоқ, әксичә бу районда миллий қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириниң вә миллий тоқунушларниң шиддәт билән ешип беришиға бивастә сәвәбчи болмақта.
Әһвал шундақ икән, хитай һакимийити өзлиригә ички - ташқи җәһәттә мәғлубийәттин башқа нәрсә елип кәлмигән вә хитай дөлитиниң хәлқаралиқ образиға еғир дәриҗидә сәлбий тәсир көрситип келиватқан қаттиқ бастуруш сияситидин ваз кәчкини йоқ.
Әгәр биз, 1949 - йилидин буянқи, болупму уйғур аптоном райони қурулған 1955 - йилидин буянқи омуми сиясий вәзийәткә нәзәр салидиған болсақ, уйғур хәлқиниң хитай һакимийитигә қарши түрлүк шәкилдики миллий һәрикәтлири күнсайин күчәйсә күчәйдики, һечбир заман пәсәйгини йоқ.
Болупму, хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин 2000 - йили башлитилған "чоң ғәрбий шимални ечиш истратегийилик пилани" дин кейин, уйғур районида уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқниң хитай һакимийитигә вә хитай көчмәнлиригә болған наразилиқ вә қаршилиқ көрситиш һәрикәтлири шиддәт билән күчәйди, бу, хитай мәркизи һөкүмитиниң милләтләр сиясити вә уйғур елигә қаратқан сияситидә җиддий бир бошлуқ вә хаталиқниң мәвҗут икәнликини, шундақла уйғур хәлқиғә қарита йүргүзүватқан сияситини қайтидин омумйүзлүк көздин көчүрүп чиқишиниң зөрүрлүкини ениқ көрситип турмақта.
2009 - Йили үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл вәқәсидин буян, мәркизи хитай һөкүмити уйғур елиниң җиддий вәзийитини пәсәйтиш үчүн бәзи истратегийилик орунлаштурушларни елип бармақта, әмма, мәркизи хитай һөкүмити шәрқий түркистан мәсилисини ноқул һалда бир иқтисади мәсилә дәп қаримақта вә путун диққәт - етибарини бу нуқтиға мәркәзләштүрмәктә.
Йәнә бир җәһәттин, 5 - июл вәқәсидин буян хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур елиниң иқтисадини тәрәққи қилдуруш билән биңтуәнни тәрәққи қилдурушни охшаш тәкитләп келиватқанлиқи, мәркизи һөкүмәтниң уйғур хәлқиғә болған сәмимийәтсизликини очуқла көрситип турмақта. Чүнки, биңтуән, уйғур елидики путун миллий ихтилап вә тоқунушларниң баш мәнбийи болуп, уйғур хәлқиниң сияси, иқтисади вә мәмури җәһәттики түп мәнпәәтлиригә бивастә хәвп селип келиватқан биңтуәнниң мәвҗутлуқи, уйғур хәлқиниң әң күчлүк наразилиқини қозғаватқан асаслиқ муһим амилларниң биридин ибарәт.
Әлвәттики, иқтисади җәһәттики адаләтсизликму уйғур хәлқиниң наразилиқини қозғаватқан амилларниң бири, әмма асаслиқ амил әмәс, шәрқий түркистанда кейинки 20 йилдин буян йүз бәргән зор сиясий вәқәләргә нәзәр салғинимизда, бу һадисиләрниң һичбириниң иқтисади сәвәбтин келип чиқмиғанлиқини көрүп йетәләймиз.
Мәсилән, 1990 - йили йүз бәргән барин қозғилиңиниң мәйданға келишиниң әң асаслиқ сәвәблириниң бири болса, хитай һакимийитиниң 1988 - йилидин етибарән уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сиясити вә пиланлиқ туғут сияситини иҗра қилиш җәрянида қолланған дәриҗидин ташқири қаттиқ қол сиясити иди.
1997 - Йили йүз бәргән 5 - феврал ғулҗа вәқәси болса, хитай һакимийитиниң уйғурларға қаратқан дәриҗидин ташқири диний бесим сиясити сәвәбидин келип чиққан иди.
2009 - Йилидики үрүмчи 5 - июл вәқәси болса, хитайларниң уйғурларға қаратқан ирқий кәмситиши вә ирқий һуҗуми түпәйлидин келип чиққан иди.
Демәк, хитай мәркизи һөкүмити юқириқи тарихий риаллиқларни нәзәрдин сақит қиливәтмәслики, уйғурлар мәсилисини йүзәки һалда пәқәтла "аш - тамақ" даваси дәп қаримаслиқи лазим.
Уйғур мәсилиси һәргизму ноқул һалдики иқтисади мәсилә әмәс, бәлки миллий һәқ - тәләп мәсилисидин ибарәт, уйғурларни әң күчлүк әндишигә селиватқан вә уларниң әң қаттиқ наразилиқини қозғаватқан мәсилә болса, уларниң миллий вә диний мәвҗутлуқиниң тарихта мисли көрүлмигән дәриҗидә җиддий йоқилип кетиш хәвпигә дуч келиватқанлиқидин ибарәт.
Әгәр, хитай мәркизи һөкүмити растинла һәқиқий муқимлиқ вә тинчлиқни әмәлгә ашуримән дәйдикән, у һалда, уйғур хәлқиниң миллий тәләплиригә әстайидил қулақ селиши, уйғур хәлқини җиддий әндишигә селиватқан ассимилиятсийә сияситидин тәл - төкүс ваз кечиши лазим!