Биңтуәнни әмәлдин қалдуруш, муқимлиқниң алдинқи шәртидин ибарәт

Хитай мәтбуатлирида көрситилишичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң 11 - айниң 4 - күни юқири дәриҗилик әмәлдарлардин тәркип тапқан 400 кишилик ғайәт зор тәкшүрүш өмикини шәрқий түркистанға әвәтишидики түп мәқсити, бу районда һәқиқий муқимлиқни әмәлгә ашурушниң чарә - тәдбирлири үстидә илмий тәтқиқат елип бериш болуп, хитай коммунистик партийиси мәркизи комитети, бу тәкшүрүш өмикиниң доклатиға асаслинип туруп, келәр йили 3 - айда шәрқий түркистан сиясити һәққидә қайтидин истратегийилик орунлаштуруш елип баридикән.
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2009.11.27
Bingtuan-Xitayliri-we-Barin-Inqilapchiliri-tutqunda.jpg Сүрәттә, барин инқилабчилирини тутуш вә қирғин қилишқа қатнашқан биңтуән хитай қораллиқ "деһқан" лиридин бир көрүнүш.
File Photo

Биңтуәнни қандақ қилип йәниму тәрәққи қилдуруш вә зорайтиш мәсилиси болса, бу тәкшүрүш өмикиниң әң асаслиқ тәтқиқат темилириниң бири болуп, бу өмәкниң үрүмчигә келип қилған тунҗи иши, биңтуәнниң баш қомандани хуа шифейдин шәрқий түркистанниң омумий вәзийити һәққидә доклат елиш болған.

Хитайниң дөвләт рәиси ху җинтавму, 8 - айда шәрқий түркистанға қилған зиярити җәрянида, биңтуәнни тәрәққи қилдурушниң муһимлиқини тәкитлигән, биңтуәнниң дөвләткә қошқан "аләмшумул төһпилири" гә мәдһийә оқуп, биңтуәнлик хитайларни алаһидә җасарәтләндүргән иди.

Демәк, бунуңдин шуни көрүвелишқа болидуки, хитай мәркизи һөкүмитиниң бундин кейин шәрқий түркистанға қарита йүргүзидиған һәрқандақ сияситидә, биңтуәнни зорайтиш, кеңәйтиш вә тәрәққи қилдуруш асасий нишан қилиниду. Әмәлийәттә болса уйғурларниң хитай мәркизи һөкүмитидин күтиватқан әң зор тәләп вә үмидлириниң бири -- биңтуәнниң дәрһал әмәлдин қалдурулуп, биңтуән тәрипидин манапол қиливелинған йәр - земинларниң йәрлик хәлққә қайтуруп берилишидин ибарәт иди.

Чәтәлләрдики уйғур сиясий паалийәтчилирила әмәс, һәтта хитай демократлириму биңтуәнни шәрқий түркистан районидики муқимсизлиқниң вә миллий тоқунушларниң баш мәнбийи дәп қаримақта вә биңтуәнни әмәлдин қалдурушниң, бу районда муқимлиқни сақлашниң алдинқи шәрти икәнликини тәкитләп кәлмәктә.

Чүнки, биңтуәнниң өтмүши вә қилмиш - әтмишлирини, шундақла биңтуәнлик хитайлар билән йәрлик хәлқниң нөвәттики от билән судәк мунасивитини көздә тутқанда, "биңтуән" кәлимиси билән, "муқимлиқ" кәлимисини бир орунға қоюш яки иккисинила биргә сақлап қелиш әсла мумкин әмәс, җәзмән иккисиниң биридин ваз кечиш керәк.

Хитай коммунистлириниң пишиваси мав зедоңму әйни чағда биңтуән билән муқимлиқниң иккисидин бирини таллашқа мәҗбур қалған вә 1975 - йили 3 - айниң 25 - күни буйруқ чүшүрүп биңтуәнни әмәлдин қалдурған иди. Чүнки шу чағда, биңтуән билән йәрлик хәлқ оттурисидики нәпрәт вә дүшмәнлик туйғулири юқири пәллигә чиққан, биңтуәнлик хитайлар билән йәрлик хәлқ оттурисида су, яйлақ вә йәр - земин талишиш сәвәбидин келип чиққан җәңги - җидәлләр пүтүн районға йейилған, биңтуәнлик хитайлар билән йәрлик хәлқ оттурисида һәр заман зор бир қанлиқ тоқунуш йүз бериш вә бу тоқунушниң һакимийәткә қарши омумйүзлүк бир хәлқ исяниға айлиниш хәвпи мәвҗут иди.

Рияллиққа баққинимиздиму, мав зедуңниң бу хил таллишиниң иҗаби үнүм бәргәнликини, биңтуән әмәлдин қалдурулған 75 - йилидин, биңтуән қайта әслигә кәлтүрүлгән 1981 - йилиғичә болған мәзгил ичидә шәрқий түркистанниң омуми сиясий вәзийитиниң һазирқиға қариғанда хелила муқим өткәнликини көрүвелиш мумкин.

Биңтуән әслидә мав зедуңниң бивастә буйруқи билән 1954 - йили қурулған, мав зедуңниң мәқситиму, худди һазирқи хитай рәһбәрлириниң ойлиғинидәк, биңтуән арқилиқ йәрликләрни назарәт астиға елиш, биңтуәнниң зораван күчигә тайинип туруп муқимлиқни сақлаш вә биңтуән арқилиқ йәрлик хәлқни ассимилиятсийә қилип йоқитиш мәқситини әмәлгә ашуруш иди.

Әмма биңтуән, мав зедуңниң ойлиғининиң дәл әксичә бир нәтиҗә бәргини үчүн, ахирида тәқдиргә тән берип, ливини чишләп туруп биңтуәнни әмәлдин қалдурушқа мәҗбур қалған иди.

Әпсуски, диң шавпиң башчилиқидики иккинчи әвлат хитай рәһбәрлири мав зедуңдин савақ алмиди, мав зедуң өлүп 5 йилдин кейин, йәни, 1981 - йили 12 - айниң 3 - күни хитай коммунистик партийиси мәркизи комитетиниң бивастә қарари билән биңтуән қайтидин әслигә кәлтүрүлди.

Биңтуән әслигә кәлтүрүлгәндин кейин, илгири йәрликкә қошувитилгән йәр - земинлар зорлуқ күч билән һәссиләп қайтуруп елинди, биңтуәнниң территорийиси вә нопуси тиз сүрәттә күчәйтилди.

1990 - Йили биңтуән, мәркизи һөкүмәткә бивастә қарашлиқ өлкә дәриҗилик мәмури орун қилип бикитилди. Бунуң билән, "шинҗаң уйғур аптоном райони" ниң земини ичидә, "биңтуән" дәп аталған йәнә бир мәмури өлкә пәйда болди вә шәрқий түркистан райони икки чоң мәмури районға бөлүнди.

Бүгүн биңтуәнниң нопуси, шәрқий түркистанниң омуми нопусиниң 11 - 12 пирсәнтини тәшкил қилиду, әмма, биңтуән тәрипидин бивастә контрол қиливелинған йәр көлими, пүтүн районниң омуми йәр көлиминиң йеримиға йеқинрақини тәшкил қилмақта.

Демәк биңтуән, йәрлик хәлқниң мәмури җәһәттики һәқ - һоқуқлириғила әмәс, иқтисади җәһәттики һәқ - һоқуқлириғиму еғир дәриҗидә таҗавуз қилип кәлмәктә.

Бундақ бир шараитта, хитай мәркизи һөкүмитиниң биңтуәнни әмәлдин қалдуруп, йәрликләр билән хитай көчмәнлири оттурисидики зиддийәт вә тоқунушларни пәсәйтиш уяқта турсун, әксичә биңтуәнни йәниму зорайтиш вә тәрәққи қилдурушни тәкитләп киливатқанлиқи, әмәлийәттә еғир дәриҗидики бир сиясий мәсулийәтсизлик вә тәвәккүлчилик иди.

Ундақта хитай һакимийити биңтүәнгә немә үчүн бу дәриҗидә әһмийәт бириду ?

Хитай һакимийитиниң зувани һесабланған шинхуа ахбарат агентлиқи тәрипидин, бу йил 8 - айниң 31 - күни елан қилинған, "биңтуән, шинҗаңни ечиш вә тәрәққи қилдурушниң алаһидә йоли" дигән мавзудики чоң һәҗимлик тәкшүрүш доклатида; биңтуәнниң әһмийити вә көрсәткән төһпилири һәққидә тохтилип, 1962 - йили 4 - айда, или районида совет иттипақиға чоң қечиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, биңтуәнниң дәрһалла 53 полкиниң хитайлирини йөткәп келип, уларни 60 миңдин артуқ қачқундин бошиған өй - макан вә қоро - җайларға орунлаштуруп, чеграниң аманлиқиға капаләтлик қилғанлиқи, қачқунлардин қалған терилғу йәр вә чарвичилиқ мәйданлириниң ишләпчиқиришини өткүзивелип әслигә кәлтүргәнлики; йәнә, 1962 - йилидики хитай - һиндистан урушида, биңтуәнниң 1200 нәпәргә йеқин хил әскәр аҗритип бериш билән биргә йәнә, хитай армийисиниң пүтүн арқа сәп тәминат вәзиписини өз үстигә елип, урушниң ғәлибигә еришишидә интайин моһим рол ойниғанлиқи, һазир биңтуән қармиғидики 58 чегра полкиниң, 2019 километирлиқ чегра ленийисини қоғдаш вәзиписини өтәватқанлиқи вә буниң, хитайниң дөләт чегра мудапиәси үчүн интайин муһим әһмийәткә игә икәнлики, һазирға қәдәр биңтуәнниң хитай өлкилиридин йөткәп килингән 120 миң нәпәр хитай җинайәтчини өзгәртиш вә орунлаштуруш вәзиписини орундап болғанлиқи, 1983 - йили хитайда җинайи ишлар җинайәтчилиригә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башланғандин буян, биңтуәнниң хитайдики 18 өлкидә еғир қамаққа һөкүм қилинған җинайәтчиләрни йөткәп келип тәрбийиләш вәзиписини өз үстигә елип киливатқанлиқи, пәқәтла 1983 - йилидин буян биңтуәнниң җәмии 40 миңдин артуқ хәлқ әскирини сәпәрвәрликкә кәлтүрүп, мәкит, поскам, барин, ғулҗа .... Қатарлиқ көплигән җайларда йүз бәргән миллий топилаңларни бастурушта актип рол ойниғанлиқи вә бу җәрянда җамаәт хәвпсизлик органлириға маслишип, 500 дин артуқ аталмиш "бөлгүнчи унсур" ни тутуп бәргәнлики вә бу арқилиқ, пүтүн хитайниң бихәтәрлики вә шәрқий түркистан райониниң муқимлиқи үчүн ғаят зор муһим рол ойниғанлиқи алаһидә тәрипләнгән һәмдә биңтуән, " шинҗаңниң муқимлиқини сақлаштики ядро күч" дәп көрситилгән.

Демәк, юқириқи баянлар, хитай һакимийитиниң немә үчүн биңтуәнни тәрәққи қилдуруш вә зорайтишқа бунчивала әһмийәт бериватқанлиқини йорутуп беридиған дәлилләрдин ибарәт.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.