Хитай сөз - ибарә әркинликини чәклиди
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.01.05
2010.01.05
Көчмәнләр һакимийити йеқинда аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районида, аталмиш милләтләр иттипақиға зиян салидиған сөз - һәрикәтләрни чәкләш тоғрисида низамнамә мақуллап, мустәбит һөкүмәтниң хәлқ вәкилләр қурултийиға тәстиқлатқан имиш.
Қариғанда, хитай һөкүмити "уйғурлар қариса, көзини ойимән, сөзлисә тилини кесимән" дәйдиған, 60 йилдин бери йолға қоюп келиватқан сиясәтни "низамнамилаштуруш", "қанунлаштуруш," қандақ сөзләйдиған сөз - ибариләрни бәлгиләп бериш, "қелиплаштуруш"ни ишқа ашурса керәк. Бир күндә бир уйғур қанчә қетим еғиз ечип, қанчә җүмлә сөзлиши керәк әмди, конкрет бәлгилиниши керәк болдиғу?
Хитай көчмәнлири һакимийити түзүп тарқатқан бу низамнамә хәлқара җәмийәт тәкрарлап туридиған сөз - мәтбуат әркинлики, пикир қилиш әркинлики, милләт болса мустәқиллиқ тәләп қилиш әркинлики, сиясиға арилишиш, сияси таллаш, омумий хәлқ биләт ташлашни тәләп қилиш һоқуқи қатарлиқ һоқуқлар, яд булуп кәткән, хәлқара җәмийәт етирап қилған, уқумлашқан сияси ибариләр, бүгүнки дуняда уйғурдин башқа милләтләр сөзлийәләйдиған сияси ибариләр, пәқәт уйғурлар сөзлийәлмәйдиған сияси ибариға айланди.
Кишиләр бир җәмийәттә ортақ қаидиләрни ортақ етирап қилған асаста, пайда - зиян мәнпәәтлиригә мунасивәтлик, бир йәргә топлишп,җүғлинип җәмийәт тәшкилләйду. Мубада бу җәмийәттә һәқиқий мәнидики адаләт болмайдикән, ундақта бу җәмийәттә омум етирап қилған әхлақий қаидиләрму болмайду. Әслидә адәмләр қаидиләргә асаслинип иш беҗириду.
Күндилик турмушини вә өмүрлүк турмушини адаләт мәвҗут болған бир җәмийәттә әхлақ вә қаидиләшкән турмуш тәртиплири йол қойған даиридә тәшкилләйду. Адәмләр өзлириниң мәнпәәтигә уйғун излиниду. Өзлириниң мәнпәәтини қоғдайду вә кәлгүси турмушини орунлаштуриду. Адәм сөзләйду, мәнпәәтигә тоғра кәлгәндә сөзләйду, мәнпәәтигә тоғра кәлмигәндиму сөзләйду. Әтирапидики муһитқа баһа бериду вә муһиттин өзигә баһа алиду. Мустәмликә җәмийәттә муәййән рол ойнайдиған уйғурларниң сөз - ибарилири әмди, "низамнамә" арқилиқ чәкләндиму?
Хитай көчмәнлирини бир мәнбәлик мәнпәәт гуруһи дейишкә тоғра кәлсә, бу вәтәнниң игиси уйғурларниму бир мәнбәлик мәнпәәт гуруһи дейишкә болиду. Мәнпәәт тәләплири бир - биригә түптин охшимайдиған икки милләтниң мәнпәәт қарашлириму бир - биригә түптин охшимайду. Шуңа, мустәмликә җәмийәттә ортақ етирап қилидиған җәмийәт қаидилириму болмайду. Ортақ әмәл қилидиған җәмийәт тәртиплириму болмайду. Бундақ әһвалда һәр қандақ адәм өзиниң сөзини сөзләйду, һәр қандақ милләт өзиниң гепини қилиду. Ақивәттә өзиниң җаниҗан мәнпәәтини қоғдайду.
Мениң пайдамиға сөзләйсән, өзүңниң пайдисиға сөзлимәйсән, мән пайда алимән, һәр қайси сәпләр бойичә сән зиян тартисән, мақул дәйсән, қобул қилисән, бундақ қилғанда, сән шундақ зиян тартқанда "милләтләр иттипақлиқи" мустәһкәмлиниду. Болмиса, "милләтләр иттипақлиқи" бузулуп кетиду. Хитай көчмәнлири көчүп кириду, сән орнуңни бушитип берисән. Хитай көчмәнлири һоқуқлуқ болиду, сән қул болисән. Қисқиси, синиң пүтүн мәнпәәтиң сөзлимәсликтин ибарәт. Низамнаминиң мәзмуни шундақму?
Һазирқи дуняда әгәр бир адәм сөзләш һоқуқидин ваз кәчсә, у адәм тәбий һалда мәвҗутлуқ һоқуқидин ваз кәчкән болиду. Һазирқи дуняда бир һакимийәт мәлум адәм яки мәлум милләтни сөзләш һоқуқидин ваз кечишкә зорлиса, у адәмниң яки милләтниң мәвҗут болуп туруш һоқуқини инкар қилған болиду.