Мәсилини қанун вә көрәш билән һәл қилиш

Әгәр бир мәсилә бир җәмийәттә оттуриға чиқса, бу мәсилиниң оттуриға чиқишиниң қануни асаси барму‏ - йоқ яки қанунсиз һалда оттуриға чиқтиму дәп соал қоюлуши керәк болиду. Оттуриға чиққан бу мәсилә хусуси ишларға аит мәсилиму яки аммиви, коллектипқа мунасивәтлик мәсилиму дәп соал қоюш керәк болиду.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.01.08

Уйғур мәсилиси, уйғүрларниң көп шәкиллик, көп тәрәплик һоқуқи мәсилиси һәм уйғур миллитиниң җаниҗан мәнпәәтигә мунасивәтлик, һәм мустәмликичи хитайларниң "дөләт территорийиси", "земин пүтүнлүки"гә мунасивәтлик, хәлқара қанунға һәм хитайниң ички қануниға четилидиған мәсилидур.

Мәсилән, хитайниң асасий қануниниң 4‏ - маддисида: " миллий аптономийилик җайларниң һәммиси җуңхва хәлқ җүмһурийитиниң айрилмас қисмидур" дәп, бәлгиләнгән. Җуңхва хәлқ җумһурийити дегән бу исим қәйәрдин кәлгән? уйғур тили әмәсқу? немишқа уйғур тилиға кирип қалди? уйғурларға немишқа милли территорийилик аптоном район қуруп берилди? бундақ аптоном район қуруп бериш һоқуқини җуңхва хәлқ җумһурийитигә ким һавалә қилди? җуңхва хәлқ җумһурийитидин 5 йил бурун қурулған уйғур дөлити 2‏ - җүмһүрийәт қәйәргә кәтти?

Уйғур миллити дөләт қурушқа һоқуқлуқ болғачқа, дөләт қуруш һоқуқ субйекти сүпитидә һәр бир уйғур му һоқуқ субйекти болғачқа, уйғурлар тәбиий һоқуқларға тайинип тәбиәт ичидә дөләт қурған иди. Әмди айлинип келип 10 йил өткәндин кейин, немишқа хитай миллити уйғур миллитигә аптономийә қуруп беридиған һоқуқлуқ милләткә айлинип қалди? немишқа 5 йил бурун қурулған бир милләтниң җумһур ийити, 5 йил кейин қурулған ят бир милләт җумһурийитиниң "айрилмас қисми" болуп қалди? әгәр "қанун" бойичә "айрилмас қисми" болуп қалған болса, бу "қанун" немә "қанун", қандақ " қанун", у "қанун" қени? әгәр зорлуқ билән "айрилмас қисми" болуп қалған болса,тарихи риал һаләт, таҗавуз қилинған тарихий риал һаләт болуп қалиду.

Қанун билән һәл қилишқа тоғра кәлсә, таҗавузчилиқниң тарихи пакитлирини қанун билән ағдурғили боламду? бәлки хәлқара мәйданда шундақтур, лекин хитайниң ички қисмида мутләқ мумкин әмәс.

Уйғурниң мәсилиси кишилик һоқуқ болсун, хитайниң қанунлирида пуқраларға берилгән һоқуқ шәкиллири болсун, хитайниң "қануни"ға асаслинип һәл қилиш үчүн шәрт - шараит керәк болиду. Йәни мәсилән, һәр бир уйғурниң қанунлуқ һәдди - һәрикәтлирини һимайә қилидиған қанун системиси болуши керәк, әң муһими қанунда бәлгиләнгән, җәмийәттә қелиплашқан,иҗтимаий адаләт қаидилири, тәртиплири болуши керәк. Мәсилән, буниң үчүн тоғрилисақ, "айрилмас қисми", "қанун"да қанунлашқан мушу бир сияси ибарә иҗтимаий адаләттин йирақ бир ибарә яки "қанун"лаштурғучи "қанун" иҗтимаий адаләттин йирақ түзүлгән қанундур.

Маркис, "иҗтимаий адаләт қанун түзүшниң асасидур" дәп көрсәткән. Хитайниң түзгән қанунлири иҗтимаи адаләткә йеқин кәлмисә, йәнә қандақ әһвалда қанунға асаслинип, йәнә қандақ мәсилини һәл қилишимиз мумкин? қанун түзгүчиләр, қанунни иҗра қилғучилар, қанунни шәрһилигүчиләр түзүлгән қанунниң игисидур. Қанун пәқәт қанун түзгүчиләрниң мәнпәәтигила вәкиллик қилиду. Уйғурларниң һәрқандақ мәнпәәт тәләплири хитайниң асасий қанунида бәлгиләнмигән вә капаләткә игә қилинмиған. Уйғүрларниң мәнпәәти "айрилмас қисми" дәйдиған зораванлиқниң йезиқ шәкли арқилиқ инкар қилинған. Шуңа һәр қандақ җайда, һәр қандақ чағда хитай түзгән "қану н" ларға а саслинип уйғурларниң мәнпәәти тоғрисида издиниш актип үнүм бәрмәйдиған биһудә һәрикәттур.

Қанун билән һәл қилишниң иккинчи хил шәкли, милләт тәшкиллинип, коллектип күчкә айлинип һәйвә көрситип, қанун өзгәртиш, қанун иҗра қилиш, қанунға тәдбиқ қилишни бирлишип тәләп қилғанда, хитай һөкүмити уйғурниң мәнпәәт тәләплирини пәқәт күч алдида етирап қилиши мумкин.

Мәсилән, 2003‏ - йили 7‏ - айниң 1‏ - күни 1милюн һоңкуңлиқ намайиш қилип хитайниң һоңкуңға таңмақчи болған," негизлик қанун" иниң 23‏ - маддисиниң роһиға асаслинип түзүлгән, хитайниң қурултийи тәстиқлиған қанунниң маддилирини рәт қилди.

20‏ - Әсирниң 60‏ - йиллирида қара тәнликләрниң кишилик һоқуқини тәләп қилип, қайта - қайта зор көләмлик намайиш тәшкиллигән мартин лотиркиң шуниң үчүн ғәлибә қилдики, америка бу дөләт асасий қанунлуқ дөләт иди, америка пуқралириниң қанун еңи, қанун чүшәнчиси, қанун билән көрәш қилип, мәнпәәтлирини қанунниң капалитигә игә қилиш актиплиқи, бәлки һәрикәтчан актиплиқ һәтта адаләтпәрвәр ақ тәнлик америкилиқларниңму қара тәнликләрниң намайишиға қошулуп мартин лотиркиңни қоллиши, мартин лотиркиң елип барған тинч йол билән қанунлуқ көрәш қилишни ғәлбигә ериштүргән әң муһим амил иди.

2009‏ - Йили 7‏ - айниң 5‏ - күни уйғурлар адәттә дәссәп өтүп кетидиған "қизил байрақ"ни, хитайниң қизил байриқини көтирип намайишқа чиқти. Ахири немә болди? дөләт башқурғучи хитай һакимийити уйғурларниң тинч йол билән қилған намайишини қанлиқ бастурди. Макан шәрт - шараит билән тәминлимисә, қанунлуқ көрәш қилишму биһудә гәп болуп қалиду.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 08, 2010 08:27 PM

Һәқиқәт шуки, хитай мустәбит дөләт, уйғур мустәмликә қилинған милләт. Шәрқи түркистан мустәмликә зимин. Бундақ шаратта мәңгү қанонлуқ намайиш болмайду.60 Йилдин буйан шәрқий түркистанда бир қетимму қанонлуқ намайиш болған әмәс.Әркинлик димкоратийә баравәрлик тәләп қилған намйишларниң һәммиси уруш чеқиш,булаш,от қойуш зораванлиқ вәқәси дәп төһмәт қилинди. Хитайда мәңгү намайиш болмиса , хитай ﯪндин хошал болиду.
ﯪЛлаһ уйғур хәлқини өз панаһида сақилисун!

Anonymous
Jan 09, 2010 12:50 AM

Сидиқ һаҗи әпәндим қануни күрәш һәққидә хели әтрапиқ муһизә қилипту .Тәпәккүриңиз қанатлайғай !