Хоңкуңму мустәқиллиқ тәләп қилдиму?

Тәйвәндә демократийә тәрәққият партийиси мустәқиллиқ тәләп қилиду, уйғурлар мустәқиллиқ тәләп қилиду, уйғүрлар мустәқиллиқ тәләп қилишниң, җәнубий моңғулийә мустәқиллиқ тәләп қилишниң ағдурувәткили болмайдиған тарихи асаслири болғанниң сиртида, бүгүн уйғүристан вә җәнубий моңғулийидики милләтләрниң мустәқиллиқ тәләп қилишиниң хәлқара һөҗҗәтләшкән келишимнамә асаслири вә хәлқара сиясәт тарихи бар икәнлики 1950‏ - йили имзаланған "җуңго - совет достлуқ, һәмкарлиқ алаһидә келишими" арқилиқ дуняға аллиқачан ашкариланғандин башқа, бүгүн һәм уйғурлар алдида ашкариланди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.01.19

Тәйвәнгә кәлсәк, мустәқиллиқ тәләп қилиш тәйвәнниң деңиз, һава армийилири бар туруқлуқ, һөкүмәт вә дөләт шәкли бар туруқлуқ мустәқиллиқ тәләп қилиш пәқәт идеологийилик көрәш саһәсидила чәклинип кәлмәктә.

Мәсилән, ли диңхуйниң 7 дөләт нәзәрийисини тәшәббус қилиши, сабиқ президент чин шүйбйәнниң икки дөләт нәзәрийисини тәшәббус қилиши вә омумий хәлқ биләт ташлаш тоғрисида давраң селиши пәқәт идеологийилик талаш- тартиш қилиш саһәсидила қелип қалди. Хоңкуңға кәлсәк, гәрчә йеңи башлиниш дегили болмисиму, йеқиндин бери хоңкуң демократлириниң тор бәтлиридә муназирә қилип мустәқиллиқ тәләп қилишлири кәң җамаәтниң диққитини тартти.

2010 - Йили 1 - айниң 19 - күни бүйүк ира тор битигә мақалә язған зиң җемиң әпәнди : хоңкүңлуқларниң мустәқиллиқ тәләп қилишини хитай коммунистлириниң бесими пәйда қилди дәп көрсәткәндә, мәйли хоңкүң, мәйли уйғурлар, мәйли җәнубий моңғулийә болсун, хитайниң бесимиға учримиған болса, мустәқиллиқ тәләп қилмайтти дәйдиған сәпсәтиләшкән "мәнтиқ" ини көтүрүп чиққан болиду. Мәсилән, мустәмликә уйғүристанда хитайниң бесим ишлитиши вә бесим ишләтмәслики дәйдиған мәсилә мәвҗут әмәс. Уйғурни милләт сүпитидә йоқитиш хитай мустәмликичилири уйғуристанға таҗавуз қилип киргән вақиттила бәлгиләнгән сиясәттур. Хитайларниң бәлгиләнгән сияситигә қарши мустәқиллиқ тәләп қилиш билән қарши туруш уйғурларниң 60 йил бурун бәлгиләнгән сияситидур.

Хитайлар олтурақлашқан, йеңила әнгилийиниң һөкүмранлиқидин хитайларниң әпкишигә қайтип кәлгән хоңкүң мустәқиллиқ тәләп қилишни шуниң үчүн башлидики, хоңкуңлуқларниң һаман бир күни мустәқиллиқ тәләп қилиши муқәррәр болсиму, лекин бу тәләпниң пурсәттин аввал оттуриға чиқиши, хоңкуңлуқларниң кәлгүсигә, истиқбалиға ишәнмигәнликидин туғулған сиясий һәрикәттур.

"Бәзи хоңкүңлуқлар тәйвәндә мустәқиллиқ тәләп қилидиған интайин зор куч бар, шүңа хоңкүңниңму мустәқил болушидин үмид бар дәйдиған болса, бу пүтүнләй хата сәзгү булуп, тәйвән билән хоңкүң бир-биригә түптин охшимайду, тәйвән мустәқиллиқиниң әмәлгә иешиши мумкин болсиму, лекин хоңкуң мустәқил болалмайду," дәйду, зиң җемиң әпәнди.

Аптор биринчи болуп татлиқ су мәсилисини тилға алиду. Йәни җуңго хоңкүңни татлиқ су билән тәминләйду демәкчи болиду. Мубада хоңкуң билән гуаңдуң бирлишип мустәқиллиқ тәләп қилсичу? 2 - хоңкуң иқтисади җәһәттә җуңгоға беиқинип қалди дәйду, ундақта җуңго иқтисади җәһәттә хоңкүңға беқинип қалмиғанму? 3 - тәйвән америкиниң һәрбий җәһәттә капалитигә еришкән дәйду. Ундақта хоңкүң демократийә җәһәттә америкиниң капалитигә иеришмигәнму? 4 - милләтчилик йол қоймайду дәйду аптор. Җуңголуқларниң милләтчилики билән қосақ баққили болмайду, әйни чағда гоминдаңни қоллиғанларму хитай милләтчилири иди, гоминдаңни ташливәткәнләрму йәнә шу хитай милләтчилири иди. Һазир хитай һакийимитини қоллаватқанларму хитай милләтчилири болғандәк, вақти кәлгәндә хитайниң коммунист һакимийитини ташливитидиғанларму йәнә шу хитай милләтчилиридур.

У чилик, бу чилик, у изм, бу изм мәнпәәтизмниң алдида һечнәрсигә дал болалмайду. Мәнпәтизмниң шәкли икки хил болиду.

1 - Баяшатлиқ, параванлиқ қоғлишиш, 2 - паракәндичилик, тәһдит, һалакәткә дуч келиш. Икки хил мәнпәәт шәклини таллашқа дуч кәлгәндә, хитай милләтчилири тарихта сияси мәйданини сақлап қалалмиған иди. Мәсилән, гоминдаңниң даңлиқ генерали үрүмчи сөһбитини һөддигә алған җаң җиҗуң японға қарши уруш мәзгилидә җасус булуп, к.Г.Б ға тизимлитип сталинға ишлигән иди.

Ғәрб дуняси хоңкүңниң мустәқил болушини қоллимайду, дәйду зиң җемиң әпәнди. Қоллашму, қоллимаслиқму пишип йетилгән вақитқа тоғра кәлгәндә йүз беридиған иштур әпәндим. Тәләйдә боң - боң!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 19, 2010 08:58 PM

Әгәрдә вақит пишип йитилмисә йардәмдә болуш тугул ,ишиңизни қилип килиң укам дәйду ,дигән ликму қандақ !

Anonymous
Jan 21, 2010 07:50 AM

Сизчә ойғур миллийәтчилириму шундақ қиларму ?