Сәһәр қалиғачлири уйғурни ариға алди ...

2009‏ - Йили 2‏ - айниң 23‏ - күни даримсилада яшаватқан тибәтләр мундақ көрсәтти: хитай вә хитай коммунистлириниң узундин бери ассимилятсийә қилиш, хитайлаштуруш сиясәтлиригә, ғәрәзлиригә бәрдашлиқ берәлмигән тибәт хәлқи, тибәтләрниң тили, тибәтләрниң мәдәнийити, тибәтләрниң дини етиқади, тибәтләрниң өрп - адәтлирини қоғдаш һәрикитини башливәтти.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2009.02.27

Чиңхәй өлкисиниң тибәтләр яшайдиған районлири әнду вә сичивәниниң каң районлирида өткән йили 9‏ - айдин башлап һәр һәптиниң 3‏ - күнини "лаге" йәни "ақ чаршәнбә күни" дәп бекитти. "Ақ чаршәнбә күни" дики "ақ" һәққанийәткә, адаләткә вәкиллик қилатти.

Бу күндә барлиқ тибәтләр сәһәр орнидин туруп, тибәтчә милли кийимлирини кийип, ана тили тибәт тилда сөзләп, адәтләнгән тамиқини йәп, бир нәрсә сетип алмақчи болса, тибәтләр ачқан дуканларға берип сетип елип, тибәтләр ачқан ашпузулларда тамақ йәп, тавар еңи өскән тибәтләр шундақ оқәт қилип, барлиқ һәдди - һәрикәтлирини тибәтләрниң өрп адәтлиригә маслаштуруп тибәтләр әнәниви өрп - адәтлирини вә тибәтләрниң дини етиқадини қоғдашқа башлиди. Норвегийә тибәт тили радиоси мундақ хәвәр қилди: қоллиғучиларниң ичидә оқуғучилар, кадирлар, раһиблар, аилә аяллири, балилар вә яшанған кишиләр бар болуп, һәр һәптиниң чаршәнбә күнини тибәтләрниң әнәниви байрам күнигә айландурувәтти.

Өткән йили лихасада зор көләмлик намайиш йүз бәргәнликини һесабқа алған хитай һөкүмити қураллиқ сақчилирини һәрикәткә кәлтүрүп, йәнә бир қетим вәқә чиқишниң алдини алмақта, чәтәлликләрниң лихасаға киришини чәклимәктә.

Ойлинип қалдим. Уйғурниң бадам допписи, бәлгә бағлайдиған потиси, йәктәк чапанлири, хан әтләслири бар иди... Ойлап қалдим уйғурлар шу кийимлирини кийәмдиғанду, дәп. Аңлишимчә бешиға доппа кийгән бир нәпәр уйғурға учрап қалған йәнә бир нәпәр уйғур бешиға доппа кийгән уйғурдин, - һазидар болуп қалдиңму дәп сорайдикән ... Аңлисам тибәтләрдә мәҗбурланған қош тиллиқ маарип йоқ икән, сияси мәһбусларға тибәттә өлүм җазаси беридиған иш йоқ икән, пиланлиқ туғут сияситини коммунист тибәтләр ичидә омумлаштуруп әпкәшкә қачиланған бу сиясәт техи тибәтлик чарвичилар арисиға йитип келәлмәпту.

Хитай тибәттә немишқа мундақ "адил" болуп қалди? хитай тибәттә немишқа мундақ кәң қорсақ болуп қалди? тибәт хәлқи тәшкилләнди, әнәниви мәдәнийәтни қоғдайдиған "ақ" чаршәнбә" паалийитини йолға қойди. Бир - бирини хитайға чеқип қоймиди, бир - берини һақарәт қилмиди, өз - ара һөрмәт қилишти. Иттипақлишип тибәтләр қудрәтлик куч һасил қилип , исми - җисмиға лайиқ һазирқи заман миллитигә айланди. Шуңа хитайлар тибәтләргә қандақ муамилә қилишта еһтият қилидиған болуп қалди.

Техи йеқиндила тибәтләр тибәттә чаған байрими өткүзүшни рәт қилди.

Һәр һәптиниң 7‏ - күнидә уйғурларниң җүмә күни бар иди, топлишп ибадәт қилидиған, коллектип паалийәт қилалайдиған уйғурлар худди тибәтләргә охшаш әнәниви мәдәнийәтни қоғдап қелишниң чарилириға издинип баққанмиду? дини етиқади, тәбиии нәсил қалдуруш һоқуқи, бәхитлик турмуш яритиш һоқуқи, мәвҗутлуқ һоқуқи тәһдиткә учриған уйғурларниң һәммидин ямини ана тил - уйғур тилиму тәһдиткә дуч кәлди.

Хитай көчмәнлири һакимийити уйғурниң ана тилини гөдәклиримизниң ләвзидин тартип алмақчи болди. Уйғурлар өзиниң вә гөдәклириниң ана тилини қоғдаш, гөдәкләрни уйғурниң милли әнәниси ичидә тәрбийәләп йетилдүрүш үчүн немә қилишлири керәк? шу тапта һәрбир уйғурниң көңлидин немиләр кәчкәнду?! чәксиз соаллар вә "сәһәр қалиғачлири бизни ариға алди ", дейишти уйғурлар!



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.