Диң личүнниң әслимиси

2009‏ - Йили 3‏ - айниң 26‏ - күни довей төр бетидә, " диң личүнниң әслимиси" мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинди. 1980‏ - Йили хуявбаң, вәнли қатарлиқ хитай рәһбәрлири бир паракәндичилик пәйда қилған имиш.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2009.04.21

Мәркизи комитет һәр йили тибәткә 5 - 6 йүз милярд ярдәм пул аҗритип беридикән. Бу пулниң 80% тини тибәттә ишләватқан хитай кадирларға хәҗләйдикән, диң личүнниң гепидә шу чағда ху явбаң хата қарар чиқирип мәркәз бәргән пулни тибәт хәлқиниң хәҗлишигә имканийәт яритип бериш үчүн хитай кадирлириниң 80% әтирапида тибәттин чекиндүрүп чиқип кетиш керәк дәп қарар чиқарған имиш.

"Муһим ишлар хатириси" вә "телеграмма", 80% хитай кадирниң тибәттин чиқип кетидиғанлиқи тоғрисидики хәвәр шинҗаң, ички моңғул қатарлиқ районларға йитип кәлгәндин кейин (немишқа буйәрдә йитип кәлгәндин кейин дегән сөзни ишләтти?) юқирқи сиясәт тибәт билән шинҗаңға охшашла тәдбиқ қилинған сиясәт идиғу? аталмиш шинҗаң дегән бу земинға һөкүмранлиқ қиливатқан ваң фиң сабиқ советләрдин мудапиә көрүп урушқа тәйярлиқ қиливататти.

Вәзийәтни интайин еғир мөлчәрлигән ваңфиң алақзадә булуп наһийидин юқири дәриҗилик хитай кадирларниң или өлкисидин чекинип ичкири хитайға қайтип кетишигә буйруқ чүшүргән, бу чағларда аталмиш шинҗаң дегән йәрдә милли кадирларниң милләтчилики пурсәткә маслишип хитай кадирларни сиқип чиқиришқа тәрәддут қилш долқунға көтүрүлгән.

Хуявбаң милли вә хитай кадирларни бейҗиңға чақирип келип йиғин ечип, йиғин хатириси қалдурулғанда, милли кадирлар билән хитай кадирлар оттурисида зиддийәт кәскинлишип кәткән. Булар аталмиш шинҗаңға қайтип кәлгәндин кейин милли кадирлар хизмәт хатирисигә тайинип иш беҗиргән, хитай кадирлар мәркәзгә телеграмма әвәтишкә тайинип хизмәт беҗиргән. Шу вақитқа йәткәндә хуявбаң йәнә икки айрилалмаслиқ сияситини көтүрүп чиққан икән.

Бейҗиңда ечилған йиғинда қалдурулған хизмәт хатирисидә хитайниң мәркизи һөкүмити 3 дәриҗилик һоқуқни елип қелип қалған һоқуқни йәрликкә бериветишни ойлашқан икән. 1. Дөләт мудапиә һоқуқи, 2. Дипломатийә һоқуқи 3. Ички сиясәттә инкар қилиш һоқуқи қатарлиқ һоқуқларни мәркизи һөкүмәткә қалдурмақчи болған икән.

Шу вақитта әпәнди диң личүн хуявбаңға соал қоюп милли районлар тоғрисида шундақ қарар чиқириш керәкмикән, дегән икәнмиш.

Һәмә нәрсә тарихқа айлинип болди, бүгүн бизниң қизиқидиғинимиз, хитайниң мәркизи һөкүмити аҗритип беридиған ярдәм пулиниң 80% тин артуқрақини тибәттә вә аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районида хитай көчмәнлириниң хәҗләйдиғанлиқи мәсилисидур. Диң личүн шундақ етирап қилмидиму?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.