Җуңгода өй - имарәт тиҗарити гумран боламду ?

Хитайниң нурғунлиған қәләмкәшлири, иқтисадшунаслири, һәтта иқтисадшунас лаң шйәнфиң, хе чиңлйән, җяң җадүн, ху шавҗаң қатарлиқлар җуңгода өй - имарәт тиҗарити гумран болиду, дәп узундин бери нурғунлиған мақалиләрни йезип келишти. Мәнму хитай қәләмкәшләр испатлап чиққан санлиқ мәлуматларға асаслинип, хитайниң иқтисади омумйүзлүк гумран болуштин аввал, җуңгода иқтисади тәрәққиятниң һалқиси дәп қарилип келиватқан өй - имарәт тиҗарити аввал гумран болиду дегән көз қарашқа кәлгән вә шундақ мәзмунда лексийиләр сөзлигән идим. Әмма буниң әксичә, хитайниң иқтисади давамлиқ тәрәққи қиливатиду.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.05.04

Ғәлдә - ғәш гәпләрни бир чәткә қайрип қоюп гәпниң поскаллисиға кәлсәк, бир дөләт иқтисадиниң гумран болуши бүгүн билән әтиниң ичидә йүз беридиған һадисә әмәс. Мәсилән, бир дөләттә өй - имарәт тиҗарити гумран болған һаман, башқа саһәләр җүмлидин дөләт мудапиә санаити системиси, еғир санаәт системиси вәһаказа саһәләрму шу һаман гумран болиду дәйдиған қаидә йоқ. Гәрчә иқтисади бирликни асас қилған һәр қайси саһәләрниң иқтисади әһвали бир - биригә тәсир көрситип турсиму, бир саһә гумран болғанда 2 - бир саһә нормал тәрәққиятини давамлаштуривериду.

Йеқинда дуняви иқтисади кирзис башланғанда, исландийә дөлити иқтисади кризисқа петип қелип гумран болди,һөкүмәт тәхттин чүшти. Арқидинла дубәйниң иқтисади гумран болди, бирақ, бир әрәб дөлити дубәйни гумран болуштин сақлап қалди. Униңдин кейин гретсийә малийә кризисиға петип қелип, яврупа иттипақиға илтиҗа қилди. яврупа иттипақи 11 милярд доллар инавәтлик қәрз беришни қарар қилди.

Дуня иқтисади бир гәвдиләшкән һазирқи дуняда әгәр бир дөләттә бир тал кесәк чеқилип кәтсә, шу һаман 2 - бир дөләтниң иқтисадиға тәсир көрситиду.

2010 - Йили5 - айниң 3 - күни"бүйүк ира" тор бетидә "җуңгода өй - имарәт тиҗарити гумран болғандин кейин йүз беридиған ақивәтләр" мавзулуқ мақалә елан қилинди. Ву пән, сав йән қатарлиқ нәзирийичиләр юқириқи мақалидә: җуңгода өй - имарәт тиҗарити гумран болғандин кейин, хитай коммунистлири барлиқ кризисни хитай пуқралириға иттирип қойиду", "җуңгода өй - имарәт тиҗаритиниң гумран болуши японийә вә америкида йүз бәргән әһвалларға түптин охшимайду... Җуңго яман сүпәтлик пул пахаллиқи йүз бәргән җәмийәт һалитигә кирип қалиду ... Сансизлиған аилиләр өй - имарәт сетивелиш бу яқта турсун, әксичә үрүл - кесил гумран болиду ..." Дәп һөкүм қилди.

Уруштин кейин толуқ әслигә келәлмигән сабиқ советләрниң иқтисади 40 йилдин кейин 1990 - йили гумран болди. Империйә йимирилди. 1911 - Йилидин таки 1949 - йилиғичә ички уруштин, дәсләпки 10 йилда милитаристлар урушидин, кейинки 28 йилда коммунистларға қарши ички уруштин, японға қарши уруштин қутулалмиған гоминдаң - җяң җеши һакимийитиниң иқтисади 1947 - йили америкиниң вә русийиниң иқтисади ярдимидин айрилип қелип бир кечидә гумран болди. Һакимийәт ағдурулди.

Иқтисад бир гәвдиләшкән һазирқи дуняда, вахтана - вах йетип кәлгәндә, җуңго иқтисади кризисқа петип қалса,һәр қандақ бир дөләт җуңго иқтисадиға ярдәм қилип, иқтисади боһрандин сақлап қелишқа урунуши мумкин. Бирақ, җуңго исландийә, дубәй яки гретсийә әмәс. Җуңго интайин зор дөләт. Шу вақитқа кәлгәндә, бу дөләткә бир нәччә йүз милярд, һәтта терлюн доллар пул ярдәм қилипму, бу дөләтни иқтисади кризистин қутқузуп қалалмайду. Бәлки дуняда бундақ ярдәм берәләйдиған бир дөләтму йоқ. Шуңа җуңгода өй - имарәт тиҗаритиниң гумран болушидин әнсиригән сав йән әпәнди билән ву пән әпәндиләрниң көз қарашлирини хата дегили болмайду.

Коза күндә чеқилмайду, күнидә чеқилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.