Таң қараңғусида 'ярдәм' намида булаң - талаң қилиш
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.05.10
2010.05.10
Бу арилиқта хитай - америка мунасивитидә, һадисиләр қайрилип қелип маһийәт ашкарилинип қалди. Йәнә америка тәрәпниң сәмимий мунасивәт қилиш қаидилиригә хитай һөкүмити қопаллиқ билән муамилә қилди. Буниңдин бурун 2008 - йили олимпик мурасиминиң һарписида тибәтләрни қирғин қилған ху җинтав, 2009 - йили хитайниң "дөләт байрими" һарписида уйғурларни қирғин қилип, " тибәтләрни, уйғурларни қоллаватқан дуня, көрүвал буларни, биз уйғур вә тибәтләргә мушундақ муамилә қилимиз " дегәндәк болди вә хәлқара җәмийәттә мустәбитликини ашкарилап "инавитини", "абройини" төкүвалди.
Әмма, хитай мустәмликичилири өзлириниңму мушу алқандәк дуняда яшайдиғанлиқини, башқа дөләтләр билән барди - кәлди қилидиғанлиқини, башқа дөләтләр билән елим - берим қилидиғанлиқини, шуңа өзидин башқа дөләтләргә вә өзидин башқа дуняға қандақ муамилә қилишниң йоллирини өгинивалмиса болмайдиғанлиқини тонуп йәткәндә, тибәткә "ярдәм" қилмақчи, мустәмликә уйғурға "ярдәм" қилмақчи болди.
Хитай, гәрчә бу сиясити ялған болсиму, хәлқара җәмийәтниң көзини бояп, тибәт вә мустәмликә уйғуристан райониға мәбләғ селишқа башлиди.
1 - Иқтисадниң тәрәққи қилишида һәл қилғуч амил - һоқуқ. Сахта асасий қанунда бәлгиләнгән уйғурниң һоқуқини уйғурға қайтуруп бериши мумкинму?
2 - Иқтисадниң тәрәққи қилишида иккинчи һәл қилғуч амил - һазирқи заман учур - алақә системилиридин пайдилинип, мустәқил идийиви - пикирләрни мустәқил тәрғип қилиш, бир җәмийәтниң иҗади, ихтира күчини қезиш вә раваҗландуруш. Хитай мустәмликичилири бухил һәл қилғуч амилларға қандақ позитсийә тутти? қәшқәр вилайәтлик сақчи органлири түзүп чиққан җазалаш тәдбириниң 1 - маддисида: " дөләтни парчилаш мәқситидики, мақалиләр вә әдәбий әсәрләрни, һөкүмәт түзгән тарих китабларға зит мәзмундики тарихи әсәрләрни тор бәтлиридә елан қилғучилар..."Ға 15йилдин төвән қамақ җазаси беридиғанлиқи баян қилинди. Һазирқи күндә, сақчи органлири қанун түзүп елан қилидиған заман йитип кәлгәндә, хитайниң мустәмликичилик сияситигә пайдилиқ болсила, сүйистималчилиққа пайдилиқ болсила, шуниң өзи һәқиқәт болуп турғанда,мәқсәтниң "шинҗаң"ниң иқтисадини тәрәққи қилдуруш дәйдиған вастә билән немә алақиси бар?
3 - Уйғур ишләпчиқириш күчлириниң актиплиқини қозғаш. Әркин сиясәт арқилиқ қозғаш, кишилик һоқуқлирини қайтуруп бериш арқилиқ актиплиқини қозғаш, қанунлуқ капаләт бериш арқилиқ актиплиқини қозғаш. Нөвәттә, уйғур әмгәк күчлириниң актиплиқи, йәр, су, пул билән қозғилиду. Қени бу нәрсиләр? қолға елинған гунаһсиз уйғурлар, балилар вә аялларни, җай - җайлардики түрмиләрдин җәмийәткә қоюп берип, әркин сиясәт арқилиқ актиплиқни қозғашқа болиду. Бу ишлар қилиндиму? қануни капаләт бериш арқилиқ уйғур әмгәк күчлириниң актиплиқини қозғашниң орниға, шеир, һекайә, роман йезиш арқилиқ өзиниң һессиятини ипадилигән кишиләргә 15йиллиқ қамақ җазаси бериш билән тәһдит селип, мустәмликә уйғуристан һакимийитиниң миллитаризмлиқ һакимийәт, сақчи қанун чиқиридиған һакимийәт икәнликини испатлиғанда, мустәмликә җәмийәтни қиямәт - қайим болған җәмийәт дейишкә болмамдикән?
Уйғуристанни аввал хитайниң бир сәндуң өлкиси булаң - талаң қилған болса, әмдиликтә хитайниң 19 өлкиси таң етиш алдида булаң - талаң қилидиған болди. Һәммимизгә мәлумки,кишиләр унтуп қалмидики, хитай һөкүмити 1997 - йили 10 - айда, 1998 - йили 3 - айда бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң "иқтисад, җәмийәт, мәдәнийәт һоқуқи хәлқара әһдинамиси"гә, "пуқралар һоқуқи вә сиясий һоқуқ хәлқара әһдинамиси"гә қол қойған иди.
Хәлқара җәмийәт мәҗбурлаш басқучиға киргәндә, хитай һөкүмити иҗра қилимән десиму иҗра қилиду буқанунларни, иҗра қилмаймән десиму иҗра қилиду бу қанунларни.