Җуңголуқларниң қизитмиси өрләп кәттиму?

2010 - Йили 5 - айниң 26 - күни җуңгоға нәзәр тор битидә "иран немишқа җуңгодин йүз өримиди? чөчүгидәк мәхпийәтлик ашкара болди" мавзулуқ мақалә елан қилинди. Бу мақалиниң келиш мәнбийи (51 һәрбий ишларни көзитиш ишханиси) дейилди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.05.28

Бирақ, мақалиниң мавзуси билән мақалиниң мәзмуни таза маслишалмапту, йәни иран немишқа җуңгодин йүз өримиди? дегән соалға мақалидә ениқ җаваб берилмигән.

Мақалидә: җуңгониң дөләт мудапиә министири пакистанда икки күн зиярәттә болғанда ғәрбтә һечқандақ инкас қозғалмиди, лекин һиндистан қаттиқ инкас қайтурди... Америка, җуңго сөһбити вақит бойичә бейҗиңда чақирилди. Ғәрб вә шаңгаң мәтбуатлири: америка алғили келиду... Җуңгодин һеч нәрсә алалмиған һаман америка, җуңгоға интайин қаттиқ тәдбир вә һәрикәт қоллиниду... Әң муһими сөһбәттә җуңгониң америка билән тәң олтуруп, тәң қопушидур, дейилди. Лекин, баравәр болмиған бир һадисә кишиләрниң көз алдида пәйда болди. Дөләт ишлар катипи һиларий клинтон, америкиниң һәрбий адәмлири, һәтта тинч окян райониниң һәрбий қомандани қатарлиқ (200 йүз әтрапида) көп кишиләр сөһбәткә қатнашти. Җуңго тәрәптин һәрбий әмәлдарлар йоқ, мәмурий әмәлдарлар сөһбәткә қатнашти... Бәлки мушу пәйттә, җуңгониң дөләт мудапиә министири пакистанни зиярәт қилди дейилди.

Һиндистан гезитләрдә чоң мавзуларни қоюп хәвәр тарқитип: җуңго, пакистанға һәрбий айропилан, танка, һәр хил қорал - ярақларни берип ярдәм қилди... Икки дөләтниң мунасивити аллиқачан дөләт билән дөләтниң мунасивитидин һалқип кәтти, деди. Лекин пакистан һеч немә демәй җим турувалди....

Дәл мушу пәйттә дейилди мақалидә: иран, иранни җазалимақчи болған дөләтләрни тәнқидләшкә башлиди... Иранниң русийини тәнқид қилиши техиму кәм көрүлгән бир әһвал болуп қалди....

Пакистанниң җуғрапийилик орни итайин муһим... Әгәр җуңго пакистанда әскәр турғузидиған болса, пакистан арқилиқ уруш йоли ачидиған болса, җуңго армийиси, пакистандин башланған уруш чәмбирикидин ярдәм қилишқа тигишлик һәр қандақ бир дөләткә бир күндә йитип баралайду. Әгәр иранда бир иш йүз беридикән... Деңиз йоли муһасирә қилинип... Пәқәт қуруқлуқ йоли қалиду....

Бу йил техи йеқинда җуңго "шинҗаң "ни ечиш бойичә аз көрүлгән бир пиланни көтүрүп чиқти... Дәйду аптор мақалисидә. Ғәрб күчлири афғанистанға киргәндин кейин "шинҗаң" истратегийилик алдинқи сәпкә айлинип қалди... Бу йәргә еғир қораллар вә әскири күч орунлаштурмиса болмайдиған болди....

Бизниң мәқситимиз дәйду аптор: пакистан билән иранни җуңгониң ғәрбидики истратегийилик арилиққа айландуруш. Чүнки,шәрқ тәрәптә бирәр вәқә оттуриға чиққан һаман ғәрб тәрәпму дүшмән һуҗум қилидиған мәйданға айлинип, җуңго икки тәрәптә уруш қилиштәк пассип орунға чүшүп қалиду....

Җуңголуқларниң қизитмиси өрләп кәттиму ? "5 - июл үрүмчи" намайишини бастурғанда җуңголуқларниң қизитмиси өрләп кәткән иди. Буниңдин бурунла хитай язғучиларниң паш қилишичә, хитай һөкүмити қәшқәрни ечивитилгән шәһәргә айландуруш йәни қәшқәрни җуңгониң қуруқлуқтики портиға айландуруш, пакистанниң гувадар порти билән қәшқәрни туташтуруп, иранниң, әрәбистанниң хам нефитини қәшқәр арқилиқ йөткәп келиш пиланини түзүп болған иди, мушу пилан бойичә қәшқәр кона шәһәрни чеқип түзлигән, мушу пилан бойичә уйғурниң оғул - қизлирини ичкири хитайға йөткәп кәткән хитай һөкүмити, мушу пилан бойичә қәшқәрни йеқинда алаһидә иқтисади районға айландурмақчи болди.

Мәлум болдики, қәшқәрни алаһидә иқтисади районға әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң қәшқәрни алаһидә һәрбий базиға айландурмақчи болғанлиқи юқириқи мақалидә паш қилинди. Қариғанда, пәвқуладдә дора ичмәй туруп җуңгониң қизитмиси пәсәймәйдиғандәк қилиду. Дора тәйяр болғанмиду?


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.