Қәһриманларни хатириләш күни

1865 - Йили 5 - айниң 31 - күни, америкида шимал - җәнуб уруши ахирлашқан күн, урушниң ис - түтәклири тарқилип кәткәндин кейин, көпәйгән бир нәрсә қатар - қатар қәбриләр иди. Бу урушта бир нәччә йүз миң америкилиқ яш һаятидин айрилған иди. Қәбриләрни йоқлиғанда шу чағда бир - биригә қарши урушқан һәр икки тәрәп бирликтә йоқлиған иди. Шуңа 5 - айниң 31 - күни америкида хатириләйдиған, әсләйдиған бир күндур.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.06.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

20 - Әсирниң дәсләпки йиллирида партлиған 1 - җаһан урушиға қатнишип, америкиниң оғул - қизлири адаләтсиз партлиған бу урушни ахирлаштурған вә президент вилсун хитабнамисиниң оттуриға чиқишиға йол түзләп бәргән.

Иккинчи дуня уруши мәзгилидә германийә америкиға уруш елан қилди, 1941 - йили японийә ферилхарбир һәрбий портиға һуҗум қилди ... Америка нормандида қуруқлуққа чиқип яврупа урушиға қатнашти, асия - тинч окян районида японийигә қарши уруш ачти. Америкиниң сан - санақсиз оғул - қизлири қурбан болди.

Америка иккинчи дуня урушини ғәлибилик ахирлаштуруп, һардуқ елип әмдила уһ дәп турушиға сабиқ советләр - сталин билән мав зедуң бирлишип корийә йерим арилиға уруш отини яқти. Америка армийиси бирләшкән дөләтләр тәшкилати армийисини тәшкилләп, урушқа кирип 38 - параллилға йетип кәлди.

Шу күнләрдин башланған яки 1945 - йили ялта системиси турғузулған күндин башлап, соғақ мунасивәтләр урушида америка, бир пай оқ атмай, аталмиш коммунизм, сотсиялизм лагерини яврупа хәлқи билән бирликтә йимирип ташлап шәрқи яврупа әллирини, һәтта русийә пуқралириниму коммунизмниң төмүр тапинидин азад қилди. Бәлки, арилиқта америка шималий ветнам коммунизмиға қарши вйетнам урушиға қатнашти.

Җуңго, куба, шималий корийә сотсиялизм базилиридин башқа, сотсиялизм лагери дуня бойичә йимирилгәндин кейин,тәсирләнгән америкилиқ сиясәт пәлсәпичиси фу шән әпәнди. "Тарихниң түгүни" мавзулуқ китабини йезип, дуняниң риаллиқиға һәвәс вә зоқ билән нәзәр ташлиған вә йәнә шу дуняниң кәлгүсидин чәксиз үмидләнгән.

Үмидләр вә инсанийәтниң кәлгүси тоғрисида ойлинишлар узаққа бармайла, фашизм вә коммунизмниң 3 - хил шәкли терроризм оттуриға чиқип демократик дөләт америкиға һуҗум қилди. Шуниңдин кейин америкиниң һәрбий күчи вә ташқи сиясити терроризмға қарши туруштин ибарәт хәлқара муәммаға йүзләнди. Ирақ вә афғанистанда террорчиларға қарши урушта америкиниң йәнә нурғун оғул - қизлири қурбан болди.

Президент обама вәзипигә олтуруш нутқи сөзлигәндә, америка армийисини тилға елип: улар әркинликни қоғдиғучилар болғанлиқи үчүнла әмәс, бәлки улар вәкил болуватқан йәнә бир нәрсә, дөләткә хизмәт қилиш роһидур, дәп көрсәткән.

Биз бүгүн бу йәрдә җәңләрдә қурбан болған қәһриманларни әсләш билән биргә, уларниң ата - анилиридин, бала - чақилиридин, дост яр - бурадәрлиридин сәмимий һал сораймиз.

Америка армийиси һазирғичә сомалида, афғанистанда, босинийидә, косовада, шәрқи темурда тинчлиқ сақлаш вәзиписини ада қилип кәлди.

Бу дуняда вәһшийлик, адаләтсиз уруш, аҗизларни қирғин қилиш һамини инсанийәтниң арзулириға қарши һалда мәвҗут болуп кәлди. Мәсилән,хитай мустәмликичилири 2008 - йили тибәттә, 2009 - йили мустәмликә уйғуристанда вәһшиянә қирғинчилиқ қилди, дуняниң қәйиридә қирғинчилиқ вә адаләтсизлик болидикән, америка башчилиқидики хәлқара тинчлиқ сақлаш қисимлириниң һаман бир күни шу йәрдә һазир болидиғанлиқини тибәт хәлқиму, уйғур хәлқиму көрүп йәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.