Хитайда ишчилар ойғанди, иш ташлаш башланди

"Бүйүк ира" тор бети 6 - айниң 2 - күни мундақ хәвәр тарқатти: бу йил 1 - айдин башлап бүгүнгичә шинҗин шәһиридики фушикаң завутида 12 нәпәр ишчи егиз бинадин өзини ташлап өлүвалди. Тәйвәнлик башқуруватқан бу ширкәт 8 йүз миң ишчиси бар ширкәт болуп, ишчиларниң өзини өлтүрүвелиши хәлқара ғулғулиға айлинип қалди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.06.04

  • 5 - Айниң 1 - күни сәндуң өлкиси за җуваң шәһиридә пахта тоқумичилиқ ишчилири иш ташлиди.
  • 5 - Айниң 5 - күни нәнҗиң иссиқлиқ тарқитиш ширкитиниң ишчилири иш ташлиди.
  • 5 - Айниң 5 - күни шинҗин фиңгаң түрлүк маллар ишләпчиқириш завутиниң ишчилири иш ташлиди.
  • 5 - Айниң 17 - күни японийә мәбләғ салған гуаңдуң нәнхәй завутиниң ишчилири иш ташлиди. Ишчилар мааш өстүрүшни тәләп қилди. Нәтиҗидә японийә мәбләғ салған 4 йүрүш завут бирақла иш тохтатти.
  • 5 - Айниң 20 күни җаңсу күншән дөләт игиликидики җингаң гуруһиниң ишчилири иш ташлиди.

Өтүп кәткән бир нәччә йил ичидә өй баһаси, мал баһаси өрләп кәткәнликтин ишчиларниң наразилиқ кәйпияти, мадди мәнпәәт тәләплириниң бир хил инкаси болуп ипадиләнди.

Мушу күнләрдә, җайларда ишчиларниң иш ташлишиға әгишип японийә мәблиғи билән шаңхәйдә қурулған електир сайманлири завутиниң, җәнобий корийиниң бейҗиңда қурулған машинисазлиқ пән - техника ширкитиниң, японийиниң мәблиғи билән вушида қурулған никон назук аппаратлар ишләпчиқириш ширкитиниң, хенән феңдиңшән пахта тоқумичилиқ завутиниң 10 миңдин артуқ шитатлиқ вә ишсиз ишчилири иш ташлиди.

" Талиплар исян көтүрсә 10 йилдиму һеч иш қилалмайду" дәйдиған әқлийә сөзи бар икән хитайниң, әмма хитайниң мәхпий ахбарат топлаш органлири, лекин, һазир әһвал охшимайду: әмгәкчиләр синипи барғансери ойғинишқа башлиди, улар өзини тутувалалмайдиған ахирқи чәккә йәтти дейишти.

Ишчиларниң мааши өстүрүлмиди, рәһбәрләрниң мааши 10 һәссә өстүрүлди. Пән - техника хадимлириниң өткән йиллиқ мааши 4 - 5 йүз миң йүәнгә өстүрүлди. Гәрчә, хитайда пән - техника хадими дегүдәк хадим болса кашки... Ишчиларниң маашичу? төвән турмуш чекини сақлап қелишқила йетидиған 5 - 6 йүз йүәнгә чүшүп қалди. Илгири бу ишчилар 2 миң йүән мааш алатти. Немә иш болди, немә иш йүз бәрди җуңгода? хитай ишчилириниң ойғиниши қандақ вәзийәткә тоғра кәлди?

5 - Айниң 24 -, 25 - күнлири америка билән җуңгониң истратегийилик вә иқтисади сөһбити бейҗиңда өткүзүлүп, сөһбәт аяқлашқанда җуңгониң експортқа таянған содисини ички базарға йүзләнгән содиға өзгәртиш тәләп қилинди. Америка тәрәптин җуңгоға вәдә берип, наһайити тиз арида җуңгониң базар игилики яки базар иқтисадиға өткәнликини етирап қилимиз деди. Бундақ қилиш оңай гәпму? җуңгониң содиси ички базарға йүзлиниш үчүн, пуқраларниң сетивелиш күчини өстүрүшкә тоғра келиду.

Рәһбәрләрниң йиллиқ мааши 5 йүз миң йүәнгә өстүрүлүп, ишчиларниң мааши 5 йүз йүәнлик сәвийидә тохтап қалса, һелиму гәп қилмайдиған ишчиларкинә‏ бу, җуңгониң ишчилири! ( америка, җуңго сөһбити җәрянида, америка тәрәп җуңгоға "базар иқтисадиға өткән дөләт орни бериш "ни қарар қилди. "Бирләшмә сә һәр гезити" 2010 - йили 26 - май.)

Америка җуңгода ишчилар уюшмиси қурулуп болғандин кейин, җуңгониң базар иқтисадиға өткәнликини етирап қиламду яки америка аввал, җуңгониң базар иқтисадиға өткәнликини етирап қилип, униң арқисидин җуңгода ишчилар уюшмиси қуруламду?

Җуңгониң базар иқтисадиға өткәнликини етирап қилишниң негизлик шәртлири немә ...? техи оттуриға чиқмиди. Етирап қилиш немишқа бундақ тиз болуп кәтти, җуңго, әмгәк билән капиталниң мунасивитини һәл қилип болдиму? бу тоғрида җуңго америка тәрәпкә қандақ вәдиләрни бәрди ...? җуңгода ишчиларниң иш ташлиши дәл мушундақ пәйттә оттуриға чиқти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.