'Мәсулийәтчан рәһбәрлик қилиш роли...'
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.06.08
2010.06.08
Бу тоғрида тохталған җиң юңнйән әпәнди, 2010 - йили 6 - айниң 1 - күни "бирләшмә сәһәр гезити"гә мақалә йезип, бу орунни қоғдаш вә давамлаштуруш, америкиниң дөләт мәнпәәти һесаблиниду. Бирақ, сабиқ президент бош, бир тәрәплимә - өз алдиға иш көрүш истратегийсини ишләткән болса, президент обама көп тәрәплик истратегийилик сиясәтни йолға қойди дәп көрсәтти.
Америкиниң җуңгоға йеңи истратегийилик орун бәлгиләп бәргәнлики, истратегийилик сиясәттә әң зор өзгириш һасил қилди. Мәсилән, "һөҗҗәттә тунҗи болуп, җуңго мәсулийәтчан рәһбәрлик ролини үстигә елиши лазим" дәп чақириқ қилинди дәп көрсәтти аптор җиң юңнйән әпәнди.
Аптор давамлаштуруп,"йеңи әсирниң еғир вәзипилирини пәқәт америка өз алдиға һөддә алалмайду, америка (дуня сияси қурулмиси) ниң үстидә турупту. Мәсулийити бар, лекин рәһбәрлик орни йоқ бу,җуңгониң әмәлий әһвалиду... Америка, җуңго хәлқара ишларда һәмкарлишиши керәк, америка башқуруш характерлик қатламларда җуңгоға хәлқара мәсулийәтни ада қилиш макани бериш керәк, бирақ, көп һалқилиқ мәсилиләрдә америкиниң инкар қилиш һоқуқи болғанлиқтин америка, җуңгониң тәләплирини қандурушиму мумкин, қандурмаслиқиму мумкин...Җуңгоға кәлсәк, җуңгониң америкини конкрет тизгинләйдиған күчи йоқ" дәп көрсәтти.
"Мәсулийәтчан рәһбәр болуши керәк" дегән болсун дәйли, җуңго хәлқарада немигә рәһбәрлик қилиду? җаһан тинчлиқиға һәссә қошамду яки җаһан тинчлиқиға бузғунчилиқ қиламду? җуңгочә сотсиялизм, җуңгочә маркисизм, әмдиликтә җуңгочә капитализм түзүлмисидин ваз кечип, дуняниң қәдир - қиммәт қарашлирини нишан, өрнәк қилип җуңго җәмийитини демократийәләштүрүшкә рәһбәрлик қиламду яки тибәтләрни, уйғурларни қирғин қилишқа рәһбәрлик қиламду?
Аптор җиң юңнйән әпәнди, сиз билән бизниң билип турғинимиз, рәһбәрлик қилиш дегән бу сияси ибариниң сөз мәниси, "дуняға рәһбәрлик қилиш"ниң сияси мәниси немә, җиң юңнйән әпәнди? бу тәрәп сиз билән маңа қараңғу!
Йәнә келәйли, америка елан қилған "дөләт бихәтәрлики истратегийилик һөҗҗити"дә "җуңго мәсулийәтчан рәһбәрлик қилиш ролини үстигә елиши лазим" дәп чақириқ қилинипту. "Мәсулийәтчан" дегән ибарини қандақ чүшинәрсиз җиң юң нийән әпәнди, мениң қаришимчә, җуңго "мәсулийәтчанлиқ " ни һөддигә алмақчи болса, тибәт билән уйғурниң сияси орнини аввал бир тәрәп қилип, андин хәлқара җәмийәтниң әхлақ җәһәттә етирап қилишиға еришидиғанла болса бәлки, "мәсулийәт вә мәсулийәтчанлиқ "ниң һөддисидин чиқалиған болатти.
Нурғун сәвәбләргә асаслинип америка, җуңгониң "мәсулийәтчан" болушини тәләп қиливатиду, андин дуняға "мәсулийәтчанлиқ" билән рәһбәрлик қилишқа "чақириқ" қиливатиду. Силәр коммунистлар "рәһбәрлик" дегән сиясий ибариғила қизиқип кәтмәй, аввал "мәсулийәт, мәсулийәтчанлиқ" дәйдиған әхлақ ибарилириға қизиқидиған болсаңлар, хитайчә көрәңликниң артуқчә бир иш икәнликини һес қилип йәткән болаттиңлар!