Русийә федератсийиси дипломатийисиниң оңға бурулуши
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.06.14
2010.06.14
Мәсилән, 1945 - йили 6 - айниң 30 - күни, шәртнамә имзалаш үчүн җуңго сөһбәт вәкилләр өмики америкиниң айропиланиға олтуруп москваға йетип кәлгәндә, сталин вәкилләрни күтүп елиш зияпити берип, зияпәттә: "һазир совет иттипақи рәһбәрлири чар русийә дәвридики билән асман - земин пәрқлиниду, учағда чар русийиниң мәқсити - японийә билән тил бириктүрүп, җуңгони бөлүвелиш иди; лекин һазир совет иттипақиниң мәқсити - җуңго билән бирлишип японийини чәкләш" дәп көрсәтти.(1)
Мәйли чар русийә дәвридә бәлгиләнгән яки ленин,сталин русийиси бәлгилигән сиясәт болсун вә яки йеқинда русийә демократик дөләт болуп оттуриға чиққан күндин һесаблиғандиму, бу дөләтниң асия сияситидә түплүк өзгириш һасил болмиған. Бенгални пакистандин парчилап мустәқил дөләткә айландурған 20 - әсирниң 70 - йиллирида, җуңго, вйетнам урушиға арилишип бир парчә баянат елан қилип, ханойға йүрүш қилған хитай армийисини чекиндүргәндиму, русийиниң асия сияситидә анчә өзгириш болмиған иди.
2010 - Йили5 - айниң 27 - күни кримил сарийиниң юқири дәриҗилик дипломати серги пириходко, әхмәдиниҗадини тәнқидләп, сияси тәрғибатчилиқ қилмаслиққа үндигән. Әхмәт ниҗат :русийиниң иран мәсилисидә америкини қоллишини иран қобул қилалмайду, дегән. Кримилниң баянатчиси: "русийә федератсийисиниң сиясәт өлчими - дөләтниң мәнпәәтини чиқиш қилиду" дәп рәддийә бәргән һәмдә ядро қораллири ясаш бойичә иранни җазалашқа қошулидиғанлиқини билдүргән.
"Довий хәвәрлири" тор бети, 6 - айниң 6 - күни һиндистан мәтбуатлиридин нәқил кәлтүрүп" русийә федератсийисиниң һиндистанда турушлуқ баш әлчиси александир кадинниң испатлишичә, далай ламаниң роһаний даһи сүпитидә русийигә зиярәткә баридиғанлиқини дәлиллиди.
Хәвәрләргә асасланғанда, 4 - айниң 23 - күни далай ламаниң русийини зиярәт қилиш тәлипини рәт қилған русийә федератсийә һөкүмити әмди өзгирип, "интер факис хәвәр агентлиқи" ниң хәвәр қилишиға асасланғанда, русийә федератсийисиниң ташқи ишлар министири серги лавроф, 5 - айниң 23 - күни москвада "москва, далай лама билән җуңгониң оттурисидики талаш - тартишни һәл қилишқа ярдәм беришни халайду" дәп көрсәткән.
6 - Айниң 6 - күни "бүйүк ира тор бети"ниң хәвәр қилишиға асасланғанда,хоңкоң мәтбуатлири, чәтәллик немишқа тибәт ишлириға арилишиду, дегән гәпни қилипту. Хитай язғучилар шунчә тадан болуп кәткәнму яки хитай мәтбуатчилири шунчә хупсәнлик қиламду ? тарихқа қарайли:
"Далай лама 13, 1904 - йили10 - айда, моңғулийиниң юрга шәһиригә йетип келип, чар русийиниң җуңгода турушқа тәйинлигән баш әлчиси покотилоф билән көрүшүп, петр боргқа берип падиша билән көрүшүшни тәләп қилғанда, чар падиша тибәт ишлириға арилишип қелиштин әнсирәп, далай ламаниң тәлипини әдәп билән рәт қилған."(2)
Шу чар русийә ... 1907 - Йили 8 - айниң 18 - күни бүйүк беританийә, чар русийә икки дөләт, петирборгта "бүйүк беританийә, чар русийә келишими"ни имзалап, келишимниң 2 - маддисида: бүйүк беританийә, чар русийә һөкүмәтлири, җуңгониң тибәткә игилик һоқуқ йүргүзүш принсипини изчиллаштурушни нәзәрдә тутуп ..." Дәп бәлгиләнгән.(3)
Уйғурлар тоғрисида мәнчиң һөкүмити билән чар русийә "петир борг шәртнамиси" имзалап, әнглийә билән чар русийә тибәт тоғрисида "петир борг келишими" имзалап, уйғур билән тибәтни хитай - манҗуларға сетивәткән дәқиқиләрдә, уйғур билән тибәт хәлқи өз тәқдириниң сияси тавкада қандақ ойниливатқанлиқини чүшидә болсиму көргән болғиймиди?
Уйғур хәлқи, тибәт хәлқи алқишлайдиған бир иш - русийә федератсийиси дипломатийисиниң асияға йөткилиши, болупму тибәткә мунасивәтлик җуңго сияситиниң оттуриға чиқиши уйғур вә тибәт хәлқи алқишлайдиған бүйүк бурулуштур.
Тибәт билән хитай оттурисидики талаш - тартишларни һәл қилишқа ярдәм беришни халайдиғанлиқини билдүргән русийә федератсийиси һөкүмитиниң хитай билән уйғурлар оттурисидики мәсилиләрниму хәлқара җәмийәт билән бирликтә һәл қилишқа актип арилишидиғанлиқиға чуңқур ишинимиз дейишти, уйғурниң сияси актиплири.
Мубада русийә федератсийиси һөкүмити 1950 - йили 2 - айниң 14 - күни сталин билән мав зедуңниң оттурисида москвада имзаланған "җуңго, совет достлуқ, иттипақдашлиқ өз - ара һәмкарлиқ шәртнамиси" ниң 17 маддисиниң мәзмунини уйғур билән тибәткә тәдбиқлап, хәлқара җәмийәт билән бирликтә шу тәриқидә изчиллаштуруп муамилә қилидиған болса, алтун үзүккә яқут көз болатти дейишти уйғурниң сияси актиплири.
Изаһат:
(1) ("Рәқибләр вә иттипақдашлар" аптори: җун гарвер уйғурчә тәрҗимиси 520 - бәт)
(2)(3), ("лама падишаһлиқиниң йимирилиши" аптори: мелвин голдистин, хитайчә нәшри 49 - бәт, 858 - бәт)