Хитай һөкүмранлири уйғур деһқанлирини қандақ шәһәрләштүрмәкчи?
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.08.20
2010.08.20

Оқурмәнлиримиз әвәткән 'йеңисарда деһқан болмақ тәс' намлиқ син - алғудин елинди.
Пәқир обзорчи уйғур деһқанлириму шәһәрлишәмду яки көчмән хитайларла шәһәрлишәмду дәп соал қойимән. Аңлишимчә адәттики идарә җәмийәт яки әврәз тазилайдиған ишларғиму ишчи қубул қилиш елани чиқарғанда "хитай тилини пухта билиш" шәрт қилинидикән. Уйғурниң бала - чақилириғу пәқәтла хитай тили өгитидиған "қош тиллиқ" йәслиләргә, сунвукуңлар ачқан мәктәпләргә, җубаҗейәләр башқуруватқан мәктәпләргә, 19өлкә, сахиешаңлар "ярдәм" қиливатқан мәктәпләргә, қизилбашлиқ түгүнәкләр һийлә - мекер өгүтүватқан мәктәпләргә, будсатва болса йәлпүгүчни йәлпүтүп алдаватқан мәктәпләргә "оқуш"қа кирип болди. Техи йоқалмай тиркишип яшаватқан уйғур деһқанлириниң мутләқ көп қисми хитай тилини билмәйду. Улар шәһәрләшкәндә хитай тили өткилидин өтүш керәкму, йоқ?
Авалқи капитализм дәвридә 19 - әсирләрдә явропада санаәт нохтилири шәһәрләрдә қурулуп, йәрсиз, ишсиз қалған деһқанлар йезилардин шәһәрләргә кирип капиталистларға яллинип завутларға ишчи болатти.
Сотсиялизм билән капитализм арилишип кәткән, идеологийиси сотсиялизм, ишләпчиқириш усули капитализм, башқуруш усули феодализм, қанун - әдлийиси мустәбитизим - барлиқ изимлар арилишип кәткән җуңгочә шалғут сотсиялизм түзүмидә, қошумчә дөләтчиликни қошқанда гитлерниң қурғиниға охшаш қуруп чиққан җуңгочә дөләт сотсиялизми түзүмидә, уйғур, бу милләтниң иҗтимаий, сияси, қануни орни болиши мумкинму? җаваб: мумкин әмәс, икән уйғур деһқанлирини зади қайси усулда шәһәрләштүрүш мумкин?
Әмдиликтә деһқанларни шәһәрләштүрүш йеңи чақириқи оттуриға қоюлупту. Уйғур йезилирида һәммә нәрсә дөләт пилани ичидә башқурулиду. Суғуруш, қандақ сортлуқ мәһсулат териш вә ишләпчиқириш, қандақ баһа қоюп сетиш, уйғур деһқанлири ишләпчиқарған йеза игилик мәһсулатлири деһқанларниң қоли арқилиқ базарға кирәмду яки хитайларниң башқурушидики сетип елиш понкитлириниң башқуруши арқилиқ базарға кирәмду? уйғур деһқанму, у ишләпчиқарған мәһсулатму охшашла вақитта базарға кирәләйдиған болса, уйғур деһқанлири баһада кәмситишкә учримай таварни таварға айривашлаш җәрянида тәң һоқуқлуқ алмаштурушни ишқа ашуралайдиған болса, деһқан ишләпчиқарған мәһсулатниң қиммити билән уйғур деһқан адәмниң қәдир - қиммити охшаш болидиған болса, уйғур деһқанлири шәһәрлишишниң обйектип шараитини истихийилик һалда тәдриҗи тәйярлиялиған болатти. Әпсуски, уйғур деһқанлири, пурчақ тери десә терийду, қоғун десә терийду, ашлиқ десә терийду, буниңдин башқа немиси бар бу деһқанниң? уйғур деһқанлири қулға айлинип болдиму яки ялланма деһқанларға айландиму? бу деһқанлар қайси шәкилдә шәһәргә кириду, қайси шәкилдә шәһәрлишиду?
"Терилғу йәрләр таварлишиду..." Йәрләрни ким сетип алиду, ким сетип бериду. "Терилғу йәрләр базарлишиду..." Йәр базарға кириду. Алди - сатти болиду. Йәрләрни сетип алғучи тәрәп, мустәмликичи һөкүмәт! сетип бәргүчи тәрәп, мустәмликә милләт уйғурлар! диққәт, техи бу йәрниң игиси ким? йәргә игидарчилиқ қилиш һоқуқи, йәрни ишлитиш һоқуқи, йәрниң игилик һоқуқи, қисқиси мүлүкчилик һоқуқиниң собекити зади ким? "йеза игиликиниң көләмлишишкә йүзлиниши ишләпчиқириш тәрәққиятиниң муқәррәрликидур ..." Бу немә дегәнлик, терилғу йәрләрни җай - җайларда бир кишиниң қолиға мәркәзләштүрүш, йәни хитай көчмәнлириниң қолиға мәркәзләштүрүш, уйғур деһқанлири йәрлирини хитай көчмәнлиригә әрзан баһада сетип бериш яки хитай көчмәнлиригә һөддигә бериш; уйғур деһқанлири хитайларға дедәк, қул, иҗарикәш, ялланма деһқан болуп ишләш; оһой! кона мустәмликичиләрниң тәҗрибиси, - қоруқ қуруш, хитай көчмән капиталистларни бәрпа қилиш дегәнлик болмай немә? деһқанларни шәһәрләштүрүш чақириқи бурунқидәк мәқсәтни йошурған алдамчилиқ әмәс, әмди бүгүн ашкарә алдамчилиқ болуп оттуриға чиқти.
"Терилғу йәрләрниң тәдриҗи таварлишиши вә ишләпчиқириш яки пайдилиниш һоқуқиниң базарлишиши йеза игиликиниң көләмлишишини базар асаси билән тәминләйду ..." Дәйду, хәвәр язғучи. Бу дегәнлик, терилғу йәрләр хитай көчмәнлириниң қолиға мәркәзлишиду, уйғур деһқанлири хитай хоҗайинлириға қул болиду, дегәнликтур.