Хитай, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини үрүмчигә берип тәкшүрүшкә рухсәт қилиши шәрт

Америкидики уйғур җәмийитиниң тор битигә 2009‏ - йили 8‏ - айниң 23‏ - күни бир парчә хәвәр чапланди. Бу хәвәрниң мәзмуниға асасланғанда: хитай мустәмликичилири, 7‏ - айниң 5‏ - күни вә униңдин кейинки күнләрдә, хитай һөкүмити тутуп кәткән уйғур яшлирини түрмидин қоюп беришкә башлиған.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2009.08.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Әмма, түрмидин қоюп берилгән яшларниң саламәтликиниң бәкму начарлиқи, гәп қилғудәк әһвалиниң йоқлуқи, бәдәнлириниң көпкүк булуп кәткәнлики, бәдәнлирини ярилар бесип кәткәнлики, қийниғанда тоқмақ, ток калтики билән уруп, таяқ тәккән йәргә су чечиветип, таяқ зәрбиси вә сиртқи җараһәтниң әҗәллик зәрбиси бәдәнниң ичигә өтүп кетип узунға қалмай өлүп кетидиғанлиқи аян болди.

Тор битигә чапланған хәвәрдә көрситилишичә : түрмидин чиққанлар шундақ сөзләп бәргән. Түрмидин қоюп берилгән яшларниң ичидә 2-3 күнгә қалмай өлүп кәткәнләрму бар икән. Сиртқа чиққандин кейин дохтурға берип өзини көрсәтмәслик шәрти билән қоюп берилгән бу яшлардин түрмидә көргән қийнаш вә бәдинидики таяқ излирини бир кишигә көрсәтмәслик тоғрисида тил хәт елип, вәдәнамә яздуруп түрмидин қоюп бәргән. 3 Күндә бир қетим сақчиханиға берип өзини мәлум қилип турушни буйриған. Исмини ашкарилашни халимиған бер нәпәр сақчи тутулғанларниң көплири үрүмчи вәқәсигә арилашмиған, уларниң түрмидин сақ - саламәт чиқишиға ишәнчим йоқ, дегән.

Әқәлли шәртләр

1 - Хитай һөкүмити әгәр бу хәвәрни ялған дәйдиған болса, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хәлқара қизил крисит җәмийитиниң тәкшүрүш өмики әвәтишигә қошулуши, буниң үчүн дуня уйғур қурултийи хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириға илтимас қилиши, хитай һөкүмити тәшәббускарлиқ билән хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини үрүмчигә берип тәкшүрүшкә тәклип қилиши шәрт.

2 - Хитай үчүн асанла бер йол - тор бити алақилирини, телефон алақә йоллирини, учур -  вастә алақә йоллирини ечиветип вәтән ичидики вәтәндашларниң һалидин хәвәр елишқа, вәтән сиртидики уйғурларниң "билиш һоқуқи"ни ишқа селишқа йол қоюши керәк. Вәтән ичи, вәтән сиртидики уйғурларниң хәлқара низамнамиларда бәлгиләнгән "билиш һоқуқи" ни ишқа селишиға йол қоюши кирәк дейишти уйғурлар.

3 - Чәтәл  - демократик әлләрдә юқириқи хәвәрләргә ишәнмәйдиған кишиләр болса, өз һөкүмәтлири вә парламинтлириға йеқин болуп, үрүмчидә йетим қалғанларға инсанпәрвәрлик ярдими беришни тәләп қилип, "5 - июл қирғинчилиқи"ни тәкшүрүш тоғрисида илтимас қилишни үмид қилимиз, дейишти уйғурлар.

Юқириқи хәвәрниң ишәнчилик икәнликигә пиқир обзорчиниң дәлиллиши шуки,су,тамақ бәрмәй ач қоюп қийнаш вә ач қоюп өлтүруш хитайниң түрмә башқурүш әнәнисидур. Мән өзүм түрмидә ач қоюп қийнашқа учриған идим. Униңдин башқа таяқ зәрбиси вә сиртқи җараһәтниң әҗәллик зәрбисини су чечип таяқ йегүчиниң ичигә уруветиш арқилиқ адәм өлтүрүш - хитай сақчилири бу вастини уйғур намайишчиларға ишләткән, бу кишиләр өлүп кетиду, сақлиялмайду. Шуңа юқридики хәвәрниң растлиқиға ишинишкә болиду.

Йеқиндин бери ютуп тор битиниң вә хитайниң телевизийилиридә көрситилгән көрүнүшләргә асасланғанда: 7 - айниң 13‏ - күни икки нәпәр уйғүр йигит қолиға қиңрақ елип сақчиларға қарап етилип келиватиду, уларниң ата - аниси яки уларниң бурадәрлири хитай сақчилар тәрипидин бастурулған болуши мумкин. Арқидин оқ тәгди, бир йигит йиқилди, лекин орнидин дәст турди. Уйғур йигит! йәнә оқ тәгди, әмди орнидин туралмиди. Иккинчисигә һәм бир пай оқ тәгди, йиқилди, лекин охшашла орнидин дәст турди, уйғур йигит ! йәнә бир пай оқ тәгди... Әмди орнидин туралмиди!

Қәһриманлиқ дастанлирини кимләр язған болғийди? уйғүр йигитлири қәһриманлиқ дастанлирини кочида йезиватиду, кочида!!!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.