Америка һөкүмити дөләт мәҗлисигә тибәт тоғрисида доклат йоллиди
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.09.07
2010.09.07
Мақалидә, америка һөкүмити дөләт мәҗлисигә 2009 - вә 2010 - йиллиқ америкиниң тибәт сиясити тоғрисида доклат тапшуруп, доклатта җуңго һөкүмитини далай лама билән әмәлий үнүмлүк сөһбәт өткүзүшкә риғбәтләндүрүш америка ташқи сияситиниң муһим нишани, америка давамлиқ далай лама билән җуңго оттурисида бивастә, әмәлий, үнүмлүк сөһбәт өткүзүлүшигә илһам бериду, мәқсәт шуки, ихтилапларни һәл қилиш мәсилисидә алдинқи шәрт қошумчә қилинмайду дәп көрситилди.
"Һиндистан гезити" 8 - айниң 31 - күни хәвәр қилип, америкиниң "2009 - 2010 - йиллиқ тибәт сиясити" йиллиқ доклатида җуңгониң далай лама билән сөһбәт өткүзүш арқилиқ дуч кәлгән мәсилиләрни һәл қилиши, һәм җуңго һөкүмитиниң мәнпәәтигә пайдилиқ, һәм тибәт хәлқиниң мәнпәәтигә пайдилиқ. Мубада, икки тәрәп бу мәсилини муһакимә қилалмайдиған болса, җуңгониң ички қисминиң вәзийити техиму җиддийлишиду, җуңгониң иқтисад вә иҗтимаий тәрәққиятиға тәсир көрситиду, дәп көрсәтти.
Демисиму, далай лама 2002 - йилидин һазирғичә хитай билән 8 қетим сөһбәт өткүзүп һечқандақ нәтиҗигә еришәлмиди. Әмма, америкилиқлар "америка һөкүмити ишинидуки, җуңгоға нисбәтән ейтқанда тибәттә җиддий вәзийәтни һәл қилиштин ибарәт мушу мәсилидә далай лама қурулуш характерлик һәмраһ болуп қалиду" дегән сиясәттә чиң туруп кәлди.
Мәркизи партийә мәктипиниң мутәхәссиси ху йән, "бу, америкиниң ағзиға кәлгәнни җөйлиши болуп, һәр йили шундақ доклат елан қиливериду, далай лама бүйүк тибәт сияситидин ваз кәчмиди, мустәқиллиқ тәләплиридин ваз кәчмиди, алий аптономийә тәләп қиливатиду, вәһаказа" деди.
Биз дәймиз, тибәтләр әслидә мустәқиллиқ тәләп қилишқа һоқуқлуқ, хәлқара сиясәт даирисидә алий аптономийә тәләп қилишқа һоқуқлуқ, хоңкоңға алий аптономийә бәргән җуңголуқлар ... Диққәт! хоңкоңлуқлар хитаймикән ... Алий аптономийә беришкә болидикән, әмма тибәткә алий аптономийә беришкә болмамдикән?
Бәлки дуня һессий пикир қилғанда далай ламадин зиреккәнду; әмма әқлий дуня далай ламадин һәргиз зерикмиди бәлки давамлиқ қоллайду. Мәйли қандақ болушидин, җуңголуқларниң немә дейишидин қәтийнәзәр, далай лама дәвадин зерикмиди, һерип - чарчаштин қақшимиди, шуңа далай лама өзидин әсла зерикмиди.
Бәзиләр: "далай лама чапинини сөрәп йүрүйду, немә иш қилалиди, аптономийә десиму ақмиди ... Ақмайду " дейишиду. Бу кишиләр ким? бу кишиләр 'үзүм пиш ағзимға чүш' дәйдиған кишиләрдур.
60 Йил өтти. Бу ишни башлиғанда далай лама кичик бир бала иди. Зерикмиди, давамлиқ көрәш вә паалийәт қилип тибәт хәлқиниң арзусини ғәрб дунясиға аңлатти. Иттипақлашқан тибәт хәлқи далай ламаниң әтрапиға зич уюшуп, хәлқара сәптә тибәтниң сияси күчини тәйярлиди. Шуңа хитай мустәмликичилири тибәттә қош тил маарипини, пиланлиқ туғут сияситини, тибәт яшлирини йөткәп кетиш сияситини йолға қоялмиди.
Ху йән әпәнди: бу доклат һәр йили сөзләйдиған доклат, дәп шундақ деди. яқ! мениң қаришимчә, бу доклат йиллиқ кишилик һоқуқ доклати әмәс. Бәлки мәмурийәттин дөләт мәҗлисигә йолланған доклаттур. Бу доклатниң мәзмунлири немә ? очуқ ейтқанда, бу дуня йәнила, сән вә мән үчүн сирлиқ бир дунядур.