'Қурулуш' қиламсиләр нур бәкри?

2010 - Йили, 9 - айниң 27 - күни "шаңхәй дуняви көргәзмиси шинҗаң паалийәт һәптилики дағдуғилиқ башланди" мавзулуқ хәвәр "тәңритағ тор бети"гә чапланди. "Шаңхәй дуняви көргәзмиси" қачан ечилди? әҗәба "шинҗаң паалийәт һәптилики" әмдила башлинипту.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.09.28

"Сумруғ телевизийиси" сүрәтлик хәвәр тарқатқанда: допписи уйғур миллитиниң, қолида домбураси қазақ миллитиниң, олтуруп ойниған уссули моңғул миллитиниң ... Вай - вуй, таза маслишипту. Милләтләр иттипақи дегән бундақ болмамду? бирақ, "яңгарву музикиси"ға алдиға бир қәдәм, кәйнигә бир қәдәм дәссәйдиғанлар юқириқи сүрәтлик көрүнүшкә қатнашмапту, чақирилмиғанму яки халимиғанмиду?!

Нур бәкри мурасимға нутуқ сөзлигәндә: "шинҗаңниң милли өрп - адити... Гүзәл тәбиий мәнзириси..." Дәп сөзлиди. Милли өрп - адәт дегән немә нур бәкри?"... Мувәппәқийәтлири... Чәксиз, тәрәққият истиқбали... " Дегән немә, нур бәкри?... "Мол мадди байлиқи" дегән йәнә немә нур бәкри?

Мустәмликә вә мустәмликә һаят дегән, йәнә немә нур бәкри? мән шундақ соал қойдум, лекин нур бәкри һәргиз ундақ соал қоялмайду.

- Һазир шинҗаң - дәйду, нур бәкри: "омумий йүзлүк қуруш, кәң ечиш, зор тәрәққият мәзгили - басқучиға қәдәм қойди."
 
Раст шундақ нур бәкри әпәнди! һазир "шинҗаң" омумий йүзлүк һәрбий база қуруш тәрәққият дәвригә қәдәм қойди. Мәсилән, қазақистанда һәрбий маневирға қатнишип қайтип кәлгән армийини қәйәргә орунлаштуруш, 2009 - йили 5 - июлда уйғурларни қирғин қилиш үчүн, ичкири хитайдин йөткәп чиққан армийә, сақчи, қораллиқ сақчи қисимларни қәйәргә орунлаштуруш, қандақ алаһидә қисимларға айландуруш, һазирқи заман һәрбий формисиниң һәммисини дегүдәк кийгүзүп қоюп, хитай әскәрлириниң "һәйвиси" ни көтүрүп, уйғурларни қорқутмақчи болған вақит йеңила өтүп кәтти. Әмди буларниң кийимини қәйәрдә салдурувелип урушқа тәйярлиқ қилиш, бу тоғрида нур бәкригә бу - нуқтини йезип бәргәнләр бәлким "омумий йүзлүк қуруш" дәп йезип бәргән болса керәк.

"Кәң ечиш" дәйду нур бәкри. Бирақ, "шинҗаң"ни әмди бундақ кәң көләмдә ачқили болмайду! поскам, қағилиқ қатарлиқ наһийиләрдә ериқ - өстәң сүйини көчмән хитайлар игиләп кәткәнликтин, бу наһийиләрдә деһқанлар йәр астидин су тартип деһқанчилиқ қилишқа башлиди. Шинҗаң" тәбиий қурғақ, йәр асти - йәр үсти сүйи кәмчил мустәмликә өлкидур. Әмди шинҗаңни давамлиқ ачқили болмайду нур бәкри!

"Шинҗаңни кәң ечиш" дегән гәпниң тегидә гәп болса керәк. Түркмәнистанниң тәбиий гази, туруба ятқузуп, қазақистанниң хам нефитлири "шинҗаң" арқилиқ ичкири хитайға еқип кәлмәктә. Бу дөләтләр ара чегра қурушниң зөрүрийити қалдиму, бәлки кәң ечиш дегәнниң мәниси - қазақистан, түркмәнистан, қирғизистан, өзбекистан чегрилирини кәң ечиветиш - дегәнгә қаритилғанму, қандақ? ғәйри бир дөләт хитайниң армийиси, һәрбий қораллирини көтүрүп, һәрбий айропиланлирини һәйдәп қазақистанға кирди дегән гәп, қалтис гәп җуму! нур бәкри "кәң ечиш" дегән сөзниң мәнисини хата шәрһиләп қойдиму бу йәрдә яки мән хата шәрһиләп қойдумму?

Муавин секретар, муавин уйғур, муавин адәм нур бәкри, диққәт! һазир мундақ қариғанда хитайға мунасивәтлик территорийә вә игилик һоқуқ хирисқа дуч кәлгәндәк туриду. Узундин бери хитай һөкүмити җәнуби деңизда бәзи аралларға игилик һоқуқ йүргүзүп һәрбий база қурған, җамаәт әслиһәлири ясиған иди. Сенкаку арилиға "игилик һоқуқ" җакарлап "сенкаку арили әзәлдин тартип җуңго земининиң бир қисми" дегән иди.

Америка билән вейтнамниң бирләшмә деңиз армийилири техи йеқиндила җәнуби деңизда һәрбий маневир қилди. японийә сенкаку арилиға таҗавуз қилип киргән хитайниң белиқчи кемисини тутувалди. Тосаттинла шундақ иш йүз бәрди.

Җәнуби деңизниң тәвәлики мәсилисидә, сенкаку арилиниң тәвәлики мәсилисидә чатақ чиқти, чиққандиму чоң чатақ чиқти. Һәтта, америкиниң президенти обама әпәнди, америкиниң асияға рәһбәрлик қилиши тоғрисида нутуқ сөзлиди. Шуңа җәнуби деңизда қурулуш қилишни тохтитип, ғәрбий деңизда йәни" шинҗаң "да қум деңизида қурулуш қилишни башлидиңларму әмди нур бәкри!

Қандақ қилғулуқ, қандақ қилимиз нур бәкри! җәнубий деңиз билән сериқ деңизниң арилиқида 7 - искадиронни йетиләп вашингтон намлиқ авиаматка үзүп йүрүпту. Памир тағлириниң у тәрипидә нато, тәңри тағлириниң ғәрбий етәклиридә манас айродромида америкиниң һәрбий базиси турупту.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.