Тибәтлик оқуғучиларниң намайиши кеңәймәктә
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.10.22
2010.10.22
Кишиләрдә ғәйри тәсират пәйда қилғучи бир көрүнүш шу болдики, хитай сақчилири намайишчи оқуғучиларға қаритип бир паи оқ чиқармиди яки намайишчи оқуғучиларни силкишлимиди, яки тартқушлимиди. Буниң сәвәби немиду? бу һал далай ламаниң йеқинда тибәткә қайтип баридиғанлиқидин дерәк берәмдиғанду?
Ребкоң наһийилик йәрлик һөкүмәтниң әмәлдарлири алдиға чиқип намайишчи оқуғучиларниң тәләп - пикирлирини аңлиған болди.
2009 - Йили 7 - айниң 5 - күни үрүмчиниң кочилирида намайиш қилип, һөкүмәт бинасиниң алдиға кәлгәндә тохтап, көрүшүшни тәләп қилған намайишчилар уйғур оқуғучилар иди. Етилған түнҗи пай оқ бир нәпәр уйғур қиз оқуғучиниң бешиға тәгди... Бу қиз оғул савақдешиниң қучиқиға йиқилди... 2008 - Йили тибәтләр лихасада намайиш қилғанда хитай сақчилири оқ чиқирип бастурған иди.
Бу йил ребкоң наһийисидә намайиш қилған тибәтлик оқуғучиларға хитай сақчилар бастуруш вастилирини ишқа салмиди. Немә иш болди, хитай қолидики қиңрақни ташлап әвлияға айлинип қалмиғанду? 7 - айдин башлап һазирғичә асия - тинч окян районида давамлишиватқан вәзийәтлик давалғуш хитай һөкүмранлар гуруһини сәгитип қойдиму, қандақ?
Охшаш вақитта, мустәмликә уйғур дөлитидә немә иш йүз бәрди? хитайниң "хәлқ гезити" мақалә елан қилип: "келәр қетимлиқ 5 йиллиқ пилан ичидә ичкири өлкиләрдики толуқ оттура синиплириға уйғур аптоном районидин һәр йили 10миңдин оқуғучи әвәтидиғанлиқи"ни тилға алди.
Пул төләп адәттики мәктәпләрдә балилирини оқуталмиған уйғур ата - анилар, хитай өлкилиридә "һәқсиз" оқутуп беримән десә, ағзидин сүт пурап туридиған уйғур оғул - қизлирини хитай өлкилиригә оқушқа әвәтип бериватамду? балилириниң писхик роһи қурулмисиниң өзгирип кетидиғанлиқини, бу балиларниң әнәниви уйғур турмушидин айрилип башқа бир мәдәнийәт муһитиға кирип қалидиғанлиқини, уйғурлуқини, уйғур тилини, диний етиқадини, уйғурниң тәбиәт вә җәмийәт қарашлирини, уйғүрниң милләт қариши вә милли еңини тамам йоқитидиғанлиқини билмәмдиғанду, бу ата - анилар?!
Чәтәлләрдә һәр қайси демократик әлләрдә балилар башланғуч мәктәптики чеғидин башлап әнгилиз тили вә өзиниң ана тилини өгинидикән, әмма хитай мустәмликичилири еғизда қош тиллиқ маарип әмәлийәттә бир тиллиқ хитай тили маарипини уйғур җәмийитидә умумлаштурушқа башлиди. Бу бир милләтни йоқитиш үчүн ташланған қәдәм болмай, әксичә бир милләтни "гүлләндүрүш" үчүн ташланған қәдәм һесаблинамти?
Сәддичинниң ичидин өмиләп чиқип чикәткидәк бесип келиватқан хитай көчмәнлири билән уйғүрниң немә алақиси бар иди? мустәмликә вә мустәмликә болуп қелишла алақиси бар иди халас!
Бүгүн чиңхәйдә тибәтлик оқуғучилар қозғилип қош тиллиқ маарипқа қарши намайиш қилди, шу күнләрдә хитайниң "хәлқ гезити" мақалә елан қилип, һәр йили мустәмликә уйғур дөлитидин 10 миң уйғур балини йөткәп кетип ичкири хитайда хитай тилида оқутидиғанлиқини елан қилди.