Курил араллири вә русийә - японийә мунасивити
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.11.05
2010.11.05
1847 - Йили чар русийә һөкүмити 38 яшлиқ муравийофни шәрқи сибиргә гобер натор қилип тәйинлиди. Униң қол астидики капитан невириски... Камчатка арилида петир павловиски қоруқини қуруп чиқти... Сахалин арилидин японийә пуқралирини қоғливетип бу арални шғалийәт астиға алди.
1860 - Йили бейҗиң франсийә, әнглийә армийиси тәрипидин ишғал қилинди. Чар русийә ярдәм қилип франсийә билән әнгилийини бейҗиңдин чекиндүргәндин кейин, җуңго, чар русийә билән "бейҗиң шәртнамиси"ни имзалиди. 19 - Әсирниң 90 - йиллириға кәлгәндә чар русийиниң қизиқиши оттура асиядин йирақ шәрққә йөткәлди. Сибирийини кесип өткән төмүр йолниң ясилиши чар русийиниң кеңәймичиликини йеңи пурсәт билән тәминлиди.
1895 - Йили японийә, манҗу - хитай ханиданлиқи оттурисида деңиз уруши партлиди. Җуңго магуән шәртнамисини қубул қилип, лявдуң йерим арили, тәйвән қатарлиқ земинларни японийигә өтүнүп бәрди.
1898 - Йили чар русийә лүйшүн, лявдуң йерим арилини 25 йиллиқ тохтам билән җуңгодин иҗаригә алди. Икки йилдин кейин, 1900 - йили "йихетүән " қозғилаңчилири көтүрүлгән пурсәттә, чар русийә пүткүл манҗурийини һәрбий ишғалийәт астиға алди. Асияда японийә чүчүшкә башлиди....
1902 - Йили японийә билән әнглийә һәрбий иттипақ түзи. 1903 - Йили 7 - айда японийә, японийиниң корийидики мәнпәәтини чар русийиниң етирап қилиши тоғрисида тәклип сунди. Буниңға җавабән япунийә чар русийиниң манҗурийә төмүр йолиға мунасивәтлик алаһидә мәнпәәтини етирап қилидиған болди.
1904 - Йили 2 - айда японийә, чар русийиниң лүйшүн портида турушлуқ һәрбий пархотиға һуҗум қилди. японийә армийиси муһим җайларни игилигәндин кейин, иккинчи басқучта японийиниң армийиси чар русийә армийиси билән манҗурийә түзләңликидә учрашти. Чар русийә армийиси узүл - кесил мәғлуп болди. Шундақ қилип чар русийиниң йирақ шәрқтики таҗавузчилиқини японийә чәклиди.
1905 - Йили русийидә инқилаб партлиди. 1905 - Йили 9 - айда америка арилишип, америкиниң порстмоз шәһиридә японийә билән чар русийә оттурисида "порстмоз келишими "имзаланди. Шәртнамә асасида чар русийә һөкүмити, японийиниң корийидики иқтисади, һәрби, сияси мәнпәәтини етирап қилип, охшашла чар русийә манҗурийидики барлиқ имтиязлиқ һоқуқлиридин ваз кәчти һәмдә сахалин арилиниң җәнубидики барлиқ аралларни (бүгүнки курил араллири болса керәк) японийигә қайтуруп бәрди. ("Дуняниң умумий тарихи" хитайчә нәшри аптори лептин ситаврос)
Бу араллар әслидә японийиниң араллири идиғу? кенәз муравийоп таҗавуз қилип бесип алған идиғу? бүгүнки талаш тартишқа қарисақ, русийә федератсийиси йоллуқму яки японийә йоллуқму?
Аридин 40 йил өткәндин кейин 1945 - йили "ялта шәртнамиси" имзалинип "ялта системиси" турғузулғандин кейин, сабиқ советләр бу қетим йеңи хәлқара шәртнамә имзалаш арқилиқ японийиниң шималидики 4 аралини японийиниң қолидин тартип алди. "ялта шәртнамиси"ниң японийигә мунасивәтлик мәзмунлири, әйни чағдики "порстмоз шәртнамиси"ниң орниға дәсситилди.
11 - Айниң 1 - күни президент медеведиф японийиниң шималидики курил араллирида пәйда болди. Бәлки бу яхшилиқниң башлинишидур.
Бәлки бу 4 арални японийигә қайтуруп беридиған вақитму тошуп қалғанду. Шәрқи яврупаниң мәсилилирини чирайлиқ бир тәрәп қилип болған демократик русийә федератсийиси һөкүмитиниң японийиниң шималидики 4 аралниң мәсилисиниму чирайлиқ бир тәрәп қилип бу аралларниң игилик һоқуқини японийигә қайтуруп беридиғанлиқиға ишинимиз. Шу қатарда уйғурларниң мәсилисиниму чирайлиқ бир тәрәп қилишқа һәссә қошидиғанлиқиға ишинимиз.
"Иккинчи дуня урушиниң дилосини ағдурушқа болмайду", "иккинчи дуня урушиниң нәтиҗилирини инкар қилишқа болмайду" дегәнлик толиму алдирап, тәнтәклик билән пикир қилғанлиқтур. "ялта системиси"ниң турғузулуши, "берлин теми"ниң қурулуши, иккинчи дуня урушиниң зор ғәлбиси иди. 1989 - Йили 11 - айниң 9 - күни "берлин теми" өрүлди. Охшашла бир дәқиқә ичидә "ялта системиси" гумран болди. Сабиқ президент бош "ялта йиғини интайин зор тарихи хаталиқ болған иди"дәп көрсәтти. Әмма, русийә федератсийиси ташқи ишлар министири равлоф әпәнди сиз башқичә қарашта, "иккинчи дуня урушиниң дилосини ағдурушқа болмайду" дегән көз қарашта болуватисиз.
"ялта системиси"ниң асия сиясити, асия истратегийиси ағдурулмаслиқи керәкмиди, җанаби министир равлоф әпәнди?