Йил ахиридики он бәш күн ичидә...
2010.12.28
24-Декабир хитай мәркизи хәлқ радио истансиси уйғур бөлүминиң мухбири, журналист муһәммәтҗан абдулланиң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи хәвири хәлқара мәтбуатларда йәр алди. Мәзкур радиониң 23-күни аңлатқан хәвиригә асасланғанда йеңи йил алдида уйғурларға қаритилған йәнә бир қетимлиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башланди.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 23-декабир аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң даимий һәйәтлири йиғинда бейҗиң шәһириниң муавин башлиқи хуаң вини аптоном районға муавин рәисликкә тәйинлиди. Бу кишиниң дәриҗисини чүшүрүвәттиму яки "қавул " бир рәһбәрни мустәмликә рәһбәрлик аппарати ға сәплидиму?
Униңдин башқа йәнә шаир тейипҗан елийоп тәвәллутиниң 80 йиллиқи хатириләнди. Мухбир ғәйрәт ниязға, муһәммәтҗан абдуллаға еғир һөкүм елан қилғандин кейин, хитай мустәмликичилири уйғур зиялийлирини алдимақчи болдиму яки қара көңлигә йәнә башқа муддиа түгдиму?
Мәзкур радиониң 20-күни аңлатқан хәвиригә асасланғанда, секретар җаң чүншән җәнуби уйғуристанда үч вилайәттә муқимлиқни тәкитлиди.
Вәтән ичидики мәлум бир тор бәтниң хәвиригә асасланғанда 17-декабир күни хитай ташқи ишлар министирлиқи, бейҗиң шәһири, уйғур аптоном райони вә биңтуән қатарлиқ төт орунниң һәмкарлиқида, шинҗаңни хәлқара җәмийәткә тәшвиқ қилиш бойичә, диявйүтәй дөләт меһманханисида "шинҗаң билән сәпәрдаш" темисида, тәшвиқат паалийити йиғини өткүзүлди. Бу йиғинға бейҗиңда турушлуқ чәтәл дипломатлири, чәтәл аммиви тәшкилатлири, карханичилар болуп 350 тин артуқ адәм қатнашти. Бу иш қизиқ бир иш болупту вә адәмни қизиқтуридиған бир иш болупту. Немишқа, дәмсиз? чүнки хитайниң ташқи ишлар министири оттуриға чиқипту-дә!
Мәзкур радио ниң 17-күни аңлатқан хәвиригә асасланғанда 12-бәш йиллиқ пилан ичидә мустәмликә уйғуристанниң йеза- қишлақлиридин йөткәйдиған ешинча әмгәк күчлириниң санини хитай һөкүмити 11 милйон адәм қетимға йәткүзидиғанлиқини җакарлиди.
16-Күнидики хәвәргә қариғанда, ғулҗа наһийисидин бир йил ичидә 140 нәпәрдин артуқ дини затниң қолға елинғанлиқи көрситилди.
16-Күни аңлитилған йәнә бир хәвәрдә хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқи бейҗиңда "шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш йиғини " чақирип, хитайдики барлиқ сақчи органлиридин, бөлгүнчиликкә қарши туруп, мустәмликә уйғуристанниң муқимлиқиға капаләт қилишта ярдәм қилишни тәләп қилди. Ундақта, 1 милярд хитай 10 милйон уйғурдин шунчә қорқамдиғанду? бу уйғурниң қанчисини пиланлиқ туғут билән қанчисини түрмидә өлтүрүп болди, дәңла техи? ундақ болмиса немә сир бар бу йәрдә? бу йиғинға 28 өлкә, бейҗиң, тийәнҗин шәһири сақчи башлиқлири, аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назарити, биңтуәнниң мәсуллири қатнашти. "5-Июл қанлиқ қирғинчилиқи" дин кейин уйғур аһалиләр үрүмчи таш булақ кәнтидин көчүрүветилди.
17-Күни хәвәрдә лопнур көли етирапини хитайниң туз санаити базисиға айландуруш пиланини тәстиқлиди, дейилди. 16-Күнидики хәвәрдә 2010-йили 12-айниң 16-күни "издиниш" журнилида сиясий кеңәшниң башлиқи җя чиңлинниң "миллий мәсилини җуңгочә һәл қилиш тоғра йолида қәтий еғишмай маңайли" мавзулуқ мақалиси елан қилинғанлиқи хәвәр қилинди.
Уйғур аптоном райони қайси күнгә қалди? хитай мустәмликичилири уйғурларни қайси күнгә қойди?
Йеңи йилда 1 -айниң 19-күни рәис ху җинтав вашингтонға зиярәткә келиду. Хитай немидин чөчүп қалди? хитайниң һазирғичә бәргән вәдилиригә, мақул дейишлиригә, йол қоюшлириға асасланғанда, кишилик һоқуқ бойичә уйғур, тибәтләрниң кишилик һоқуқ тәләплири бойичә хитай тәрәпниң америкиға йол қойидиған тәрәплири барму-йоқму? ахирқи он бәш күн ичидә хитай мустәмликичилириниң уйғуристанда қилған- әткәнлиригә асасланғанда мустәмликичиләр немидин чөчүп кәтти шунчә?!