Оттуз йил вә он сәккиз күн

Оттуз йиллиқ һаким мутләқ һакимийәт-мисир мубарәк һакимийити, хәлқ инқилаби арқилиқ он сәккиз күн ичидә ағдурулди. Хәлқниң күчи қалтис болидикән. Демократик ислаһат идийилири һәрикәтлик намайиш, инқилабқа айланған һаман тосувалғили болмайдиған күчкә айлинидикән.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.02.15

Шу қатарда армийиму тил уқидиған армийә, сақчиларму мисирниң сақчилиридәк ғәрәз уқидиған сақчи болуши керәк икән. Мустәмликә әлләрдә ғәрәз уқмайдиған, армийә, ортақ тили болмиған сақчилар намайиш қилғучиларни бастуридикән. Мәсилән, үрүмчидә хәлқ мәйданида уйғурниң қени төкүлди. Мисирниң қаһирә шәһиридә, искәндирийә шәһиридә инқилабчи хәлқ танкиларниң үстигә чиқивелип байрақлирини ләпилдәтти.

Қаһирә шәһири немила болса өз дөлитиниң шәһири, мустәбит болсиму мисир һөкүмитиниң җайлашқан шәһири иди. Үрүмчи шәһири, мустәмликичиләр һөкүмранлиқ қиливатқан шәһәр иди.

Қаидә бойичә, әслидә һөкүмәт қурулған һаман хәлқ билән мунасивәт орниталайду. Мисир һөкүмити мисир хәлқиниң һөкүмити иди.

Шу хәлқ мубарәк әпәндини оттуз йил қайта-қайта сайлиған иди. Әмди һөкүмәт хәлққә керәк болмиди, алмаштурушқа тоғра кәлди.

Хәлқ инқилаб вә намайиш арқилиқ һөкүмәтни ағдуруп ташлиди.

Хитай көчмәнлири һакимийитиниң һөкүмити билән уйғур хәлқиниң һечқандақ алақиси йоқ. Бу йәрдә һөкүмәт билән пуқралар мунасивити дәйдиған мунасивәтму йоқ. Чүнки, уйғурлар көчмәнләр һөкүмитини сайлап чиққан әмәс. Бойсундурулған уйғурларни давамлиқ һәрхил җинайәтләрни тоқуп чиқип бастуруш бу, хитай көчмәнлири һакимийитиниң күндилик иш тәртипидур. Шуңа, үрүмчидә инқилаб бастурушқа дучар болди. Шуңа мисирда инқилаб ғәлибә қилди.

Һөкүмәт һоқуқлуқ тәрәп. Бир адәм яки бир гуруһ буйруқ қилалайдиған һоқуққа еришкән һаман, башқилар вә пуқралар буйруққа бойсунушқа мәҗбур болиду. Өзиниң арзулирини мәсилән, бастуруш арзулирини һоқуқ арқилиқ ипадиләш, хитайдәк мустәмликичи дөләттә, әхлақниң, қанунниң сиртидики бир иш болуп қеливериду.

Ундақта, һоқуқ билән бойсундурушниң чеки қандақ болиду? бундақ чәккә сиз вә биз һәр қәдәмдә дуч келимиз. Бундақ чәкни адаләт принсипи дәп аташқа тоғра келиду. Әсли қаидә бойичә, мәйли пуқралар болсун, бастурушқа дуч кәлгәндә яки һөкүмәт бастурушқа мәҗбур болғанда, вәқәләргә адаләт принсипи бойичә муамилә қилишқа тоғра келәтти, охшашла һәр икки тәрәп адаләт принсипиға әмәл қилишқа тоғра келәтти. Мәсилән, мисирда сақчилар вә армийә намайишчи хәлққә адаләт принсипи бойичә муамилә қилди. Әмма, үрүмчидә,хитай һакимийити 31 өлкә, шәһәрдин әскәр йөткәп келип уйғурларни бастурди.

Үрүмчидә уйғурлар һөкүмәткә юмшақ бесим ишләткәндәк, мисирдиму пуқралар һөкүмәткә юмшақ бесим ишләтти. Әмма, икки хәлқниң тәқдири икки хил қисмәткә игә болди.

Һоқуқ вә һакимийәт бир җәмийәттә хәлқниң иҗтимаий параванлиқини капаләткә игә қилалиған чағдила һөкүмәт қанунлуқ һөкүмәт, һакимийәтму қанунлуқ һакимийәт болуп һесаблиниду. Бундақ чағда омуми пуқра етирап қилған һакимийәт түзгән қанун, пуқралар әмәл қилишқа тегишлик қанун болуп қалиду. Пуқраларниң иҗтимаий параванлиқ тәләплири капаләткә игә болмиған һаман мисирдәк,тунистәк дөләтләрдә қанунни, тәртипни бир тәрәпкә чөрүветип инқилабниң партлиши әқилгә мувапиқтур.

Уйғурлар қаршилиқ көрсәткән һөкүмәт мустәмликичи һөкүмәт болса, мисир хәлқи қаршилиқ көрсәткән һөкүмәт мустәбит һөкүмәттур.

Тәбиий кишилик һоқуқ вә иҗтимаийлашқан кишилик һоқуқ пәрқлиқ болиду. Шундақ әһвалда, тәбиәтниң мәқсәтлиригә, иҗтимаий җәмийәтниң мәқсәтлиригә хилаплиқ қилған һакимийәт түзгән қанун адаләтсиз қанун, шундақ һакимийәт тәшкиллигән тәртип адаләтсиз тәртип болуп қалғанда, пуқралар билән һөкүмәтниң мунасивити зораванлиқни васитә қилишқа айлинип қалиду,дә! пуқралар қаршилиқ көрситишкә һоқуқлуқ болиду.

Шуңа, мисирда оттуз йиллиқ мустәбит һакимийәт хәлқниң инқилаби арқилиқ он сәккиз күндә ағдурулди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.