Перевот уруши соғуқ мунасивәтләр урушидинму қорқунчлуқтур

2011 - Йили 11 - айниң 21 - күни җуңпиң агенитлиқи “ мәтбуатлар , америка перевот урушини башлиди. Бу уруш соғуқ мунасивәтләр урушидинму қорқунучлуқ болиду, диди” сәрләвһилик мақалә елан қилди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.11.22

Мақалә аптори йәр шари гезитиниң мақалилиридин нәқил кәлтүрүп: хәлқ пулиниң курсини өстүрүш җәһәттә америкиниң сиясәт характерлик бесимиға дуч кәлгәндә, җуңгониң алдида турған әң муһим мәсилә шундақ болуп қалдики, җуңго, хитай пулиниң айривашлаш қиммитини дөләтниң сияси мәнпәәти қатариға қоямду яки аддила иқтисади мәнпәәтниң алдиға қоямду, дәйдиған тарихи характерлик вақитқа тоғра келип қалди, дәп көрсәтти.

Хитайниң иқтисади 20 - әсирниң 60 - йиллиридикидәк токорниң йираққа сәкришидәк, йираққа сәкримәй, 90 - йилларға кәлгәндә икки пут билән йол меңип бири чәтәлгә екиспорт қилиш, йәнә бири өй - имарәт тиҗарити қилиш билән шуғуллинип кәлгән. Әмәлийәттә екиспорт қилидиған таварларму, мәбләғ салған чәтәл ширкәтлириниң тавар - маллири иди. Хитай ширкәтлириму чәтәлләргә мәбләғ салди. Бирақ бу ширкәтләр хусуси ширкәтләр әмәс, хитайниң дөләт игиликидики ширкәтләр иди. 30 Йил мабәйнидә хитай хусуси ширкәтләрниң тәрәққи қилишиға йол қоймиди. Шуңа винҗудәк шәһәрләрдә барлиқ хусуси ширкәтләр бирақла гумран болди. Җуңгониң капиталистик ишләпчиқириши йәнила пиланлиқ ишләпчиқириш болуп қалдики, капитализм дөләт капитализми болуп тәрәққи қилди. Хусуси капитализмниң тәрәққи қилишиға капиталист коммунистлар һәргиз йол қоймиди. Хитай пулини базар баһаси бойичә айривашлашқиму йол қоймай, хәлиқ пулиниң курсини базар баһаси бойичә тәңшәшкиму йол қоймай, хитай һөкүмити, америка қатарлиқ сода шириклиригә еғир иқтисади зиян кәлтүрди. Бундақ чағда америкидәк бир дөләт оттуриға чиқип, хитай пулиниң курсини өстүрүш тоғрисида гәп қилса болмамдикинә?

Хитайда пул пахаллиқи техи әксигә қайтқини йоқ. Әмдиликтә өй - имарәт баһасиниң төвәнләп кетишигә дуч кәлди.

Мақалидә “ әнәниви уруш, сияси қариму - қаршилиқ бивастилиқиниң нәтиҗисидур. Соғуқ мунасивәтләр уруши давамлиқ, давамлаштурушқа муһтаҗ әмәс. Бирақ, соғуқ мунасивәтләр уруши сияси қариму - қаршилиқта бивастә гәвдилинидиған юқири дәриҗилик уруш шәклидур ” дәп көрситилди.

Буниңдин бурун, бошүн тор бити :11 - айниң 11 - күни “ бөрә ахири кәлди....” мавзулуқ мақалә елан қилип: җуңго коммунистлири, хитайда һөкүмәт әбәди ағдурулмайду дәйдиған әпсанә яритип бәргән,лекин бу әпсанә худди өй - имарәт тиҗарити гумран болғандәк гумран болидиған болди, дәп көрсәткән. Бүгүнки америка, җуңго мунасивитини, өткә ндикидәк, сөзлишиш мунасивити, шириклик мунасивити, мәнпәәтдар дөләтләр мунасивити дәйдиған мунасивәтләргә охшатқили болмиса керәк. Америка, җуңго мунасивити асия, тинч окиян районида сән турамсән яки мәнму дәйдиған мунасивәт даирисигә кирип қаламду, қандақ?
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.