Русийә асияда актип паалийәт дәвригә өттиму ?

Йеқинда русийә федератсийисиниң президенти медведиф португалийә лесибенда натониң юқири дәриҗилик йиғиниға қатнишип, натониң ракетадин мудапиә көрүш системисиға дөләт сүпитидә қатнишидиғанлиқи тоғрисида вә натониң афғанистанға һәрбий лавазимат тошуйдиған қатнаш васитилиригә һава вә қуруқлуқ йоллирини ечип беридиғанлиқи тоғрисида вәдә бәрди.
Обзорчимиз сидик һаҗи рози
2010.12.06

Аз өтмәйла җуңгониң баш министири  вен җябав  петир борг шәһиридә пәйда болди. Арқидинла " шаңхәй 5 дөләт гуруһи"ниң нөвәттики йиғини ечилғанда, виладимир потин билән  вен җябав таҗикистанниң дүшәнбә шәһиридә пәйда болди. Икки дөләт русийә-җуңго 12 түр бойичә келишим имзалиди. Техи йеқиндила "сумурғ "телевизийиси "русийә федератсийиси билән җуңго "3хил күчләргә қарши шәртнамә "имзалиди дәп хәвәр қилди. Лекин, мәтбуатқа чиқмиди.

Көрүнүп туруптики , "3хил күчләр" хитай тәйярлиған бу сиясий ибариниң  русийә билән хитайниң оттурисида түзүлгән шәртнамидә пәйда болуши уйғурларға  йәнә бир қетимлиқ шумлуқтин дерәк берәмду?

11-Айниң 1-күни президент медвидеф,  японийигә тәвә лекин  русийә бесивалған 4 аралниң ичидики  конашири арилида пәйда болғанда, хитай язғучилири дәрһал қәләм тәвритип, японийә сенкако арили тоғрисида җуңгони аварә қилип турғанда, виладимир путинниң  японийиниң шималидики конашири арилида пәйда болғанлиқи, русийә федератсийиси һөкүмитиниң җуңгони қоллиғанлиқи дәп махтиништи.

Әгәр, медвидефниң  қәйәргә барғанлиқи  җуңгони қоллиғанлиқи болуп һесаблинидиғанла болса, 10-айниң ахирида  медвидеф аввал шәрқий шималдики лүйшунгә чүшүп андин бейҗиңға зиярәткә барған иди. Бу һәрикәтму җуңголуқни қоллиғанлиқ һесаблинамти яки... Русийиниң  қайси бир чағда пүткүл манҗурийини мустәмликә қилғанлиқини бәлки һазирму җуңго тәрәпкә земин тәлипи қоюштин ваз кәчмәйдиғанлиқини җуңго тәрәпниң  сәмигә селип қойғанлиқ һесаблинамду? мениң демәкчи болғиним шуки,  1900-йили чар русийә пүткүл манҗурийини бесивелип мустәмликисигә айландурған мәзгилдә лүйшун портиму шуниң ичидә иди демәкчимән.

Тарихни қияс қилишқа болмайду, әмма  тарихни  шәртлик қошумчә "әгәр" билән оқушқа болиду. Чар русийә манҗурийигә еришиш үчүнла 19 -әсирниң кейинки йеримидин башлап уйғур дөлитини манҗу һөкүмранлириға сетип бәргән десәк, әнглийә хоңкоңға еришиш үчүнла, хитайниң деңиз бойлирида сода портиға еришиш үчүнла  яқупбәг һакимийитини  қоллашни ташливетип , манҗу-хитай ханиданлиқиниң уйғуристанға таҗавуз қилишиға йол қойған десәк, ундақта иккинчи дуня уруши мәзгилидә манҗурийини азад қилған рус армийиси  йәнә немишқа манҗурийини ташлап чиқип кетишкә мәҗбур болди...? бүгүн  президент  медвидеф йәнә немишқа лүйшун портида пәйда болди, хитайлар немишқа бундақ зиярәт қилишқа йол қойди?
11-Айниң 27- күни йәни президент медвидеф японийиниң шималидики конашири арилини зиярәт қилип бир ай тошқанда, "бошүн " тор бити мундақ хәвәр тарқатти:"русийә мәтбуатлири 26-күни русийә думаси төвән палатаси баянат елан қилип , иккинчи дуня урушида совет иттипақиниң рәһбири сталинниң өзи буйруқ чүшүрүп, 20миңға йеқин полшалиқни олтуруп  катин орманлиқи паҗиәсини пәйда қилған" лиқини етирап қилди.

"Бошүн "тор бити бу һәрикәткә қарита баһа йезип:" бу хәвәр қаримаққа адәттикидәк көрүниду, лекин бу хәвәрниң әһмийити һәргиз адәттикидәк әмәс! бу хәвәр рус миллитиниң тарихни етирап қилишта( бәлки рус миллити өзи пәйда қилған паҗиәлик тарихни етирап қилишта...) Қәйсәр, батур милләт икәнликини көрситип бәргәндин башқа, охшашла рус миллитиниң  мәрипәтлик дуняниң тоғра йолиға чиқип илгириләватқанлиқини һәмдә  инсанлар дунясида бу милләтниң  йәнә баш көтүрүшигә  аз вақит қалғанлиқидин бешарәт бәрди  " дәп көрсәтти.

Раст шундақму ? раст шундақ. Бу "қәйсәр "милләт руслар өзиниң ташқи сияситигә мунасивәтлик, бизгә тонушлуқ  1939-йили түзүлгән "рус- герман шәртнамиси"ни  1989-йили 5-айда  сталинниң шәхси иши дәп бикар қилип, балтиқ бойидики үч дөләтниң мустәқиллиқ җакарлишиға йол түзләп бәргәндин кейин,  әмди бүгүн, 2010-йили11-айниң 26- күни  "катин орманлиқи паҗиәси"ниму  сталинниң қилған иши дәп етирап қилди.

1937-Йили рус-хитай оттурисида түзүлгән " җуңго -совет шәртнамиси" , 1945-йили 2-айда москвада түзүлгән" җуңго -совет шәртнамиси", 1947-йили 5-айниң 20- күни  рус-хитай оттурисида  харбинда түзүлгән "харбин шәртнамиси", 1948-йили москвада түзүлгән "москва келишими" , 1950-йили 2-айда  москвада түзүлгән "җуңго-совет шәртнамиси" 2003-йили җяң земин москваға берип түзүп кәлгән "җуңго-совет шәртнамиси" , йеқинда  русийә-хитай оттурисида түзүлгән "3хил күчләргә  зәрбә бериш келишими" һәммә, һәммиси уйғур дөлитини хитайға сетип бериш вә сетип елишқа мунасивәтлик  русийә-хитай оттурисида түзүлгән келишим вә шәртнамиләр иди.

"Қәйсәр милләт рус миллити"  вә думаниң төвән палатаси бу шәртнамиләрни вә келишимләрни қачан бикар қилиду?

"Қәйсәр милләт" рус миллити мав зедуң билән бирлишип , 1949-йили  8-айниң 27- күни уйғур дөлитиниң даһийлири  әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләрни  айропилан вәқәсигә баһанилап мәхпий өлтүргән сталинниң җинайәтлирини қачан паш қилиду?

Ундақта, русийә федератсийиси дөлити башлиқлириниң йеқиндин бериқи дипломатик паалийәтлири актип паалийәт  һесаблинип, русийә федератсийиси асиядиму  актип паалийәт қилидиған бир дәвргә кирип қалдиму?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.