Шәрқ шамили растила ғәрб шамилини бесип кәттиму?
Радиомизниң обзорчиси сидиқ һаҗи рози
2011.12.02
2011.12.02
2 - Қетимлиқ шәрқ шамили дуня сода тәшкилатиға кирип иқтисадни йәр шарилаштуруш, дуня сода тәшкилатиниң дәрвазиси наһайити чоң бир орган иди. Хитайлар келип ишикни чекишигила, дуня сода тәшкилатиниң ишики өзликидин ечилип кәткән охшимамду. 3 - Қетимлиқ шәрқ шамили дуня террорчиларға қарши турғандин башлап җуңго, хәлқара бирликсәпкә қатнашқанмиш.
Хтай әнә шундақ 3 қетим шәрқ шамилидин пайдиланған имиш.
Әйни чағда шәрқ шамили, ғәрб шамилини бесип кәтти дегән мав зедуң, қандақ бесип кәткәнликини оңида әмәс, чүшидиму көрәлмәй өлүп кәткән иди, әмди бүгүн мав зедуңниң әвлади шәрқ шамилиниң ғәрб шамилини бесип кәткәнликини көргән охшимамду? нәннивән роһидин үгинишни тәрғип қилип, “капитализим йолиға маңған һоқуқдарлар”ға қарши шоар товлап йүргән җуңголуқлар, қачандин башлап ғәрб шамилини бесип кәткидәк, шәрқ шамили чиқарғанду?
Җуңго нөвәттә, иккинчи дәриҗилик иқтисад дөлитигә айланди, биринчи дәриҗилик екиспорт дөлитигә айланди, биринчи дәриҗилик привот җуғланмиси көп дөләткә айланди, дәйду,мақалисидә язғучи. Һазирқи дуняға керәк болған иқтисад, техника, иқтисадниң дәври қилиш характерлик өткилидин, ишләпчиқириш кучлириниң тәрәққияти өткилидин, тәләпчан һазирқи заман маарипиниң өткилидин өтүп болғанмиду, җуңголуқлар немигә асаслинип шундақ биринчи дәриҗилик дөләткә айлинип қалғанду. Немигә асаслинип америка билән үзәңгә соқуштуридиғанду?
“америка, җуңго билән шәрқи асияда талаш - тартиш қиливатиду, 20йилдин кейин йәнә шундақ талаш - тартиш қилаламду” дәйду, язғучи. Җуңголуқлар 20 йил тәрәққи қиливалғичә, америкилиқлар ухлап турсун дәйдиған бир буйруқ кәлмигәнду, бир йәрдин? җуңго дуняниң һәр қайси җайлирида америка билән үзәңгә соқуштурамду немә, язғучиниң гәплириниң узайиға қариғанда, әмәлийәттә шундақ. Америкиниң демократийиси, америкиниң ташқи сиясәт адалити қәйәргә йитип барса җуңголуқлар шу йәрдә пәйда болуп, америкилиқлар билән қаршилишиватиду. Мәсилән, иран, шималий корийә, сүрийә, ливийә қатарлиқ дөләтләр мәсилисидә җуңго, америкиниң сияситигә қарши пикир қиливатиду.
Лю шөви әпәнди мақалисидә, америка 20 йилдин кейин, шәрқий асияда җуңголуққа бир немә дийәлмәйду, дәйду. Лекин кишиләрниң қаришичә, җуңголуққа 20 йилму әмәс, шәрқий җәнуби асия мәсилисидә 20 күнму вақит қалмиди.