Суң мейлин 1943-йили немишқа "шинҗаң"ға кәлгән иди? 2010.12.22
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.01.07
2011.01.07
Суң мейлиң немишқа шинҗаңға кәлмәкчи болди? йәнә немишқа америкида ясалған йүк айропиланиға олтуруп кәлмәкчи болди ? суң мейлиң йеқинда нәдә иди, 2-ай, 5- айларда суң мейлиң америкида дөләт мәҗлисидә доклат бәргән идиғу? шундақ тиз сүрәттә - һә, немишқа "шинҗаң" үрүмчигә келидиған болуп қалди?
Америкида ясалған, суң мейлиң олтурған айропилан 1943-йили 8-айниң 30-күни үрүмчигә йитип кәлди. "Айродромда чоң чәмбирәк шәкилдә тизилған миңлиған- он миңлиған кишиләр байрақларни пулаңлитип қизғин қарши алди" дейилипту язмида. Үрүмчидә айродромға чиққудәк шунчилик хитай киши бармидикинә, шу чағда?
Шиң шисәй тәйярлиған зияпәттә суң мейлиң сөз қилип :" мән бу қетим шинҗаңға келип наһайити хушаллиқ һес қилдим. Бизни катта күтүп алғиниңларға көп рәһмәт ейтимән. Шинҗаң,шиң дубәнниң башқурушида наһайити зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүпту..."Деди.
1943-Йили күздин башлап шиң шисәй совет иттипақиға майил барлиқ шоар, лозункиларни йиртип ташлиди... Шиң шисәй қандақсигә шу дәриҗидә йүрикини қаптәк қилалиди?
"1943-Йилиниң ахирида ечилған бир нәччә қетимлиқ (хәлқаралиқ) дөләт башлиқлири йиғинида, җяң җешиниң әң муһим нишанлиридин бири әнглийә, америка, совет иттипақиниң нөвәттә җуңгониң территорийә тоғрисидики баянатини етирап қилишни қолға кәлтүрүш иди", бу демә к, чоң дөләтләр оттурисида даим давамлишип туридиған дипломатик мунасивәтләрниң районлар мәсилилиригә, аз санлиқлар, кичик милләтләр яшайдиған территорийиләрни қайси дө ләтниң тәсир даирисигә айрип беришкә мақул болуш арқилиқ, чоң дөләтләр оттурисидики дипломатик мәнпәәт мунасивәтлирини тәңшәшкә берип четилатти.
Җяң җешиға нисбәтән " етирап қилишни қолға кәлтүрүш"тин ейтқанда, "манҗурийә, ташқи моңғулийә вә тәйвәнгә болған игилик һоқуқни етирап қилиш дегәнлик иди", "рәқибләр вә иттипақдашлар" намлиқ китабниң аптори язғучи җүн гарвер бу йәрдә "шинҗаң " дегән исимни немишқа қәләмдин чүшүрүп қойди?
Суң мейлиң 1943-йили 2-айда розвелит билән сөзләшкәндә бу тәләпләрни" манҗурийә, тәйвән, ташқи моңғулийә, шинҗаң қатарлиқ районларда гоминдаңниң игилик һоқуқини етирап қилиш мәсилиси" ни розвелитниң алдиға қойған иди, дейишкә болиду. Чүнки,әгәр суң мейлиң ташқи моңғулийә, манҗурийәләр қатарида "шинҗаң " мәсилисиниму розвелитниң алдида оттуриға қоймиған болса, 1943-йили 1-, 2-айда җяң җешиниң йүз миң кишилик мунтизим армийиси "шинҗаң" ға таҗавуз қилип кирәлмигән болатти вә суң мейлиң өзиму америкиниң айропиланиға олтуруп "шинҗаң " үрүмчигә келәлмигән болатти, 2-, 5 -айларда америкиниң дөләт мәҗлисигә доклат берип (бу доклаттин хатирә қалдурулмиған икән) юқириқи территорийиләрни җуңгоға қошуп беришни тәләп қилған суң мейлиң 8-айда үрүмчидә пәйда болалмиған болатти.
"Җяң җешиниң асаслиқ дипломатийә истратегийиси: җуңго өзиниң миллий ғурурини әслигә кәлтүрүш үчүн совет иттипақи билән һәмкарлишиши керәк дегәндин ибарәт иди. Лекин, бу мәқсәткә йитиш үчүн, совет иттипақиниң мәнпәити билән җуңгониң дөләт мәнпәити оттурисида тоқунуш йүз берәтти. Җяң җеши шинҗаң, ташқи моңғулийә, манҗурийидин ибарәт " қолдин кәткән йәрләр" ( бу йәрләр тарихта чар русийә тәрипидин бесивелинған )ни қайтурувелиши керәк иди" дәп язған язғучи җүн гарвер әпәндиниң, суң мейлиң розвелитниң алдида оттуриға қойған мәсилиләрниң ичидин "шинҗаң" дегән исимни язмисида чүшүрүп қойғанлиқи әпсуслинишқа әрзийдиған қәләм хаталиқи иди.
Америкиниң дипломатик ярдимигә еришкәнликини, көз-көз қилиш, америкиниң 1943-йили 4-айда ермунд килобени америкиниң үрүмчидә турушлуқ консули қилип тәйинлигәнликини советләрниң алдида көз-көз қилиш, өзиниң вашингтондики дипломатик паалийәтләрдә ғәлибә қилғанлиқини сталинниң алдида көз-көз қилиш, шу чағда хитайниң гоминдаң партийисиниң дипломатийә вә һәрбий ишларда америкиниң ярдимигә, қоллишиға еришкәнликини көз-көз қилиш үчүнла вә шинҗаң "дегән бу земинға америкиниң дипломатик ярдәм қилиши арқилиқ еришкәнликини көз-көз қилиш үчүнла, суң мейлиң 1943-йили 8-айда үрүмчигә кәлгән, кәлгәндиму америкиниң айропиланиға олтуруп кәлгән иди. Гоминдаң ташқи ишлар министирлиқиниң "шинҗаң"да турушқа тәйинләнгән пәвқуладдә хадими ву зешяңниң суң мейлиңға һәмраһ болуп үрүмчигә биллә кәлгәнлики, чоң дөләтләр оттурисидики дипломатик мунасивәтләрдә йәнә немини чүшәндүрүп беридиғанду?
(Пайдиланған китаблар "рәқибләр вә иттипақдашлар", аптори җүн гарвер,америка. "Шинҗаң тарих материяллири" 23- китаб)