Мәрһум мутәпәккуримиз турғун алмасни әсләймиз

Уйғурниң тарихчиси, уйғурниң мутәпәккури турғун алмас 2001-йили 9‏-айниң 11‏-күни үрүмчидә аләмдин өтти.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.09.23

Уйғурниң өтмүш тарихини, мустәмликә реаллиқини вә кәлгүсини тәсвирниң илкигә елип, инчикилик билән тәһлил йүргүзүп, уйғурға мәниви озуқ тәйярлимиса болмайдиғанлиқини һес қилип, үмидсиз кишиләргә үмид пәйда қилиш үчүн, уйғурни, уйғурниң өзигә тонутуш үчүн турғун алмас “уйғурлар” қатарлиқ тарихий әсәрләрни йезип, тарихниң қум-барханлириға көмүлүп қалған уйғурниң миллий роһини, өтмүш тарихтин йәнә реал заман тарихиниң сәһнисигә елип чиққан иди. Уйғурниң миллий роһи өзигә керәк болған вәтәнпәрвәрлик қизғинлиқидин айрилип қалидиған болса милләт һалакәткә йүзлинәтти.

Чүнки, уйғурлар инсанийәт қатарида охшашла уйғурниң вуҗудидики, вәтәнпәрвәрлик қизғинлиқидин урғуп чиққан ирадиниң күчигә таянмайдиған болса, миллий роһниң вәтәнпәрвәрлик идийилири билән қайтидин бирлишишини ишқа ашурғили болмайтти.

Миллий роһниң йәнә бир тәрипи-өзлүк еңи, инсанийәткә ортақ болған, лекин пәйласоп гегилдин келиватқан өзлүк еңи уқуми бойичә, милләтниң өзини йәни милләтни тонуш еңи, милләтни тонушни, милләтниң мәвҗутлуқи вә қандақ һаләттә, әркин һаләттә мәвҗутму яки қул һаләттиму, дәп айрийдиған мәвҗутлуқини тонушни капаләткә игә қилатти. Уйғурларда өзлүк еңи милләтниң өзини тонушини капаләткә игә қилғандила андин бу уқум уйғурға хас өзлүк еңи дәп атилатти.

Мәрһум турғун алмас “уйғурлар” мавзулуқ тарих әсирини уйғурниң өзлүк еңини вә уйғурниң кимликини тарихниң җәрянлиридин, мустәмликә реаллиқ ичидин, үмид билән үмидсизликниң өз-ара күришидин тепивелиши үчүнла, уйғурларға мәниви озуқ орнида йезип бәргән.

Уйғур тарихиниң һәрқайси басқучлирида, милләтниң өзини тонуши йетәрлик болдиму яки йетәрлик болмидиму? милләт өзини тонуған тарихниң мусапилиридә, уйғур миллити инқилаб билән оттуриға чиқти. Милләт өзини тонушни давамлаштуралмиғанда пассип һаләттә күтүп турди, үмидсизләнди, тәрки дуня болди. Әгәр “әркин ирадә” вә миллий роһ давамлиқ қизғинлиққа, өзиниң мәнпәитигә издинишкә түрткә болидиған қизғин вәтәнпәрвәрликкә тоюнмайдикән, тарихниң мурәккәп җәрянлирида һәргиз өзиниң кимликини ишқа ашуралмайду. Миллий роһ, пәқәт миллий роһниң күчи арқилиқла миллий роһниң мәқсәтлиригә йетәләйду. Миллий роһниң мәқсәтлири дегән немә? мәқсәтлик аң билән демократик шәхсийәтчилик, бу миллий роһниң мәқсәтлиридур. Миллий роһқа мәнсуп вәтәнпәрвәрлик қизғинлиқиға игә һәр қандақ вәтәнпәрвәр киши 1‏-аңлиқ мәқсәтлик 2‏-демократик шәхсийәтчилик идийилирини тәйярлиши шәртсиз болиду.
 Мәрһум мутәпәккуримиз турғун алмас әвлади уйғурларға “уйғурлар” намлиқ тарихи әсири арқилиқ тарихий қизғинлиқ, тарихий вәтәнпәрвәрлик, әркин ирадиниң тарихийлиқи, заманивилиқи, өзлүк еңиниң тарихийлиқи вә заманивилиқи, аңлиқ мәқсәт вә мәқсәтлик аң, радикал әмәс, бәлки әқлий милләтчилик, һазирқи заманму һәргиз чәткә қақмайдиған, демократик шәхсийәтчилик қатарлиқ “мән билимән, мән билишкә тегишлик нәрсини” дәйдиған билиш даирисидә йүксәкликкә көтүрүп уйғурниң кейинки әвладиға тәқдим қилди.

Мәрһум мутәпәккуримиз тарих еңи бойичә кейинки әвладлирини тәрбийилигүчи қәһриман иди. Турғун алмас 1968‏-йили милләтчи, әксилинқилабчи җинайити билән қарилинип хитайниң людаван түрмисидә 8 йил ятқан иди.

“роһий әркинликниң өзгәргән шәкли дөләт иди; дөләт әркинлик билән қизғинлиқниң конкрет бирлики” иди. Гегилға шундақ иди һәм турғун алмасқиму шундақ иди. Һәммимиз үчүн һәм шундақ иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.