Уйғур әдәбиятиниң йәнә бир байрақдари

2010-Йили 12-айниң 21-күни үрүмчидә мәрһум шаир тейипҗан елиюп тәвуллутиниң 80 йиллиқи хатириләнди. Хитай өлкилиридин келип аталмиш уйғур аптоном райониға секретар болған һәрқандақ бир хитай һечқачан уйғурниң вапат болған бүйүклирини хатириләш мурасимиға қатнашмиған иди. Бу қетим җаң чүншән хатириләш мурасимиға қатнишипту.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.12.24

Әнәниләргә асасланғанда, әдәбий иҗадийәтчидә башқиларда болмиған бир артуқчилиқ болиду - йәни һәқиқий шаир болғучиниң роһи әркин болиду, әркин ирадилик болуши шәртсиз болиду.

Уйғурниң шаири рәһмәтлик тейипҗан елиюп, қанчә рәт заманниң өткәмисидә тасқилип, қанчә рәт заманниң ғәлвиригә чүшүп, һақарәтләнгән, шикәстиләнгән роһиниң паклиқини әсла йоқатмай, инсанлиқ ғуруриниң маһийитини һәргиз пучәкләштүрмәй, уйғур пети уйғурдәк яшап, уйғур пети шаир болуп аләмдин өткән иди.

Шаир иҗадийәттә бәдиий талантиға тайинипла шаир болалмайду. У шуниң үчүн шаир болалайдуки, чүнки у, әдәбияттики бәдиий истидатму йетишәлмәйдиған, әсәрләрниң мәзмуниму йетишәлмәйдиған бир нәрсә, йәни кишиләр арзулирида һәвәс қилидиған, әмма күрәш қилмиса йетишәлмәйдиған, лекин учриғанлиқи адәмләрдә болувәрмәйдиған бир нәрсә- муназирә тәләп қилмайдиған әркинлик; шаир тәбиий еришкән бирақ, башқилар үчүн йәнә қоғлишидиған, издинидиған тәбиий әркинлик роһи, шаирни шаир қилидиған бирдин- бир амилдур. Әгәр бундақ болмиса һессиятму қуруқ болиду, шеири тәсәввурму ялған болиду.

Бундақ шаир рәсмийәтләрниң чәкләшлиригә һәм писәнт қилмай, һәм бәзидә чәклинип, чәкләнгәндә интайин ғәйрий ички һаятниң қудритигә тайинип, миллий әдәбият әнәнисиниң ичидә, әдәбиятниң услубини миллийлаштуруш ғәризидә яшайдиған шаирдур.

Һәрхил идийиләр вә һәрхил шәйиләрниң өз ‏- ара алақилиридә, вәһимә билән таллашниң чегралирида гаңгирап, хилму ‏- хил өзгиришләр ичидә, уйғур миллий һаятиниң рәңги-роһини упратмай, уйғур бәдиий әдәбият әнәнисиниң изчиллиқини чалғитмай, ички-ташқи елишишларда тәҗрибилиригә тайинип, һаятниң иссиқ-соғуқлириға охшашла тақабил туруп, әдибниң вә милләтниң әркинликини мәдһийиләшниң орниға қоюп, рәһмәтлик шаир тейипҗан елиюп,"ирадә әркинлики" дегән бу мәниви қорални милләтни қутулдурушниң қоралиға айландурмақчи болған иди вә ипиклиқ алаһидилик билән сиясий лирикилиқ хусусийәтни җәм қилған "түгимәс нахша" әсирини иҗад қилған иди.

Тейипҗан елиюп, уйғур адәмләр 20-әсирниң 40-йиллиридики демократик инқилабниң мәқсәт-муддиалири ичидә яшайдиған, йепйеңи, әзәлдин көрүлүп бақмиған бирхил саддә-сәмимий милләтчилик, бир хил иҗтимаий түрниң изчиллашқан идеологийилик пикри сүпитидә оттуриға чиқип туридиған бир дәврдә яшиған иди. Бу шәкиллик уйғур җәмийитидә һәқиқий баравәрликкә еришәлмигән кишиләр, әркинликкә издәнгүчи әркин ирадә яратқан ғәйрий бир муһитта өз ‏- ара кус-кус параңлишалайтти вә ирадә бирликини омуми ғайиләрниң асасиға айландурмақчи болушатти.

Рәһмәтлик шаир тейипҗан елиюп "түгимәс нахша" әсири арқилиқ, аввал шеирда өзиниң ирадисини қоғдиди. Баравәрлик тәләплирини шеири мәнивийәт ичидә муқимлаштурди. Милләтниң миллий зеһний қуввити тәбиәт билән җипсилашқан, миллий турмушниң тәбиий һалитигә, шаир үчүн һессиятниң вә шеири тәсәввурниң тәбиий һалитигә қайтмақчи болди. Миллий турмушни макан ичидә вә чәксиз заман ичидә әслигә кәлтүрүп, уйғур турмушиниң әсли чақириқ күчигә, қәлбиниң дәрвазисини ечип бәрмәкчи болди. Уйғур миллитини аләмдики милләтләр қатарида көрүшниму арзу қилатти. Дуняда бир милләт болуп турушниң билиш вә сәзгүләр җәрянидин заман өктәмлириниң зораванлиқини чиқириветип уйғурниң уйғур болуп яшишини арзу қилатти. Шеирни вә шеири һессиятни азад қилмақчи болғанти.

1957-Йили, хитай көчмәнлири уйғуристанға түркүмләп көчүп киришкә башлиған йиллар, мустәмликә уйғуристанда йәрлик милләтчиликкә қарши туруш һәрикити қозғиған, түнүгүн акопқа чүшүп дөләт қурған уйғурларни әмдиликтә милләтчиләргә айрип бир-бирләп түрмиләргә ташлиған йиллар иди.

Уйғурлар адәм иди-дә, һессият вә әқил пушайманға үндәйтти. Уйғурлар адәм иди, җасарәт вә әқил қаршилиқ көрситишкә чақириқ қилатти. Шаир тейипҗан елиюпниң "түгимәс нахша" әсири әнә шундақ тарихи шараитта дуняға кәлгән иди. Кимдур бири бу шеирни игә билән хәвәр ниң җүмлидики грамматикилиқ мунасивити арқилиқ "тәһлил" қилип, өзини " қурулма тәнқидчилики" пешвалириниң орниға қоймақчи болған иди. Әмма, "түгимәс нахша" уйғурларда миллий роһқа издинишниң марши, инқилаб марши, тиз пүкмигүчиләрниң марши болуп қалған иди.

Азадлиққа издәнгүчи гретсийилик үчүн әнглийилик романтик шаир байрун қанчә керәк болса, сибирийә канлириниң чоңқур тегидә һалсириған русийиликкә пушкин қанчә қиммәтлик болса, ач зерин қалған германийилик ишчиларға һенирих һени қанчә қиммәтлик болса, уйғурлар үчүн рәһмәтлик шаир тейипҗан елиюп шунчилик қиммәтлик вә шунчилик керәк иди.
Хилму-хил баһалар берилиши мумкин."Бүркүт бәзидә тохудинму пәс учиду, лекин тоху мәңгү бүркүт болалмайду. Тоху йәнила арқа һойлида даңгал татилап йүргән тохудур".

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.