Нәгә барисиләр уйғур яшлири!

2011-Йилидин башлап уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт алий мәктәп пүттүргән, 280миң оқуғучини ишқа орунлаштурушни пилан қилди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.02.25

Йеңи хәвәрләрдин мәлум болушичә, мәктәп пүттүргән, әмма ишсиз қалған бу оқуғучиларни ичкири хитайға елип кетип“ тәрбийилимәкчи ” болған хитай һөкүмити, хотәндин 369 нәпәр оқуш пүттүргән оқуғучини, қәшқәрдин 1476нәпәр оқуш пүттүрүп ишсиз қалған оқуғучини, или-ғулҗидин мәктәп пүттүрүп ишсиз қалған 3500нәпәр оқуғучини тизимлап, пойизға қачилап ичкири хитайға йөткәп кетип “ тәрбийилимәкчи ” болди.

Хитай мустәмликичилири аввалқи дәврләрдә, уйғурниң яш-яш қизлирини ичкири хитайға йөткәп кетишни ишқа ашурған болса, кейинки дәврләрдә уйғурниң әркәклирини ичкири хитайға йөткәп кетишни ишқа ашурған болса, әмдиликтә уйғурниң оқуғучи- зиялийлирини ичкири хитайға йөткәп кетишни пиланлиди. Кәлгүлүк әмди уйғур зиялийларға кәлди.

Уйғурларни тарқақлаштуруш аввал исянкар өлкә қәшқәрдин башланди. Униңдин кейин уйғурларни тарқақлаштуруш қәһриман өлкә илидин башланди. Или вилайитидә уйғурниң тетир, терилғу йәрлири хитай көчмәнлиригә тәқсим қилип берилди. Қәшқәр вилайитидә қәшқәр кона шәһәрни чеқип, олтурақ өй селип хитай көчмәнлирини көчүрүп чиқти. Или наһийисидә уйғурниң йәрлирини, мәсилән, турпанйүзидә уйғурниң бағ-варанлирини хитай көчмәнлири тартивалди. Пиланлиқ туғут сияситини техиму системилаштуруп, уйғурниң мәһәллә ‏- көзлиридә уйғурни бир -бирини назарәт қилидиған қаранчуққа, қорсақ көтүргәнләрни хитайға чеқип қойидиған чеқимчиға айландуруп, туғут чәкләшни дәһшәтлик бир һәрикәткә айландурди.

Уйғур, қазақ чарвичиларни яйлақтин айрип ташлиди. Әнәниви турмуш адитини өзгәртишкә мәҗбурлап, чарвичилиқтин деһқанчилиққа өтүшкә зорлиди.
2009-Йили үрүмчидә көтүрүлгән намайиш хитай зораванлиқиниң юқириқидәк ипадилиригә қарши көтүрүлгән намайиш иди. Шу йили хитай мустәмликичилири 40тин артуқ уйғур яшқа өлүм җазаси бәрди. Қисқиси уйғурни йоқитишниң қайси шәкли үнүмлүк болса шундақ чариләрни ишлитивәрди.

Әмдиликтә әрәб ислам әллиридә аләмшумул демократик өзгириш болуватқан күнләрдә, бу инқилабниң җуңгоға йитип келишидин әнсирәп, пути көйгән тохудәк бир һалға чүшүп қалған хитай мустәмликичилири, ясимәнгүл инқилабиниң уйғурлар ичидә қозғилишидин әнсиригән җуңнәнхәй, мустәмликә уйғуристанда сақчилар һәрикитини җиддийләштүрүпла қалмай, йәнә 4 нәпәр уйғурға өлүм җазаси берип, уйғурлар ичидә вәһимә пәйда қилип, уйғурларни қорқутуп, уйғур оқуғучи- зиялийлирини ичкири хитайға йөткәп кетиш пиланини елан қилип, юқиридин- төвәнгичә уйғур җәмийитигә вәһимә тарқитип, намайишниң алдини алмақчи, ясимәнгүл инқилабиниң алдини алмақчи болуватиду. Бу инқилабни йәнә, уйғурларниң башлап беришидин әнсирәватиду. Мушундақ чағда вәтәнни ташлап яқа юртқа нәгә барисиләр уйғур яшлири, уйғур зиялийлири!

Ясимәнгүл инқилаби ливийә тириполидин бейҗиң шәһиригә көчүп кәлди. ясимәнгүл инқилаби мисир қаһирәдин шаңхәйгә, гуаңҗуға көчүп кәлди. Өткән һәптә 20- күни бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ 13 шәһәрдә ясимәнгүл инқилаби болуп өтти. Әмдиликтә алдимиздики йәкшәнбә хитайда 18шәһәрдә ясимәнгүл инқилаби болмақчи. Бу 18 шәһәрниң ичидә лихасаму бар, үрүмчиму бар. Мушундақ пәйттә нәгә барисиләр уйғур зиялийлири!

Хитайниң ясимәнгүл инқилабчилири “ бизгә иш керәк, бизгә йемәк-ичмәк керәк ” дәп шоар товлиди. Силәр сәндуңға баридикәнсиләр, силәргә сәндуңда йемәк-ичмәк тәйяр туруптиму уйғур зиялийлири, силәрни бейҗиңға елип кетидикән, силәргә бейҗиңда иш орни тәйяр туруптиму уйғур зиялийлири, нәгә барисиләр уйғур яшлири, силәрни хитай мустәмликичилири ичкири хитайға йөткәп кәтмәкчи болуватиду, нәгә барисиләр уйғур яшлири!

Пойиз ләнҗудин өтүпла 3500нәпәр уйғурни бир йезиға орунлаштуриду дәп ойлидиңларму уйғур яшлири? һәй, надан адәмләр,
Һәрбир уйғурни бирдин йетиләп қайси ширкәт ачқан хитайға қул қилип бериду, буни ким билиду?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.