Вәзир путин билән вәзир вен җябав бейҗиңда қучақлашти

Русийә вә хитайда охшашла сайлам дәври йитип кәлди. Хитайниң һоқуқлуқ избасарму көрситилди, русийиниң вәзир билән президенти алмаштуруш пиланиму ашкариланди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.10.14

Хитайда башлиқ болғучилар һәргиз пуқраға вәдә бәрмәйду. Әмма русийидә башлиқ болғучилар пуқраларға анчә-мунчә вәдә бәрсиму, бирақ һәммидин ямини русийидә вә хитайда һоқуқи бақимәндилик түзүми һеч қачан өзгәртилгини йоқ.

Бу қандақтур һоқуқи бақимәндилик, һоқуқни монополийә қилиш коммунистларниң әнәниви адити болуп қалмастин бәлки һоқуқи бақимәндилик рус билән хитайниң миллий характериниң бир тәрипидур. Болупму рус билән хитайниң әхлақ вә қанунни бир тәрәпкә қайрип қоюп җәмийәткә күч билән һөкүмранлиқ қилиш характериниң бир тәрипидур.

Русийидә болидиған сайлам худди у янчуқтики тухумни бу янчуққа селип алмаштуруп қойғандәк бир иштур.

Явропада вә ғәрб дунясида кишиләр русийиниң һоқуқ саһәсидә болуватқан өзгиришләргә нәзәр ташлап, бундақ алмаштурушниң демократик сайламға, партийиләр оттурисидики сиясий риқабәтниң демократик усулда елип берилишиға һақарәт қилғанлиқ дәп қарайдиған болса, һәр һалда бундақ көз қарашни хата дәп қариғили болмайду.

Бу қетим виладимир путин йәнила йүзи қизармиған һаләттә һәм йүзиниң чүшүп кетишиниң алдини елип, бейҗиңни зиярәт қилип, бир дипломатниң қабилийити арқилиқ сөз- чөчәк тарқитип, русийидә өткүзүлидиған сайламниң җәряниға ғәрб дунясиниң соғуқ нәзәр ташлишиға җаваб бәрмәкчи болған болса керәк.

Виладимир путинға сир әмәс идики, русийиниң ханлиқлиридин тартип чар русийә һакимийитигичә, чар русийидин тартип ленин, сталин росийисигичә һәтта мәрһум йелтсин дәвригичә русийидә болуп өткән тарихи сиясий давалғушларда һәр қандақ бир чәткә қеқилған сиясий киши яки сиясий сәргәрдан киши сибирийигә сүргүн қилинишқа, етилип кетишкә, түрмидә йетишқа рази болған идики, һәргиз хитайға қечип келип сиясий панаһлиқ вә сиясий ярдәм тилимигән иди. Виладимир путин бу қетим хитайға келип, хитай дипломатийиси арқилиқ өзиниң хәлқарада сиясий нопузини тиклимәкчи болған болса, мениңчә бундақ қилиқ александир невскиниң миллити, толстойниң миллити - рус миллитиниң сиясий әнәнисигә қилинған һақарәттур.

Америка авази тор бетидә, “русийә рәһбәрлири хитайпәрәслик сияситини ғәрб дунясиниң алдида ашкарилимақчи болған болса бирақ, русийә рәһбәрлириниң хитай билән болған мунасивәтлиридә барғансери арзуға чушлуқ дәрманиниң йоқлуқиниму ашкарилиди” дәп көрсәтти. Русийә гезитлири болса, “нөвәттә русийә рәһбәрлириниң калтә пәмлики, калтә нәзәрлики, русийиниң хәлқара орнини техиму төвәнләтти” дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.