“уйғуристан, тибәт, тәйвән мәсилиси хитай, америка оттурисида интайин сәзгүр мәсилә”
2011.05.10
Хитай мәтбуатлириниң дейишичә, йәр шари бойичә икки иқтисади гәвдә һесабланған икки дөләтниң сөһбити достанә кәйпият ичидә өткүзүлди. Нурғун учришишлар мәхпий, йепиқ һаләттә елип берилди. 45 Минут өткүзүлгән ашкара-очуқ сөһбәттә икки тәрәп охшашла даимий тема перевот вә кишилик һоқуқ бойичә сөзләшкәндә, америка тәрәп хитай тәрәпкә бесим ишләтти. Лекин, икки дөләт һәмкарлишип йәр шари иқтисадини тәрәққий қилдуруш җәһәттә кәйпият бир қәдәр мулайим болди дейишти хитай тор бәтлири.
Әмма, хитай һөкүмитиниң юқири қатлимида, америка-хитай мунасивитиниң қийинчилиққа дуч кәлгәнликини етирап қилишти. Униңдин башқа америка билән хитай оттурисида ортақ мәнпәәтниң тоқунуштин көп икәнликиму қәйт қилинди.
Кишилик һоқуқ мәсилисигә кәлсәк, президент обама һөкүмитиниң аввалқи икки йилда кишилик һоқуқ мәсилисидә таза актип болмиғанлиқини кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә мустәқил тәтқиқатчилар көп қетим тәнқид қилған.
Очуқрақ ейтсақ, 2009-йили 7-айниң 5-күни хитай үрүмчидә тинч йол билән намайиш қилған уйғурларни қирғин қилғанда, ақсарай елан қилған баянат юмшақрақ болуп қалған иди.
Бу қетим муавин президент байдин әпәнди, дөләт ишлар катипи һилларий килинтон ханим икки дөләт сөһбити башланғанда: “обама һөкүмити хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә диққәт қилишни күчәйтти” дәп көрсәтти. Буниңдин америкиниң йеқиндин бери кишилик һоқуқ сияситидә өзгириш болғанлиқини көрүвалдуқ.
Муавин президент байдин әпәнди йәнә: “кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә икки дөләт оттурисида еғир ихтилаплар мәвҗут. Бирақ президент обама шуниңға ишинидуки, негизлик һоқуқ вә әркинликни капаләткә игә қилиш, узун муддәтлик муқимлиқниң яхши чариси икәнликигә ишиниду” дәп көрсәтти.
2009-Йили 1-айниң 20-күни президент обама ақсарайға киргәндин кейин, фудән университетиниң профессорлири тибәт мәсилиси, тәйвән мәсилиси вә уйғуристан мәсилисиниң җуңго, америка икки дөләт оттурисидики әң назук мәсилә икәнликини көрсәткән иди.
Шу йили 9-айниң 23-күни рәис ху җинтав ню-йорк шәһиридә уйғуристан мәсилиси, тибәт мәсилиси, тәйвән мәсилиси хитай, америка икки дөләт оттурисида интайин назук, интайин сәзгүр мәсилә дәп көрсәткән.
Уйғурларниң сиясий актиплири болса, мәтбуатларда бу һәқтики баянлирида, бу қетим америка қошма штатлири һөкүмитиниң, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә қаттиқ диққәт ағдурғанлиқидин үмидимиз зор дейишмәктә.